2 - Нөвәтлик түрк дуняси оқуғучилар қурултийида уйғур мәсилиси

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу қурултайға азәрбайҗан, түркмәнистан, өзбекистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдин вә башқа түркий милләтләрдин түркийигә келип оқуватқан оқуғучи вәкиллири қатнашмақта. Уйғурларға вакалитән дилара вә айтекин қатарлиқ 3 оқуғучи қатнашмақта болуп, дилара бу йиғинда "шәрқий түркистан мәсилиси вә шәрқий түркистанлиқ яшларниң мәсилилири" темисида сөз қилди.
1991 - Йили совет иттипақи парчилинип түркий җумһурийәтләр мустәқил болғандин кейин, түркийә түркий милләтләрдин 10 миң оқуғучи елип келип оқутуш иш пиланини йолға қойған иди. Бу пилан бүгүнгичә давам қилмақта.
Һазир түркийиниң һәрқайси университетлирида 30 әтрапида түркий милләттин оқуғучилар оқумақта. Буларниң ичидә йүзләрчә уйғур оқуғучиларму бар. Бу оқуғучиларни өзара учраштуруш үчүн әнқәрә билкәнт университети оқуғучилар уюшмиси түрк дуняси тәтқиқат мәркизи "түрк дуняси оқуғучилар қурултийи" чақирған иди.
Бу йил 2 - нөвәтлики чақирилған бу қурултай 5 - айниң 2 - күни билкәнт университетиниң залида рәсми башланди. Бу қурултайға азәрбайҗан, түркмәнистан, өзбекистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдин вә башқа түркий милләтләрдин түркийигә келип оқуватқан оқуғучилар вәкиллири қатнашмақта. Уйғурларға вакалитән дилара вә айтекин қатарлиқ 3 оқуғучи қатнашмақта , дилара бу йиғинда "шәрқий түркистан мәсилиси вә шәрқий түркистанлиқ яшларниң мәсилилири" темисида сөз қилди.
Қурултай җәрянида пүтүн түркий милләтләрниң мәсилилири һәққидә музакирә елип берилғандин башқа, һәр қайси түркий милләтләрниң нахша - уссуллиридин нәмуниләр сунулди.
Әнқәрәдики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити қурултай мәйданида көргәзмә ечип, қурултай әһлигә уйғур мәдәнийити вә уйғурларниң бүгүнки вәзийити һәққидә мәлумат бәрди. Йиғинниң ечилиш мурасимиға мәктәп рәһбәрлири, түрк дуняси һәққидә паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилатларниң мәсуллири қатнашти вә сөз қилди.
Йиғинға қатнашқан уйғур қизи дилара қурултайда сөз қилип уйғур мәдәнийити һәққидә мәлумат бәрди. У уйғурларниң түркий милләтләр ичидики әң мәдәнийәтлик, тунҗи қетим көчмән һаятидин шәһәр һаятиға өткән милләт икәнликини, түрк дунясиниң улуғ алимлиридин мәхмут қәшқири, йүсүп хас һаҗип, ахмәт йүкнәки вә алишир навайиләрдәк йүзләрчә алимни йетиштүргәнликини, дуня мәдәнийитигә бүйүк төһпиләрни қошқан бир милләт икәнликини аңлатти. У сөзидә йәнә бундақ бир милләтниң бүгүн хитайлар тәрипидин һәқсиз һалда бесимға учраватқанлиқини тәкитлиди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.