Түркийә вәтәндеши болуш асанлашти


2008.01.03

turk-pasportu-200.jpg
Түркийиниң вәтәндашлиқ қануниға түзитиш киргүзүлгән . RFA Photo / Erkin Tarim

Түркийиниң вәтәндашлиқ қануниға түзитиш киргүзүлгәндин кейин түрк парламентида қобул қилинди. Бу қанунда чәтәлликләрниң түрк вәтәндашлиқиға қобул қилиниши асанлаштурулған. Бу қанунға асасланғанда, түркийигә мәбләғ селип кархана қурған, иҗтимаий, иқтисадий, пән-техника вә сәнәт саһәсидә алаһидә мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргән яки юқириқи саһәләрдә яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәләйдиғанлиқи пәрәз қилинған кишиләр мунасивәтлик министирликләрниң тәклипи бойичә, һөкүмәт кабинетида музакирә қилинип вәтәндашлиққа қобул қилинидикән.

Түзитиш киргүзүлгән йеңи қанунға асасланғанда, 7 яштин төвән яштики беқивелинған балилар түрк вәтәндеши һесаблинидикән. Бир түрк вәтәндеши тәрипидин беқивелинған, балағәткә йәтмигән бала беқивелинған күндин етибарән түрк вәтәндеши һесаблинидикән. Түркийидә туғулған чәтәлликниң балиси, әгәр ата-аниси арзу қилса, туғулған заман түрк вәтәндеши болалайдикән.

юқириқилардин башқа түрк вәтәндашлиқиға өтүшниң шәртлири ичидә қанунда түркийидә әң аз 5 йил туруш шәрти қоюлған. Булардин башқа түрк вәтәндеши болушқа илтимас қилғандин кейин һәрикәтлири билән түрк вәтәндеши болуш нийитиниң барлиқини ипадә қилиши, юқумлуқ кесили болмаслиқи, әхлақлиқ болуши, йетәрлик дәриҗидә түркчә билиши, өзини өзи бақалайдиған иқтисадий күчкә вә кәсипкә игә болуши, түркийиниң бихәтәрликигә тәсир йәткүзилидиған бир әһвалниң болмаслиқи керәк икән.

Йеңи қанунда йәнә түрк билән той қилған чәтәлликләр түрк вәтәндеши болуш үчүн той қилған күндин тартип 3 йил бирликтә турмуш кәчүрүши шәрти киргүзүлгән. Түркийә вәтәндашлири ички ишлири министирликигә билдүрүп қоюш шәрти билән башқа дөләт вәтәндеши болалайдикән.

Түркийидә түрк вәтәндеши болушни күтүватқан көп санда уйғур яшимақта. Бу йеңи қанун уйғурларға немә пайда елип келәр? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн ихтияри мухбиримиз әркин тарим, журналист варисҗан әпәнди билән сөһбәт елип барди. )Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.