Түркийә милләт партиси башлиқи айқут әдибали әпәнди билән уйгур мәсилиси һәққидә сөһбәт
-
2006-08-03 -
-
-
Түркийидики әң кона партийиләрдин бири болған милләт партийиси башлиқи айқут әдәбали вә муавин башлиқи филиз ханим башчилиқидики партийә рәһбәрлири 7-айниң 29-куни әнқәрәдики дәдәман меһманханисида шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи хайруллаһ әфәндигил башчилиқидики бир гуруп уйғур билән көрүшүп уйғурларниң һазирқи вәзийити, чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлири вә мәсилилири һәққидә мәлумат алди.
Милләт партийиси башлиқи айқут әдәбали әпәнди алди билән соз қилип мундақ деди:
Бейҗиң һөкүмити шәрқий түркистанлиқларға һөрмәт қилиши, уларниң иҗтимаий һәқлирини бериши керәк. Мән түрк дунясидики әң чоң дөләтләрдин бири болған түркийә намида шуни демәкчимәнки, түркийә- хитай достлуқи шәрқий түркистан түрклири демократийә ичидә яшиғандила, әркин, һәқ һоқуқиға игә болған вақиттила әмәлгә ашиду. Биз хитай билән дост болушни халаймиз. Әмма у йәрдики уйғурларниң дини, иҗтимаий, инсаний һоқуқлирини бериш шәрти билән.
Милләт партиси башлиқи айқт әдибали әпәндиниң сози аһирлашқандин кейин биз бәзи соалларни соридуқ.
Һөрмәтлик айқт әдәбали әпәнди, йеқинда гуантанамодин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғурни түркийә қобул қилмиди. Албанийә қобул қилди. Бу йил 4-айда истанбулда чақирилған бир йиғинға уйғурларниң инсанә һәқлири күрәшчиси рабийә қадир ханим кәлмәкчи иди. Әмма түркийә виза бәрмигәчкә йиғинға қатнишалмиди. Сиз буларға қандақ қарайсиз?
Һәқиқәтән биарам болдум. Мән бир өктичи партийә башлиқи болуш сүпитим билән шундақла йиллирини мусулман түркләрниң күчлиниши үчүн сәрп қилған бир киши болуш супитим билән бу әһвалдин қаттиқ әпсусландим. Бу мусулман үчүн номус қилғудәк бир иш. Ташқи ишлар министири абдуллаһ гүл бу хатасини түзитиши керәк. Бу бир хата. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлириға қаратқан тәслимийәтчи вә аңсизларчә сияситини қисқа вақит ичидә түзитиши керәк. Әгәр хитай һөкүмити уйғурларни хәлқарада тәррорист көрүшүш қилмишини давам қилдуридиған болса, биз түрк хәлқи билән дост болалмайду. Биздин достчә муамилиму көрәлмәйду. Биз милләт партийиси түркийә җумһурийити һөкүмитиниң хата сияситини хәлқимизгә аңлитимиз.
Сизниң уйғурларниң чәтәлдики рәһбири әйса йүсүп алиптекин билән йеқин дост икәнликиңизни билимиз. Әйса әпәндим билән қачан қандақ тонушқан идиңиз, қандақ бир киши иди сизчә ?
Мәрһум әйса йүсүп алиптекин билән 1962-йили тонушқан идим. Бир жоурналист достумниң ишханисида тонушқан идуқ. У наһайити ақкөңүл, алийҗанап, тоғра сөзлүк, аилисини, балилирини, хәлқини интайин сойидиған, пидакар, ғәйрәтлик бир киши иди. Хәлқиниң дәртлирини аңлитиш үчүн путун имканлири билән тиришидиған һәқиқи бир рәһбәр иди. У, путун қийинчилиқларға қаримастин өмриниң ахирғичә дуня җамаәтчиликигә болупму түркийә хәлқигә шәрқий түркистан мәсилисини аңлатти. Бүгүн әгәр шәрқий түркистан мәсилиси дуня кун тәртипигә келишкә башлиған болса буниңда әйса йүсүп алиптекинниң төһписи интайин чоң.
