Түрк дуняси мукапатиға еришкәнләр елан қилинди


2008.01.02

turksaw-bashliqi-yahya.jpg
Түрк дуняси язғучилар вә сәнәтчиләр вәхпи башлиқи шаир йәһя ақәнгин әпәнди. RFA Photo / Erkin Tarim

Түрк дуняси язғучилар вә сәнәтчиләр вәхпи йәни түрксавниң 2007- йилида түрк дунясиға төһпә қошқанларға тарқитидиған "түрк дуняси мукапатиға" еришкәнләр елан қилинди.

12 Йилдин бери бу мукапатни тарқитип кәлгән түрк дуняси язғучилар вә сәнәтчиләр вәхпи башлиқи шаир йәһя ақәнгин әпәнди, мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бу мукапатниң 12 йилдин бери давамлиқ һалда түрк дуняси үчүн хизмәт қилип келиватқан, шәхс вә идарә җәмийәтләргә берилип келиватқанлиқини, бу йил 6 дөләттин 12 киши вә идарә җәмийәткә бу мукапатни беришни мувапиқ көргәнликини, бурунқи йилларда шәрқий түркистанлиқларғиму бу мукапатни бәргәнликини ейтти. У йәнә баянатида уйғур мәсилиси үстидә тохтулуп, түркийә һөкүмити хитай һөкүмитигә очуқ қилип уйғур мәсилисини дейиши вә бу мәсилиниң түркийә һөкүмитиниң күн тәртипигә келиши керәкликини ейтти. Биз бу мукапатни һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн түрк дуняси язғучилар вә сәнәтчиләр вәхпи башлиқи шаир йәһя ақәнгин әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Әркин тарим: сиз бүгүн түрк дуняси мукапатиға еришкән киши вә идарә җәмийәтләрниң исимлирини елан қилдиңиз, бу мукапатни тәсис қилиштики мәқсәт немә иди?

Йәһя ақәнгин: бу мукапат вәхпимиз тәрипидин 12 йилдин бери тарқитилип келиватиду. Бу мукапат түрк дунясиға өз саһәсидә төһпә қошқан, түрк дуняси тоғрисида әсәр язған киши вә идарә җәмийәтләргә тарқитилип кәлмәктә. Биз түрк дунясиниң бүйүк бир мәдәнийәт дуняси икәнликигә ишинимиз. Униң үчүн биз нуқтилиқ һалда мәдәнийәт саһәсидә төһпә қошқан кишиләргә мукапат берип келиватимиз. Бу мукапатни тәсис қилиштики мәқсидимиз кишиләрни түрк дуняси үчүн хизмәт қилишқа үндәштин ибарәт.

Әркин тарим: һөрмәтлик йәһя ақәнгин әпәнди, бу йил бу мукапатқа кимләрни мувапиқ көрдүңлар?

Йәһя ақәнгин: бу йил 6 дөләттин 12 киши вә идарә җәмийәткә бу мукапатни беришни мувапиқ көрдуқ. Булар, әзәрбәйҗан парламент әзаси, шаир язғучи сабир рустәмханли, қазақистан чимкәнт университети мудири проф. Др. Момбәк қозибаков, македонийә түрк җәмийити, романийә түркийә карханичилар уюшмиси башлиқи тамәр аталай, түркийә радио телевизйә идариси, канал а телевизийисидә тарқитилған` чеграниң у яқиси` намлиқ програм, тәтқиқатчи язғучи айтунч алтиндал.

Әркин тарим: һөрмәтлик йәһя ақәнгин әпәнди сиз бу мукапатни бериштики мәқсәт кишиләрни түрк дунясии мәдәнийити үчүн төһпә қошушқа үндәш дедиңиз, 12 йилдин буян бу һәқтә қандақ илгириләшләр болди?

Йәһя ақәнгин: түрк дуняси карвини биз арзу қилғандәк раван маңмайватиду. Нурғун тосалғулар, қейинчилиқлар бар. Әмма бу карван йолиға давам қиливатиду. Бу карванниң биз арзу қилған ғайисигә йетидиғанлиқиға ишинимиз. Чүнки түрк дунясиниң келәчики парлақ, бай йәр үсти вә йәр асти байлиқларға игә. Түрк дунясиға қизиқидиған, түрк дуняси үчүн хизмәт қилишни өзигә бурч дәп билидиған кишиләрниң сани барғансери көпийиватиду. Кейинки 12 йил ичидә түркийәдә болсун, яки түрк дунясиниң башқа җайлирида болсун түрк дуняси һәққидә нурғун әсәрләр нәшир қилинди.

