Түрк дунясиниң мәсилилири мавзулуқ йиғинда уйғур мәсилиси музакирә қилинди


2006.08.28
turk-dunyasi-200.jpg
Йиғилиштин бир көрүнүш

Түркийиниң кастамону вилайитидә түрк дуняси күнлири мәдәнийәт сәнәт паалийити өткүзүлди. 3 Күн давам қилған бу паалийәткә түрк дунясиниң һәрқайси дөләт вә районлиридин меһманлар кәлди. Йиғинға қирим татар милли мәҗлис башлиқи украина парламент әзаси мустафа абдуҗемил қиримоғлу, кастамону валиси мустафа кара, парламент әзаси мәхмәт йилдирим, мәхмәт сәрдароғлу қатарлиқлар вә кәң хәлқ аммиси қатнашти. Түрк дуняси күнлири мәдәнийәт сәнәт паалийитиниң кун тәртипи ичидә йәнә түрк дунясиниң мәсилилири мавзулуқ бир илми муһакимә йиғиниму бар иди. Йиғинға профессор, доктор туран язған, профессор, доктор ахмәт тасагил, кәмал чапраз қатарлиқ билим адәмлири қатнашти. Улар йиғинда түрк дуняси һазир дучар боливатқан мәсилиләр, түрк дунясиниң вәзийити қатарлиқларни оттуриға қойғандин башқа уйғур мәсилиси үстидиму алаһидә тохталди. Бу паалийәткә мәсул шәһәр башлиқи мәмәт сайим саян әпәнди бизгә мәлумат берип мундақ деди:

Түрк дуняси күнлири паалийитимизни 10 йилдин бәри елип бериватимиз. Бу йил 10-қәтимлиқини елип бардуқ. Паалийитимиз йилдин йилға зорийип бериватиду. Бу йилқи паалийитимизму интайин көркәм болди. Боснийидин сибирийәгичә, кәркуктин қиримғичә болған җуғрапийидин кәлгән һәрқайси түркий милләтләрдин болуп 150 кә йиқин вәкил қатнашти. Қирим мәҗлис башлиқи мустафа җәмилоғлуму паалийитимизгә қатнашти вә соз қилди.

Бу илми муһакимә йиғинида түрк дунясиниң омуми мәсилилири һәққидә сөз қилған туран язған әпәнди билән униң йиғинда сөзлигән сөзини чөридигән һалда телефон зиярити елип бардуқ. Туран язған әпәнди бизниң түрк дунясидики мәсилиләр немә, дегән суалимизға җавап берип мундақ деди:

Мән йиғиндиму уни қисқичә оттуриға қойдум. Түркийә билән түрк дуняси оттурисидики мунасивәтләр һиссиятқа тайиништин қутулалмиди. Һиссиятқа тайинип башланди, давам қилди, һәм йәнә шу һиссиятқа тайинип түгәш ноқтисиға келип қалди. Әқилгә тайинип туруп қилған һечбир ишимиз болмиди, дәп ойлаймән,. Бу мениң шәхси көз қаришим. Мәсилән, у йәрләрдә университет қурдуқ. У дөләтләрниң университетқа еһтияҗи йоқ иди. 352 Университети бар болған қазақистандәк бир дөләткә универстет қуруш мәнтиқлиқ бир иш әмәс, 12 миң нопусқа игә болған түркистан шәһиригә йәсәви университетни қуруп, қазақчә вә русчә тилда билим бәрдуқ. Бу нимә дегән күлкилик иш. Оттура мәктәпләрниму қурдуқ, булардиму инглизчә билән дәрс бериливатиду. Булар һәммиси әқилгә уйғун әмәс. Бу җумһурийәтләр қурулғандин бәри елип барған сиясәтлиримиз вә чақирған қурултайлиримизниң һәммиси һиссиятқа тайинип болди. Бизниң бирдин бир мәнтиқлиқ қилған иш пиланимиз баку-тифлис-җәйһан нефит турубиси болди.

Туран язған әпәнди 10 миң йиллиқ туприқи болған шәрқий түркистанни ютуп кетиватқанлиқини ейтип мундақ деди:

У йәрдиму һеқ әқил билән иш елип баралмидуқ. Көзимизниң ичигә қарап туруп бизниң 10 миң йиллиқ тупрақлиримизни ишғал қилишқа давам қиливатиду. Биз түркийә тиҗари мәнпәәтлиримизни дәпла хитайниң ишғалиға көз юмиватимиз. Хитай билән 500 милйон долларлиқ иш пиланимиз бар иди. Һазир 300 милйонға чүшүп қалди. Буниң сәвәби бизниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүшимиз икән. Шәрқий түркистандики нопусниң хитайлаштурулуш мәсилисиниму әслидә түркийә дуня кун тәртипгә екилиши керәк иди. Лекин биз уни қилалмидуқ. Бу тарихи мәсулийәткә бурунқи вә һазирқи һөкүмәтләр җавапкардур.

Түрк дунясиниң мәсилилири терисидики илми муһакимә йиғинида соз қилған обзорчи кәмал чапраз әпәнди зияритимиздә түрк дунясиниң мәсилилири үстидә тохтилип мундақ деди:

Мәнчә түрк дунясиниң әң муһим мәсилиси һелиһәм мустәқиллиқигә еришәлмигән түркий милләтләрдур. Түркийә җамаәтчиликидә шундақ бир хата чүшәнчә бар. Оттура асияда 7 түрк дөлити қурулди, путун мәсилиләр һәл болди, дегәндәк. Бу хата бир көз қараш. Һалбуки, бүгүн түрк дунясида техичә мустәқиллиқигә еришәлмигән зулум астида яшаватқан түркий милләтләр бар. Бу йиғинларда өз тупрақлирида аз санлиқ милләт һалиға чүшүрүлүп қоюлған милләтләрниң мәсилилири, буларниң иқтисад, маарип , мәдәнийәт җәһәттики мәсилилирини оттуриға қоюлуп, һәл қилиш йоллири издәнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.