Өктичи партийә муавин мәсули д у қ һәйитини қобул қилди
2008.01.29

Дуня уйғур қурултийи тәптиш һәйити әзаси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди, д у қ яшлар комитети түркийә вәкили абдуллаһ турсун башчилиқидики һәйәт 1-айниң 24-күни түркийә парламентида милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи, сабиқ қатнаш министири октай урал әпәнди билән көрүшти. Октай урал әпәнди уларни парламент бинасидики ишханисида қобул қилип, уларниң дәрдини аңлиди. Хәйруллаһ әфәндигил әпәнди алди билән сөз қилип, уйғурларниң бүгүнки вәзийити вә чәтәлдики шәрқий түркистан давасиниң бүгүнки вәзийити һәққидә мәлумат бәрди.
Кейин парламент әзаси октай урал әпәнди сөз елип түркләрниң шәрқий түркистан хәлқи билән бир милләт икәнликини, шәрқий түркистан мәсилиси гәрчә түрк һөкүмитиниң күн тәртипигә кәлмигән болсиму, түрк хәлқиниң қәлбидә һәр даим мәвҗут икәнликини дәп өтти. У сөзидә йәнә өзиниң 2001-йили қатнаш министири сүпити билән уйғур дияриға елип барған зиярити җәрянидики тәсиратиниму сөзләп өтти.
Октай урал әпәнди яврупа вә америкидики шәрқий түркистан мәсилиси һәққидики һадисиләрни йеқиндин тәқип қиливатқанлиқини, гәрчә шәрқий түркистан мәсилиси түрк һөкүмитиниң күн тәртипигә кәлмигән болсиму, 70 милйон түрк хәлқиниң көңлидә алаһидә орни барлиқини ейтип мундақ деди: " Биз яврупа парламенти вә америка конгирисидә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида болуватқанларни йеқиндин тәқип қиливатимиз. Түркийә һәр даим шәрқий түркистан мәсилисини қоллап кәлди. Биз милләтчи һәрикәт партийиси һакимийәт бешиға кәлгән вақтимизда партийимизниң башлиқи, сабиқ муавин баш министир дөләт бағчәли шәрқий түркистанни зиярәт қилған иди. Мәнму қатнаш министири болуш сүпитим билән шәрқий түркистанға бериш пурситигә игә болған идим. Биз омумән қилип ейтқанда давамлиқ һалда шәрқий түркистанни қоллап - қуввәтләп кәлдуқ. Мәнчә шәрқий түркистан мәсилисиниң чоң дөләтләрниң диққәт - итибарини қозғаватқанлиқи наһайити муһим бир иш. Болупму демократик ғәрб дөләтлириниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүшкә башлиши интайин муһим. Шәрқий түркистан мәсилиси давамлиқ һалда бизниң күн тәртипимиздә, биз һәр даим шәрқий түркистанниң демократийилишишини, шәрқий түркистан хәлқиниң һәқ вә һоқуқлириға игә болушини тәләп қилип келиватимиз. Шәрқий түркистан мәсилиси партийимизниң вә 70 милйон түрк хәлқиниң әң муһим мәсилилиридин биридур. Бизниң вәзипимиз түрк хәлқини шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүшкә үндәштин ибарәт. Шәрқий түркистан мәсилисиниң түрк миллитиниң көңлидә алаһидә йери бар болсиму, түрк җамаәтчиликиниң күн тәртипигә кәлмәйватиду. Шәрқий түркистан мәсилиси наһайити назук бир мәсилә, шуңа шәрқий түркистан хәлқиғиму зиян йәтмәйдиған бир вәзийәттә бу мәсилини һәл қилишқа тиришишимиз керәк. Шәрқий түркистан мәсилиси гәрчә түркийиниң күн тәртипигә йетәрлик дәриҗидә кәлмәйватқан болсиму, түрк хәлқиниң көңлидә алаһидә орни бар."
