Түрк дунясиниң алдини һечким тосалмайду


2007.11.22

11-Нөвәтлик түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләр достлуқ, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ қурултийи әзәрбәйҗанниң пайтәхти баку шәһридә 17- ноябирдин 19-ноябирғичә чақирилди. Бу қурултайға һәрқайси түркий милләтләрдин 1500 әтрапида вәкил қатнашти. Уйғурларға вакалитән д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк башчилиқидики 6 уйғур қатнашқан қурултайниң 19- ноябир күнидики йепилиш мурасимида түркийиниң сабиқ рәис җумһури сулайман демирәл наһайити муһим сөз қилди. У сөзидә түркләрни бир қара яғачқа башқа түркий милләтләрни униң шахлириға охшатти.

Бәзи түркий милләтләрниң мустәқиллиқини қолдин кәткүзүп қоюшини қара яғачниң йопурмиқиниң қуруп кетишигә охшатса мустәқиллиққа еришишини йопурмақниң қайта яшнишиға охшатти. Түрк дунясида әркинлик шамилиниң чиқишқа башлиғанлиқини бу шамални һечкимниң тосалмайдиғанлиқини ипадә қилған сулайман демирәл, түркий милләтләрни иттипақлишишқа чақирди. Сабиқ рәис җумһури сулайман демирәлниң бу нутқи қурултай әһлиниң алқишиға муйәссәр болди.

Түрк дуняси дегән немә?

"1990-Йиллириғичә бу қурултай немишқа чақирилмиди. 20-Йил бурун бу қурултайға кәлгән кишиләрниң бир йәргә келиши мумкинмиди? әзәрбәйҗандила әмәс башқа дөләтләрдиму бир йәргә келәлмәйттуқ. 20 Йил бурун түрк дуняси қанчә парчә иди? қайси шәртләр астида яшавататти? бүгүн түрк дунясиниң вәзийити қандақ? тарихниң йоли әгри тоқайму? бу әгри тоқай йолда бәзидә пурсәтләр алдиңизға чиқиду? милләтләр вә хәлқләр бәзидә өзлири дучар болған зулумни чекишкә мәҗбур қалиду, пурсәт чиқип қалса у пурсәттин пайдилиниду? бу иккилисини қилалиған милләт өзини қоғдап қалалайду. Түрк дуняси 11 милйон квадрат километр чоңлуқта болуп, 3 явропаға тәң. Бундақ кәңри бир җуғрапийидә мениң йилтизим, тегим түрк дегән түркий тиллирида сөзлишидиған кишиләр яшимақта. Түрк дунясиниң әпсаниси, дастани, қәһримани, тили, дини, тарихи, ривайәтлири вә чөчәклири ортақ болған хәлқләр яшайдиған бир дунядур. Бу бүйүк дуня өткән 2000 йил җәрянида нурғун боран чапқунларни бесип өтти. Буларни һәр даим ядимизда сақлишимиз керәк."

Түркий милләтләрниң йилтизи бир

"Түркий тиллар диваниға көрә, түрк исмини тәңри бәргән. У чоң бир қариғайға охшайду, униң шахлири бар. "Түркий тиллар дивани" да йезилишичә 21 түркий милләт бар. Буларниң һәммиси бир дәрәхниң шахлиридур. Тарихта бәзидә бу қара яғачниң йопурмақлири қуруп кәткән, вақти кәлгәндә қайта яшниған. 1990-Йилидики вәқәләр мана бу һадисиләрдин биридур. Қара яғачниң шахлири қайта яшниди. Бу қурултайға қатнишиватқан вәкилләр мана бу дәрәхниң йопурмақлири. Бу милләткә мәнсуп болған хәлқләр. Түркий милләтләр нәдә, қайси шәрт шараитта яшиса яшисун дуня тарихиға муһим төһпиләрни қошқан бир милләттур. Бу қурултайни чақиришимиздики мәқсәт дуня мәдәнийитигә төһпә қошқан милләтләрниң қайтидин дуняда сөз игиси болушини әмәлгә ашуруш, мәсилилирини музакирә қилип һәл қилиш йоллирини издәштин ибарәт."

Қериндаш түркий милләтләр тарихниң достлуқ вә қериндашлиқниң немигә пайдиси бар?

" Бу достлуқ вә қериндашлиқниң немигә пайдиси бар? бу инсанлиққа, мәдәнийәткә, дуня тинчлиқиға техиму көп хизмәт қилиш үчүн пайдилиқ. Бу қериндаш милләтләр бирликтә дуня тинчлиқи үчүн хизмәт қилишниң йоллирини издимәктә. Түрк дунясиниң мәшһур пәйласопи әхмәт йәсәви қериндаш милләтләргә чақириқ қилип мундақ дәйду: "иттипақлишиңлар, өзара җедәл қилмаңлар, мәсилилириңларни музакирә қилиш арқилиқ һәл қилиңлар, инсанларни синипларға айримаңлар, әр аяллар тәң баравәрдур. Бу миң йил бурун әхмәт йәсәви дегән сөз. Әр вә аялларниң баравәрлики бүгүн хәлқара инсан һәқлири хитапнамиси ичидики әң муһим сөзләрдин биридур. 21-юз йилға киргән күнимиздә аяллар билән әрләрни тәң баравәр көрмәйдиған кишиләр бар. Түркий милләтлири бундин миң йил бурун инсан һәқлири мәсилисигә көңүл бөлүшкә башлиған. Достлуқ, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ қилидиған болсаңлар бу принсипқа асасән қилиңлар. Бу силәрниң тарихи мирасиңлар."

Түркий милләтләргә берилгән алтун пурсәт

"1990-Йилларда тарих түрк дунясиға алтун пурсәтни бәрди. Немә үчүн бурун әмәс дәл 1990-йилларда бу пурсәт оттуриға чиқти? 20-әсир дуняниң әң қанлиқ йүз йилидур. Икки урушта җәмий 60 милйон инсан өлди. Урушта тәрәп болмайду. Әгәр икки чинини соқуштурсаңлар, бири сунса йәнә бирсигә чак кетиду. Униң үчүн дунядики мәсилиләрни уруш җедәл билән әмәс тинчлиқ ичидә һәл қилишни кишиләрниң каллисиға сиңдуруш керәк. Бизниң ортақ мәқситимиз инсан һәқ һоқуқиға һөрмәт қилидиған, кәмбәғәлликтин қутулған, пикир етиқат әркинликигә игә инсандәк яшиғили болидиған бир дуня қуруп чиқиш болуши керәк. Совет иттипақи йимирилгәндин кейин мустәқиллиққа еришкән түрк җумһурийәтлири әркин базар иқтисадини асас қилған һалда, демократик инсан һәқлиригә һөрмәт қилидиған дөләт қилип қуруп чиқиш йолида илгирләватиду, биз бу йолдин азмаслиқимиз керәк."

Түркийә җумһурийитиниң сабиқ президенти сулайман демирәл сөзидә йәнә, түркий милләтләрниң алтун дәвриниң башлиғанлиқини, дуняда әркинлик шамили чиқиватқан күнимиздә буниң алдини һечкимниң тосалмайдиғанлиқини ейтти. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.