Түркийә һөкүмити түрк сода ‏- санаәтчилирини уйғур дияриға мәбләғ селишқа чақирмақта


2007.10.31

Йеқинқи 20 йил җәрянида түркийә җумһурийити хитай билән болған тиҗарәтни тәрәққи қилдурушқа тиришқан болсиму, лекин бу икки дөләт оттурисидики тиҗарәттә түркийә давамлиқ зиян тартип кәлмәктә.

Түркләр 1990 - йилларниң башлирида хитайниң нопуси зич җайлашқан йәрләргә мәбләғ селип пул тепиш истиратегийиси елип барған иди. Бу истратегийилик пиланда мувәппәқийәтлик болалмиғандин кейин, мана әмди түркләр билән тили, дини, йилтизи охшаш болған уйғур дияри арқилиқ хитай базириға кириш истиратегийиси елип беришқа башлиған .

Бу мәқсәт билән давамлиқ үрүмчигә һәйәт әвәтиш, базар тәкшүрүш, йәрмәнкигә қатнишишқа охшаш паалийәтләрни елип бармақта. Бу хизмәт үчүн үрүмчигә барған кишиләрдин бири болса, түркийә җумһурийити ташқи сода идариси експортни тәрәққи қилдуруш мәркизи мәсуллиридин бири дениз чақироғли ханимдур.

У биз билән өткүзгән сөһбитидә , шәрқий түркистанниң униң хиялидики бир җай икәнликини, у йәрни өз көзи билән көргәндә қаттиқ һаяҗанланғанлиқини, уйғур хәлқиниң ақ көңүл, меһман дост хәлқ икәнликини, түркийә дөлитиниң түрк сода ‏- санаәтчилирини уйғурлар дияриға мәбләғ селишқа чақириватқанлиқини ейтип, уйғур диярида елип барған зиярити җәрянидики тәсиратлири һәққидә тохталди.(Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.