Октай урал әпәнди өзиниңму шәрқий түркистанға барғанлиқини, у йәрдики хәлқниң һәқ вә һоқуқлиридин мәһрум икәнликини, келәчәктә уйғурларниңму өз байлиқлиридин өзи пайдилиналайдиған күчкә игә болалайдиғанлиқини ейтип мундақ деди: "Мәнму берип шәрқий түркистанни көрдүм, мән шуниңға ишинимәнки, шәрқий түркистан өз һәқ - һоқуқиға игә, өз байлиқлиридин өзи пайдилиналайдиған, маарип сәвийиси юқири бир районға айлиналайду. Биз шәрқий түркистанға барған вақтимизда у йәрдики рәһбәрләргә түрк карханичилириниң бу районға мәбләғ селиши керәкликини, түркийиниң бу район билән болған мунасивитини күчәйтиши керәкликини тәкитлигән идуқ. Шәрқий түркистан йәр асти байлиқлириға игә бир район, һазир пүтүн дуня дөләтлириниң диққитини қозғимақта. Келәчәктә түркийә иқтисадиниң тәрәққий қилишиға әгишип, дуня сияситигә тәсир көрситәләйдиған бир дөләт болса, шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилиш үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқиға ишинимән. Биз милләтчи һәрикәт партийиси болуш сүпитимиз билән алдимиздики күнләрдә шәрқий түркистан мәсилисини түркийә парламентиниң күн тәртипигә елип келимиз."
Милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи парламент әзаси октай урал әпәнди, 2008-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин мәһмут қәшқири йили елан қилинди. Мәһмут қәшқири пүтүн түрк дунясиниң улуғ алими, сиз мәһмут қәшқириниң мазирини зиярәт қилдиңизму дегән суалимизға җаваб берип мундақ деди: " Мән мәһмут қәшқири мәқбәрисиниң йеңидин селиниши үчүн түркийә җумһурийитиниң ярдәм қилиши керәкликини күн тәртипкә елип келимән."
Октай урал әпәнди д у қ рәиси рабийә қадир ханимға түркийә 3 қетим виза бәрмиди? сиз бир өктичи партийиниң мәсули болуш сүпитиңиз билән қандақ қарайсиз? дегән суалимизға җаваб берип мундақ деди: " Бу мәсилигә түркийә җумһурийити дөлитиниң бир чарә тепишини тиләймән. Рабийә қадир ханимниң дөлитимизни зиярәт қилиш һәққи болуши керәк. Шуни демәкчимәнки, биз шәрқий түркистан хәлқи билән бир милләт, биз шәрқий түркистан мәсилисиниң һәл болушини чин көңлимиздин арзу қилимиз."
Сиз 2001 - йили уйғур диярини зиярәт қилдиңиз, тәсиратиңиз қандақ? дегән соалимизға җаваб бәргән октай урал әпәнди мундақ деди: "Мән у йәрдә базарларни айландим, мәнчә уйғурлар үмидвар. Хәлқниң турмуши интайин төвән икән, тәрәққият пәқәтла йоқ. Әмма уйғур хәлқиниң миллий ғурурға игә икәнликини көрдум. Әң муһими у йәрдә кишиләрниң өз һәқ вә һоқуқини тәләп қилалайдиған, өз мәдәнийитини қоғдап қалалайдиған, өз байлиқлирини өз мәнпәәтлири үчүн ишлитәләйдиған шәрт - шараит һазирлиниши керәк. Мән шәрқий түркистанни өз көзи билән көргән бир сиясәтчи болуш сүпитим билән мениң шәрқий түркистандин алған тәсиратим, уйғурлар үмидвар икән. Шәрқий түркистан хәлқиниң техиму үмидвар болушини үмид қилимән." (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ һәйити түркийә рәис җумһури билән көрүшти
- Д у қ һәйитини түркийә җумһурийити алий рәһбәрлиридин буләнт аринч әпәнди ишханисида қобул қилди
- Дуня уйғур қурултейи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти
- Дуня уйғур қурултейи һәйәтлири түркийә парламентида
- Түркийә вәтәндеши болуш асанлашти
- Түрк дуняси мукапатиға еришкәнләр елан қилинди
- Истанбулда йеңи йил хатириләнди
- Уйғурлар 2008 - йилидин немиләрни күтмәктә
- Түрк мәтбуатида хитай һәққидә муназирә
- Түрк дуняси ортақ елипбәси түзүлмәкчи
- Истанбулниң җаваһер меһманханисида ечилған хәлқаралиқ йиғинда уйғурларниң әһвали тонуштурулди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Истанбулдики уйғурлар дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзди