Түркийидики йәрлик ахбарат васитилирида уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилмәктә
2006.06.07
Йеқиндин буян түркийидә йәрлик ахбарат васитилирида уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилмәктә. Булардин бири, түркийиниң әң чоң вә тарихи шәһәрлиридин бири болған коня вилайитидә чиқиватқан мәрһаба гезитидур. Бу гезит йеқинқи бир нәччә айдин буян көп қетим уйғур мәсилисигә алаһидә йәр берип, бу һәқтә нурғун тәпсили мақалиләрни елан қилди. Биз бу гезиттә уйғур мәсилиси һәққидә мақалиләр елан қиливатқан журналист ибраһим буюкәкән әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Әркин тарим: Һөрмәтлик буюкәкән әпәнди, гезитиңларда уйғур мәсилисигә алаһидә йәр бериватисиләр. Алди билән мәрһаба гезити һәққидә мәлумат бәрсиңиз қандақ?
Ибраһим буюкәкән : Мәрһаба гезити 1991-йилидин буян коняда чиқиватқан ич анатолийә райониниң әң чоң гезитлиридин бири. Гезитимизниң ахбаратчилиқ пиринсипи милли вә мәниви қиммәтләргә әһмийәт бериштин ибарәт. Гезитимиз оқурмәнләрниң алқишиға еришкән бир гезит. Бизниң коня вилайитидила әмәс. Қошна вилайәтләрниму оз ичигә алған бир қанчә вилайәттә сетилиду.
Әркин тарим: Йеқиндин буян уйғур мәсилисини арқа арқидин кун тәртипкә әкәлдиңлар. Буниң сәвәби немә?
Ибраһим буюкәкән : Гезитимизниң мәқсити турк дунясиниң мәсилилирини, шәрқий түркситан мәсилиси болсун, әзәрбәйҗан, боснийә вә косовадики түркий хәлқләрниң мәсилилирини дуняға вә коня хәлқигә аңлитиш бизниң әң чоң арзуйимиздур. Чүнки, у йәрләрдики инсанлар узун йиллардин буян зулум көрүватиду. Болупму 1949 - йилида шәрқий түркистан хитайлар тәрипидин бесивелинғандин кейин бу йәрдики зулум барғансери күчийиватиду. Мән ики йилдин буян мәрһаба гезитидә ишләватимән. Бу ики йил җәрянида коп қетим шәрқий түркистан һәққидә мақалә вә хәвәрләр яздим. Шәрқий түркистан хәлқиниң дәрдини дуня җамаәтчиликгә вә турк җамаәтчиликгә аңлитишни өзәмниң бир бурчи дәп қараймән. Уйғурлар бизниң қериндашлиримиз уларниң зулумға учришишини халимаймиз. Бундин кейинму қолумдин келишичә уйғур қериндашлиримниң дәрдини турк хәлқигә аңлитишқа давам қилимән.
Әркин тарим: Йәрлик ахбарат васитилирида уйғур мәсилисиниң кун тәртипкә келишиниң әһмийити немә сизчә?
Ибраһим буюкәкән : Коняда әң коп оқулидиған гезитләрдин бири мәрһаба гезитидур. Шәрқий түркситан мәсилисини мәрһаба гезитидин оқуш билән дөләтлик чоң мәтбуатларда оқушниң пәрқи бар. Мәмликәт характерлик ахбарат васитилирида шәрқий түркситан мәсилиси интайин қисқа берилсә, бизгә охшаш йәрлик гезитләрдә бу мәсилә интайин әтраплиқ берилиду. Мәнчә шәрқий түркистан мәсилиси көпрәк йәрлик ахбарат вастилирида йәр елиши керәк дәп қараймән.
Әркин тарим: Шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири мәсуллири вә түркийидә яшаватқан уйғурлар уйғур мәсилисигә турк мәтбуатлириниң йетәрлик дәриҗидә йәр бәрмәйвақанлиқини илгири сүриватиду. Сизчә уйғур мәсилисиниң турк мәтбуатлирида йәр елиши үчүн уйғурлар немә қилиши керәк?
Ибраһим буюкәкән : Шәрқий түркистан мәсилисиниң ахбарат васитилирида йәр елиши үчүн шәрқий түркистанлиқларға чоң вәзипә чүшиду. Шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, түркийидики сияси партийиләр давамлиқ һалда шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә мәтбуатларһа мәлумат бериши, лексийә вә илми муһакимә йиғинлирини чақириши керәк. Болупму түркийидә яшаватқан уйғурлар шәрқий түркистанниң вәзийитини давамлиқ һалда турк җамаәтчиликгә аңлитип туруши керәк. Әгәр бизниң гезитимизгә келип уйәрдә боливатқан һадисиләрни аңлатса биз дәрһал елан қилимиз.
Әркин тарим: Коня вилайитидә уйғурлар билинәмду?
Ибраһим буюкәкән : Коняда шәрқий түркистан мәсилисини яхши билиду. Чүнки коня хәлқи турк дунясидики қериндашлириға интайин көңүл болиду. Мәсилән, боснийә уруш болғанда, пакистанда йәр тәвригәндә, әзәрбәйҗан қарабағада уруш болғанда у йәрләргә әң коп ярдәм конядин барған. Конялиқларниң әсли теги түркситан. Бизниң ана вәтинимиз шәрқий түркситандур. Коня хәлқи мәниви вә милли қиммәтлиригә наһайити әһмийәт беридиған хәлқ. Шуңа бу йәрдә шәрқий түркистан мәсилиси интайин яхши билиниду. Биз журналист болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистанда мәйданға келиватқан йеңи һадисиләрни вақти вақтида коня хәлқигә аңлитишқа давам қилимиз. Дуняниң һәрқайси йәрлиридә яшаватқан уйғурлар шәрқий түркистан һәққидики хәвәрләрни бизгә әвәтип турсун. Бизниң интернет адерисимиз: www. merhabagazetesi.com.tr
Мунасивәтлик мақалилар
- Шветсийидики 4 – дуня жорнили уйғурларни тонуштурмақта
- Түркийидики телевизйә қаналлири уйғур мәсилисигә алаһидә йәр бәрмәктә
- япон мәтбуатида рабийә қадир ханим
- Түркийә уйғур қериндашлириға ярдәм бериши керәк
- Хәйрулла әпәнди түркийә ташқи ишлар министири абдуллаһ гүл билән көрүшти
- Түркийидә "мәһмуд қәшқәри вә түрк тили" намлиқ һөҗҗәтлик филим ишләнди
- Хитайдин қандақ пайдилиналаймиз?