Сизчә рәһмәтлик әйса йүсүп алиптекинниң түркийә җумһурийити сияситигә қошқан төһписи нимә болди?
Бу суалиңизға шундақ җавап беримән. У мәзгилдә сабиқ совет иттипақи күчлүк тәсиргә игә иди. У мәзгилдә түркийидики бәзи зиялилар бизниң мустәқиллиқимизни хәвпкә иттәргүдәк дәриҗидә совет иттипақиға чоқунатти. Сабиқ совет иттипақиниң қандақ тузум икәнликини билмәй турупла қариғуларчә чоқунуп, русийә билән бирлишишни арзу қилатти. Дәл бу пәйттә рәһмәтлик әйса йүсүп алиптекин һәр йәрдә коммунист түзүминиң қандақ бир тузум икәнликини, мав вә сталинларниң милйонларчә түркий хәлқни қандақ өлтүргәнликини аңлитип хәлқимизни вәтәнпәрвәр болушқа чақирди. Әйса йүсүп алиптекин соғуқ уруш мәзгилидә сабиқ совет иттипақи, югуславийә вә булғарийигә охшаш коммуниси түзүмидики дөләтләрдин қечип кәлгән түркий хәлқләр билән бирликтә коммунист түзүмигә қарши күрәш елип барди. У, түрк дунясиниң келәчики үчүн түркийиниң милли мустәқиллиқиниң интайин муһим икәнликини тәкитләйтти. Түркийидики сол көз қараштики Bulent Ecevit кә охшаш рәһбәрләрниң милли көз қарашқа игә болушида әйса йүсүп алиптекинниң роли наһайити чоң болди.
Һөрмәтлик айқут әдәбали әпәнди, әң ахирида милләт партийисиниң түрк дуняси сиясити нимә?
Бизниң сияситимиз шу. Йәр йүзидә һечқандақ бир киши наһақчиликкә учримисун. Әйса йүсүп алиптекин дегәндәк, биз алди билән инсан, кейин мусулман түркмиз. Путун түркләр мениң туғқиним. Мениң уларни қоғдаш мәсулийитим бар. Бу сиясәтләрни елип барған вақтимизда һечқандақ дөләткә боюн әгмәймиз. Бизниң партийимиз исмидинму мәлум болғинидәк, милләтпәрвәр бир партийә. Бу милләт сози пәқәтла түркийидики түркләрнила әмәс, путун дунядики түркий милләтләрни оз ичигә алиду. Шәрқий түркистан мәсилиси болсун вә яки башқа түркий хәлқләрниң мәсилиси болсун, худайим буйриса биз һакимийәт бешиға кәлгәндә партийимизниң тоғра сиясити билән һәл болиду. Әң ахирида шуни демәкчимәнки, әркинлик үчүн чиқирилған байрақ һәргизму чүшүрүлмәйду. Шәрқий түркистан түрклириниң диниға, туприқиға, байриқиға, һәқлиригә, һоқуқиға һөрмәт қилишини тәләп қилимән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийә җумһурийити сабиқ ташқи ишлар министири мурат қараялчин билән сөһбәт
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри
- Түркийиниң авази радиосиуйғур дияриға радио аңлитиши беришкә тәйярлиқ қилмақта
- Уйғур вәкиллири токат түркмән фестивалға қатнишип уйғур мәсилисини аңлатти
- Түркийидики уйғур оқуғучилар тәнтәнилик мурасим билән диплома алди
- Уйғур вәкили түркийә җумһурийити сабиқ муавин дөләт министири билән көрүшти
- Түркийидики йәрлик ахбарат васитилирида уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилмәктә
- Түркийидики телевизйә қаналлири уйғур мәсилисигә алаһидә йәр бәрмәктә