Әркин тарим: вәхпиңиз мукапатқа мувапиқ көргән кишиләргә қарайдиған болсақ, көпи мәдәний маарип саһәсидә түрк дунясиға төһпә қошқан кишиләр икәнликини көрүвалалаймиз, буниңдики сәвәп немә?

Йәһя ақәнгин: түрк дунясиниң әң бүйүк күчи униң мәдәнийити билән әдәбиятидур. Шуңа бизни бир-биримизгә бағлап турған бағму буниңдин ибарәт. Түрк дуняси бай әдәбият вә сәнәткә игә. Шуңа бизниң буниңдики асасий мәқсидимиз, түрк дунясидики бу бай мәдәнийәтни йеңи дәвиргә елип келиш, шундақла қәдимқи әдәбият сәнитимизгә варислиқ қилиштин ибарәт. Түрк дунясидики зиялийлар буни яхши билиду, әмма буниң әһмийитини түркий дөләтләрни башқуруватқан дөләт рәһбәрлири яхши билмәйду. Биз түркийә җумһурийити дөлитиниң техиму актип бир дөләт сиясити болушини үмит қилимиз. Қайси партийә һакимийәт бешиға кәлсә кәлсун, түркийәниң түрк дуняси сиясити өзгәрмәслики керәк. Болупму мәдәний маарип саһәсидә техиму көп иш пиланлирини түзүп чиқип уларни орунлаш үчүн тиришишимиз керәк.

Әркин тарим: һөрмәтлик йәһя ақәнгин әпәнди йеқинда түркийә җумһурийити рәис җумһури абдуллаһ гүл рәис җумһури сарийида әдәбиятчилар билән сәнәтчиләргә зияпәт берип, улар билән түркийәниң түрк дуняси сиясити һәққидә музакирә елип барди. Түркий җумһурийәтләргә зиярәтләр елип бериватиду, сиз буниңға қандақ қарайсиз?

Йәһя ақәнгин: мән буниңға мундақ қараймән. Мәйли түркийә рәис җумһуриниң түрк дунясиға болған қизиқиши болсун, мәйли баш министир рәҗәп тайип әрдоғанниң түрк дуняси сиясити болсун, буларниң һәммиси түркийә җумһурийитиниң узун йиллардин бери елип берип келиватқан яврупа бирликигә кириш сияситиниң хата бир сиясәт икәнликини чүшүнүп йәткәнликиниң ипадиси дәп қараймән. Түркийә биринчи болуп түркий җумһурийәтлири вә түркий милләтләр билән болған мунасивитини тәрәққий қилдуруши шәрт.

Әркин тарим: һөрмәтлик йәһя ақәнгин әпәнди уйғурлар түрк дуняси мәдәнийитигә бүйүк төһпиләрни қошқан бир милләт, бүгүн пәқәтла өз пикрини баян қилип әсәр язғанлиқи үчүн хитай турмисида йетиватқан нурмуһәммәт ясинға охшаш көп санда кишиләр бар, буларни қутқузуш үчүн бир паалийитиңлар барму?

Йәһя ақәнгин: йеқиндин бери түрк рәһбәрлиридә түрк дунясиға қизиқиш бар, әмма шәрқий түркистан сиясити йетәрсиз. Йәни түрк һөкүмити бәзи дөләтләрдин еһтият қилғачқа шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлмәйватиду. Мәнчә бу хил еһтият қилиш йәрсиз. Әгәр түркийә дөлити бивастә уйғур мәсилисигә көңүл бөләлмисә, аммивий тәшкилатларни көңүл бөлүшкә чақириши керәк. Биз бурун шәрқий түркистан даваси үчүн төһпә қошқан кишиләргә мукапат бәрдуқ. Мәнчә хитайниң аччиқи келип қаларму дәп шәрқий түркистан мәсилисидин қечип бир йәргә барғили болмайду. Түркийә һөкүмити хитай һөкүмитигә очуқ қилип уйғур мәсилисини дейиши вә бу мәсилиниң түркийә һөкүмитиниң күн тәртипигә келиши керәк. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.