Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (1)


2007.09.12

Түркийидә чиқидиған җумһурийәт гезити истратегийә журнилиниң 8 - айниң 27 -күнидики санида дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли язған сиясий, иқтисадий вә әскирий җәһәттин түркийә - хитай мунасивәтлири мавзулуқ мақалә елан қилинди. Мақалидә түрк - хитай мунасивәтлиридики мәсилиләрдин бири болған шәрқий түркистан мәсилиси вә бу мәсилини һәл қилишниң йоллири әтраплиқ баян қилинған.

Биз бу мақалини чөридигән һалда дәм елишқа чиққан генерал, истратегийә тәтқиқатчиси арман қулоғлу әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Арман қулоғли : хитай дөлити мәсилә яритиватиду

Әркин тарим: сиз мақалиңизда хитай - түрк мунасивитидики ихтилаплар үстидә тохтилипсиз, бу ихтилаплар қайсилар ?

Арман қулоғли: түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәткә болупму кейинки йиллардики мунасивитимизгә қарайдиған болсақ мунасивәтни яхшилаш арзу қилиниватқан болсиму, әмма һечбир илгириләш болмайватиду. Бизниң хитай билән 1995- йили әскирий җәһәттә болупму ракита техникиси җәһәттә бәзи алақилиримиз болған иди. Буниңдин башқа қолға чиққудәк бир алақимиз болмиди. Әслидә хитай зорийиватқан бир күч, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң муһим әзалиридин бири . Шуңа түркийә әлвәттә хитай билән йеқин мунасивәт қурушни арзу қилиду. Әмма хитай билән түркийә оттурисида яхши мунасивәт қурушқа тосалғу болуватқан бир мәсилә бар. У болсиму шәрқий түркистан. Шәрқий түркистандики хәлқләрниң һәқ - һоқуқлирини, өрп - адәтлирини , уларниң турмуш сәвийисини юқири көтүрмәй уларға бөлгүнчи, террорчи муамилиси қилдиған хитай дөлитиниң мунасивитимизни яхшилашта бир йүрүш мәсилиләрни чиқириватқанлиқини көрүватимиз.

Түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға көзәткүчи сүпитидә киришни арзу қилиду. Русийә билән хитай көрүнүштә гәрчә буни қарши алидиғандәк көрүнсиму, әмәлийәттә русийә, түркийә у йәргә кирсә оттура асиядики түркий җумһурийәтләр билән йеқин мунасивәт орнитип русийиниң райондики тәсирини аҗизлаштуруду, дәп ойлайду. Хитай болса түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға кирсә уйғурларни күшкүртүп, у йәрдики мустәқиллиқ һәрикәтлири әвҗ елип кетиду, дәп ойлап буниңға тосқунлуқ қиливатиду.

Биз пәқәт шәрқий түркистанлиқларниң инсандәк яшишини тәләп қилимиз

Әркин тарим: һәқиқәтән улар ойлиғандәк әһваллар йүз берәмду ?

Арман қулоғли: шәрқий түркистан хәлқиниң хитайдин тәләп қилидиғини немә дегән вақтимизда, пәқәтла инсандәк яшаш, өзлириниң миллий өрп- адәтлирини яшитиш, тилини қоғдаш вә уни давам қилдурушـтур. Әслидә шәрқий түркистанлиқлар түркийә - хитай оттурсидики мунасивәтләрниң тәрәққи қилишида көврүклүк рол ойниған болатти. Әмма хитайларниң бу хил сәлбий көз қариши шәрқий түркистан хәлқиниң тән җазаси вә һәқсизликләргә учришиға сәвәб болмақта. Шуниң билән бүгүн хитайниң инсан һәқлири дәпсәндилири әң еғир дөләт болуп чиқиштәк әһвал йүз бәрмәктә. Түркийә бу һәқтә хитайға дипломатик йоллар билән хизмәтләрни ишләватиду. Әмма хитай түркийигә давамлиқ шәрқий түркистандики уйғурларни күшкүрткән дәп гунаһ қоюп келиватиду. Түркийә бундақ бир иш қилмайватиду. Түркийидики шәрқий түркистан җәмийәтлири вә түркийә һөкүмитиниң арзуси пәқәтла уйәрдики хәлқниң инсандәк яшишини тәләп қилиштин ибарәт.

Уйғурлар һәргизму террорчи әмәс

Әркин тарим: хитай һөкүмити уйғур мәсилисини түрк һөкүмитигә түркийидики террор һәрикитигә охшитип аңлитип кәлгәчкә, уйғур мәсилиси дегән вақтиңизда түрк һөкүмити буниңдин өзини тартиду, буниңға қандақ қарайсиз ?

Арман қулоғли: түркийидә бир террор һәрикити бар. Бу террорниң мәқсити түркийини парчилаш. Буниң үчүн қурал- ярақлар билән һәрикәт қилип, террорлуқ паалийәтләр билән шуғуллиниватиду. Түркийигә зиян селиватиду. Түркийә қораллиқ күчлири билән қораллиқ тоқунушқа кирип әскәрлиримизни өлтүрүватиду. Уларни шеһит қилип йәнә техи һеч иш болмиғандәк, түркийидә бир корд мәсилиси бар , әмма худди түркийә уни һәл қилмайватқандәк айлинип йүриду. Һалбуки, шәрқий түркистандики уйғур түрклиригә қариған вақтимизда , булар террорчи әмәс. Булар хитай қураллиқ күчлири билән тоқунушуп, уларни өлтүргән әмәс. Хитай дөлитигә қарши қозғилип, хитайни бөлүш нийитидики кишиләр әмәс. Улар пәқәтла аптономийә түзүмлири ичидә инсан һәқлири даирисидә, иқтисадини вә турмуш сәвийәлирини юқири көтүрүшни, өзлириниң өрп-адәтлирини вә тилини яшинишнила тәләп қилиду. Буниң сиртида хитайға қарши туридиған яки хитайни бөлүдиған бир хияли йоқ. Шуңа түркийә билән хитайниң бу җәһәттә ортақ бир тәрипи йоқ. Түркийидикиси түркийәни бөлүшни мәқсәт қилған террор һәрикити, хитайдикиси болса инсандәк яшашни вә өзлириниң өрп - адәтлирини давам қилдурушни арзу қилиштин башқа бир арзуси болмиған уйғур түрклириниң һәрикитидур. Бу иккисини охшаш бир қелипқа қоюш мумкин әмәс. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.