Түрк мәтбуатида шәрқий түркистан мәсилиси
2007.11.13

Түркийидики вақит гезитиниң 12- январ күнидики санида уйғурлар тоғрисида бир парчә чоң һәҗимлик мақалә елан қилинди . Мақалигә рәсимләр билән биллә бир бәт йәр берилгән. Вақит гезити язғучиси абдуллаһ гүләр язған " мустәқиллиқ тәләп қилған 6 уйғур түркигә өлүм җазаси берилди " мавзулуқ хәвәрдин кейин " мәсчиткә беришму мәни қилинған "мавзулуқ хәвәр вә " шәрқий түркистан җумһурийитини хатирләймиз " мавзулуқ мақалиларғиму йәр берилгән.
Бу мақалидә хитай зулуми астида яшаватқан шәрқий түркистанлиқ мусулманларниң системилиқ һалда тән җазасиға учраватқанлиқини, мусулман шәрқий түркистан хәлқини ислам динидин узақлаштуруш үчүн хитай һөкүмитиниң һәр хил йолларни синаватқанлиқини, 18 яштин кичикләрниң мәсчиткә беришиниң мәни қилинғанлиқини, хитай һөкүмитиниң кишиләрни шәрқий түркистанниң йезилириғичә қавақхана ечишқа үндәватқанлиқини язған.
Бу мақалә 11 - январ күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити һәйәтлириниң, вақит гезити мәсули мустафа қараһасаноғлини зиярәт қилғанда бәргән мәлуматиға асаслинип туруп йезилған. Биз бу зиярәт һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити мәсуллиридин бири болған изһар әфәнди билән телефон зиярити елип бардуқ. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Уйғур тәшкилатлири қәшқәрдә өлүмгә һөкүм қилинған уйғурлар һәққидә баянат елан қилди
- Шәрқи түркистан җумһурийити-уйғур тарихидики унтулмас сәһипә
- Шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң рәиси абдувәлиҗан вапат болди
- Рабийә қадир ханим билән сөһбәт --- йеңи ира гезитидики мақалә һәққидә
- Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди (1)
- Хәлқараниң хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейи һәққидики инкаслири
- Үрүмчидики сақчи - әдилийә мәктипидә тоқунуш йүз бәрди
- Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (2)
- Австралийидә көп тәшкилат бирликтә өткүзгән намайишларда уйғур мәсилиси асасий орунға қоюлди
- Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң сирлиқ өлүми һазирғичә гуманда
- японийә империйиси топлиған уйғурлар һәққидики материяллар (1)