Түркийә парламентниң муавин башлиқи нәвзат пақдил д у қ вәкиллирини қобул қилди

RFA Photo / Erkin Tarim
Наһайити қизғин өткән бу учришишта сейит түмтүрк әпәнди 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай һәйәтлириниң арқа - арқидин түркийини зиярәт қилип үрүмчи вәқәси һәққидә ялған мәлумат бериватқанлиқини түрк рәһбәрлириниң хитайларниң гәплиригә ишәнмәслики керәкликини ейтти.
Түркийә парламенти муавин башлиқи нәвзат пақдил әпәнди болса икки дөләт оттурисидики мунасивәтниң нормал давам қиливатқанлиқини түркийә хитай мунасивитидә уйғурларниң көврүклүк роли ойниши керәкликини билдүрди.
Бу учришишта йәнә қайси мәсилиләр музакирә қилинди? юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.