Түркийиниң радикал гезити уйғур дияри һәққидә мақалә елан қилди


2007.12.06

radikalda-uygur-diyari-150.jpg
Түркийиниң әң чоң гезитлиридин бири болған радикал гезитидә 12-айниң 1-күнидин тартип "шәрқтин йүксәлгән хитай" мавзулуқ чатма мақалә елан қилинмақта. Source:Radical / Erkin Tarim

Түркийиниң әң чоң гезитлиридин бири болған радикал гезитидә 12-айниң 1-күнидин тартип "шәрқтин йүксәлгән хитай" мавзулуқ чатма мақалә елан қилинмақта. Бу мақалиниң 12-айниң 5-күнидики санида хитайниң әң намрат райони шинҗаң уйғур райони мавзулуқ мақалә елан қилинди. Бу мақалини радикал гезитиниң обзорчиси угур гурсәс әпәнди язған. У хитай һөкүмитиниң тәклипигә бинаән йәнә бир қанчә жорналистлар билән бирликтә хитайға берип, бейҗиң, шаңхәй, шиән, үрүмчи, қәшқәр вә турпан қатарлиқ йәрләрни зиярәт қилған .

"Инсанни тәсирләндүридиған памир теғи билән тәслим болғандәк көрүнгән намрат кишиләр"

Бу зиярәткә қатнашқан радикал гезити обзорчиси угур гурсәс қәшқәр тәсиратлирини елан қилди. У мақалисини кишини тәсирләндүридиған рәсимләр билән безигән болуп, кичик дукинида мал сетиватқан уйғур қизиниң рәсиминиң йениға мәхмут қәшқириниң мәқбәрисигә қарайдиған муһәммәт әпәндиниң рәсимигә йәр бәргән. Рәсимниң астиға: "қәшқәр шәһириниң сиртиға җайлашқан мәһмут қәшқириниң мазири яхши қоғдалмиған болуп, мазар бәкла вәйран, бу йәргә қарайдиған муһәммәд әпәнди мәқбәриниң пүтүн чиқимини мазарға кәлгән зиярәтчиләр бәргән ярдәмләрдин өтәватқанлиқини, дөләтниң бир тийинму ярдими йоқлуқини ейтти" дәп язған.

Мақалиниң дәл оттуриға кона бир дәрвазиниң алдида ғәмкин бир һалда тағарни йениға қоюп олтурған бир уйғур ақсақалниң рәсимигә йәр берилгән. Бу рәсимниң йениға мәһмут қәшқири мазарлиқидики бир қәбриниң рәсими берилгән болуп, рәсимниң астиға: "түркий тиллар дивани намлиқ әсәрниң язғучиси мәһмут қәшқириниң мәқбәрисиниң һойлисидин қарайдиған болсиңиз, инсанни тәсирләндүридиған памир теғи билән тәслим болғандәк көрүнгән намрат кишиләрни көрисиз," дәп йезилған.

Хитайниң әң намрат райони шинҗаң уйғур райони мавзулуқ мақалиниң язғучиси угур гурсәс әпәнди мақалисини мундақ башлайду: "хитайниң ғәрбигә җайлашқан шинҗаң уйғур райониниң тәрәққияти хитайдикидин бәкла төвән икән. Хитайда 55 аз санлиқ милләт бар болуп, буларниң ичидә нопуси әң көп болғанлиридин бири уйғурлар. 1955-Йили аптономийә һоқоқи берилгән шинҗаң уйғур аптоном районида 20 милйон киши яшайду. Бу йәрдә әң көп нопусқа игә болғини уйғурлар. Уйғур аптоном райони миллий дарамәт җәһәттин әң төвән намрат райондәк қилиду. Хитайниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, шаңхәйдә һәр нопусқа тегидиған айлиқ дарамәт 700 2 доллар икән, шаңхәйниң чәт районлирида 1240 доллар әтрапида икән . Уйғур районидики кишиләрниң айлиқ дарамити шаңхәйниң сиртидики йезилардики кишиләрниңкидинму төвән икән."

"Уйғур кадирлар хитай кадирларниң йенида биз билән уйғурчә сөзлишиштин қорққачқа..."

У мақалиниң 2- қисмида қәшқәрдики тәсиратини йипәк йоли түгини қәшқәр мавзулуқ қисмида аңлатқан болуп, бу бөлүмдә мундақ дәп язиду: "уйғур аптоном районида, хитайниң әң ғәрбидики қәшқәр шәһиригә бардуқ. Йипәк йолиниң әң муһим түгүнлиридин бири болған қәшқәрдә түркий тиллар диваниниң язғучиси мәһмут қәшқири, қутатқубилик намлиқ әсәрниң язғучиси юсуф хас һаҗипниң мазарлири бар. Мәһмут қәшқириниң мазири яхши қоғдалмиған болуп, вәйран бир һалда зиярәтчиләрни күтивалмақта . юсуф хас һаҗипниң мазири шәһәр ичидә болғачқиму, яхши қоғдалған."

"Узун йиллардин бери тиҗарәт мәркизи болуп кәлгән қәшқәрдә базар айландуқ. Адәмни һәйран қалдуридиған бир базар, немә издисиңиз тепилиду. Базардики һәммә кишиләр билән түркчә сөзләштуқ, бир ‏- биримизниң гепини чүшәндуқ. Буниңдин бизни базар айландуриватқан хитай рәһбәрләрму һәйран қалди. Уйғур кадирлар хитай кадирларниң йенида биз билән уйғурчә сөзлишиштин қорққачқа давамлиқ хитайчә гәп қилди. Қәшқәр валиси бизниң гепимизни чүшәнгән болсиму, бизгә уйғурчә гәп қилмай хитайчә гәп қилди."

"Улкәр алпелла әкәлдиңму?"

Обзорчи угур гурсән әпәнди мақалисиниң ахирида мәһмут қәшқириниң мазиридин айрилиш алдидики бир вәқәни аңлитип мундақ дәп язиду:"қәшқәр шәһириниң сиртидики улуғ алим мәһмут қәшқириниң мазирини зиярәт қилип қайтиватсақ йолниң бойидики канайларда шакилат қиз намлиқ елан сәнәтниң авазини аңлидуқ. Бу түркийидә ишләпчиқирилған үлкәр ширкитиниң алпелла маркилиқ шаклатиниң реклами иди. Уйғур райониниң шәрқидики турпанни айлинип йүрсәк уйғур балилар алдимизға йүгүрүп келип, улкәр алпелла әкәлдиңму? дәп сориди."

Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери давамлиқ һалда түрк жорналистларни уйғур дияриға тәклип қилип апирип, үрүмчи, турпан вә қәшқәрни айландурмақта. Бу жорналистларниң көпи мақалилиридә уйғур дияридики намратлиқни, уйғурларниң хитай һөкүмитиниң бесими астида яшаватқанлиқини язмақта. Һәтта гезитләрдә намрат уйғурларниң кочиларда тиләмчилик қиливатқан рәсимлириниму елан қилмақта. Уйғур дияриға барған жорналистлар арисида уйғурларниң бәхт ‏- саадәт ичидә яшаватқанлиқини йезиватқанларму бар. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.