Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
2007.12.10

2007 - Йили 10 - декабир инсан һәқлири күни мунасивити билән түркийиниң әнқәрә шәһридә хәлқаралиқ инсан һәқлириниң демократийигә болған тәсири мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилди. Түркийиниң карханичилар уюшмилири бирликиниң залида өткузулгән бу йиғинға оттура ася түркий җумһурийәтлири, украинийә, гиритсийә, булғарийә, афғанистан қатарлиқ 17 дөләттин кәлгән инсан һәқлири тәшкилатлири мәсуллири вә инсан һәқлири паалийәтчилири қатнашти.
12- Айниң 9- күнидин 10- күнигичә давам қилған бу йиғинға уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултейи қирғизистан вәкили, қирғизистан демократийә вә инсан һәқлири җәмийитиниң мәсули турсун ислам әпәнди қатнашти. У йиғинда терроризм вә демократийә темисида сөз қилди. У сөзидә уйғур диярида вә оттура ася түркий җумһурийәтлиридә уйғурлар дучар боливатқан инсан һәқлири дәпсәндилири үстидә тохталди.

Бу йиғинни турк дуняси инсан һәқлири тәшкилати уюштурған болуп, бу йиғинға йәнә әзәрбәйҗан парламент әзалири, булғарийидики турк партийисидин сайланған парламент әзалири, түркийә парламенти инсан һәқлири комитети муавин башлиқи қатарлиқлар қатнашти вә соз қилди.
Бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш учун йиғин залида турсун ислам әпәндигә микрофонимизни узаттуқ. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә ханим "бирла инқилаб - явропа үчүн зоравансиз лайиһә - либераллиқ " йиғиниға қатнашти (1)
- 16 - Қетимлиқ чегрисиз мухбирлар мукапати парижда тарқитилди
- Түркийиниң радикал гезити уйғур дияри һәққидә мақалә елан қилди
- Қәйсәри валисиниң хошлишиш зияпитигә д у қ мәсуллири қатнашти
- Хитай зиялийлар " әмгәк билән өзгәртиш" түзүмини бикар қилиш тоғрулуқ очуқ хәт язди
- Д у қ, түркийиниң улусал телевизийисиниң әйиблишигә рәддийә билдүрди
- Хефей топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән оқуғучилар һәрикитиниң нишани сахта унванға қарши туруш
- Әзәрбәйҗан мәтбуатида уйғурлар
- Биңтүән - уйғур ели ичидики мустәқил империйә (1)
- Әнқәрәдә түркологийә илмий муһакимә йиғини чақирилди