Әнқәрәдә түркологийә илмий муһакимә йиғини чақирилди
2007.11.29

Әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултетиниң орунлаштуруши билән 6 - нөвәтлик һазирқи заман түркологийә илмий муһакимә йиғини рәсми башланди. 11-Айниң 27-күнидин 30-күнигичә давам қилидиған бу илмий муһакимә йиғиниға, әзәрбәйҗан, түркмәнистан, қирғизистан вә түркийилик туркологлардин болуп 42 түрколог қатнашмақта. Түркологийә илмий муһакимә йиғиниға уйғур зиялийлиридин әнқәрә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси др. Әркин әкрәм, др. Магфирәт камал юнусоғлу қатарлиқлар қатнашти вә сөз қилди.
Бу түркологийә илмий муһакимә йиғини 2002-йилидин бери чақирилип кәлмәктә , йиғинда дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән түркологлар, түркий милләтләрниң тили, әдәбияти, тарихи, археологийиси, сәнәт тарихи вә һазирқи әһвали һәққидә қилған тәтқиқатлирини оқуп өтти. Бу йиғинниң ечилиш мурасимида әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири бөлүми башлиқи, тонулған түрколог, уйғуршунас проф. Др. Сәма барутчу озондәр ханим билән тил вә тарих җуғрапийә факултети мудири проф. Др. Сәкинә қарақаш ханим сөз қилди.
Ечилиш мурасимида алди билән уйғуршунас проф. Др. Сәма барутчу озондәр ханим сөз қилди. У сөзидә бу илмий муһакимә йиғининиң мувапиқийәтлик болушини тиләп мундақ деди: "һөрмәтлик оқутқучилар сөйүмлүк оқуғучилар һазирқи заман түркологийә илмий муһакимә йиғиниға хош келипсиләр. 2002-Йилидин башлап чақирливатқан бу йиғинниң һазир 6-қетимлиқини ечиватимиз. Бу йиғинниң ечилишиға төһпә қошуп кәлгән туркологларға миннәтдарлиқимни билдүримән. Һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири бөлими тәрипидин чақириливатқан бу илмий муһакимә йиғинида 2002-йилидин башлап пүтүн түркий милләтләрниң тарихи, әдәбияти, тили, археологийиси, сияси тарихи, сәнәт тарихи, бүгүнки вәзийити һәққидә наһайити муһим илмий мақалилар оқуливатиду. Бу бизни наһайити хушал қилмақта. Мән бу илмий муһакимә йиғинни уюштурғучи болуш сүпитим билән йиғинимизниң мувапиқийәтлик болушини тиләймән."
Әнқәрә университети мудири проф. Др. Сәкинә қарақаш ханим ечилиш нутиқида бу йиғинниң әһмийити үстидә тохтилип мундақ деди: "бүгүн һазирқи заман түркологийә саһәси балқанлардин тинч окянғичә болған кәң җуғрапийни өз ичигә алиду. Җуғрапийивий өзгиришләр вә иҗтимаий өзгиришләр нәтиҗисидә түрк тилидики бәзи өзгиришләр түркий тилларни мәйданға чиқарған. Бүгүн бәзи түркий тиллири дөләт тили сүпитидә ишлитиливатқан болса, йәнә бәзи түркий тиллар әдәбий тил сүпитидә бәзи аптоном районларда ишлитилмәктә. Бизниң асасий мәқситимиз түркий милләтләр арсидики, сияси, иқтисадий вә мәдәний мунасивәтләрни күчәйтиштин ибарәттур. Биз чақириватқан бу илмий муһакимә йиғини арқилиқ буниңға асас селиватқанлиқимизға ишинимән."
Проф. Др. Сәкинә қарақаш ханим һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири бөлүминиң түркийиниң түрк дунясиға ечилған деризиси икәнликини ейтип мундақ деди:"бу саһәдә тәтқиқат елип бериватқан һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири бөлүмиму факултитимизда 1992-йили қурулғандин бери, оттура асия түркий җумһурийәтлири, вә башқа түркий милләтләрдин тонулған туркологларни тәклип қилип дәрс бәргүзүш арқилиқ мутәхәссисләрни йетиштүрди. Бөлүмимиз түркийидә тунҗи қетим қурулған бөлүм болуш сүпити билән түркийиниң түрк дунясиға ечилған деризиси ролини ойнимақта. Йәнә бу бөлүм чиқириватқан һазирқи заман түркологийә журнили дунядики туркологларниң диққәт етибарини қозғимақта. Бу илмий муһакимә йиғини түркий милләтләрни һәр җәһәттин тәтқиқ қилишқа шәрт шараит һазирлап бәрмәктә. Бу йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин түркологлар қатнишип дунядики түркологийә тәтқиқатиға йеңи төһпиләрни қошмақта. Мән бу илмий муһакимә йиғиниңларниң мувапиқийәтлик өтүшини тиләймән."
Түркийидә җәми 3 университетта уйғур тили кафедраси бар. Сабиқ совит иттипақи йимирилип түркий җумһурийәтләр мустәқил болғандин кейин, 1992 - йили түркийә җумһурийити дөлити әнқәрә университетида һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири факултетини қурди. Бу факултетта мустәқил түркий җумһурийәтлириниң тиллиридин башқа, уйғур, татар, тува, қарақалпаққа охшаш түркий милләтләрниң тиллириму оқутулмақта. Бу факултетниң ичидә уйғур тили билән өзбәк тили бир кафедрада болуп, 4 синип оқуғучи оқумақта. Бу оқуғучилар уйғур тили, уйғурларниң әдәбияти, тарихи, фолклорини вә сиясий тарихини өгәнмәктә. Һазир түркийидә әнқәрә университетидин башқа, гази, әрҗийәс, мугла университетлирида уйғурчә кафәдралар бар. Һәтта түрк тили вә әдәбияти бөлүмидә қәдимқи уйғур тили, һазирқи уйғур тили вә уйғур әдәбияти өгитилмәктә. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сабиқ министир абдухалиқ чай билән сөһбәт
- Әзәрбәйҗандики "түркистан" гезити
- Түрк дунясиниң алдини һечким тосалмайду
- 11 - Нөвәтлик түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләр достлуқ - қериндашлиқ - һәмкарлиқ қурултийи
- Түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Түркийидики уйғурлар америка авам палатасиниң қараридин шадланди
- Уйғур каризлириға сәпәр намлиқ китабтин туғулған ойлар
- Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (2)
- Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (1)
- 38 - Нөвәтлик асия вә шималий африқа илмий муһакимә йиғини түркийәдә өткүзүлмәктә
- Түркийә журналисти мәмәт рагип вуралниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Түрк дуняси яшлири қурултийиниң уюштурғучиси орхан кавуҗуниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири