Түркийә армийиси баш шитаби муавин башлиқи, қуруқлуқ армийиси қомандани оргенирал илкәр башбуғ хитайда рәсми зиярәт елип бармақта
2007.06.05
Хитай мудапиә министири сав гуаң чуән 6-айниң 4-күни бейҗиңда түркийә қуруқлуқ армийиси қомандани илкәр башбуғ вә һәмраһлири билән көрүшти.
Түрк генирали бейҗиңда
Сав гуаңчуән хитай билән түркийә арисида депломатик мунасивәт орнитилғандин буянқи 36 йил мабәйнидә икки дөләт мунасивитиниң иҗабий һалда тәрәққи қилғанлиқини, кейинки йилларда икки дөләт арисида һәр саһәдики иш бирликлириниң барғансери чоңқурлашқанлиқини дегән.
Түркийә дөләт телевизийисиниң хәвиригә қариғанда, сав гуаңчуән йәнә, биз түркийәниң бир җуңго сиясити вә җуңгониң земин пүтүнликини қоғдаш сияситини қоллиғанлиқини тәқдирләймиз, дегән вә хитай армийисиниң икки дөләт мунасивәтлирини күчләндүрүшкә тәйяр икәнликини ипадә қилған.
Түркийә қуруқлуқ армийиси баш қомандани оргенирал илкәр башбуғ болса, түркийә билән хитай дөлитиниң сияси, иқтисадий вә әскирий саһәдә иш бирлики ичидә икәнликини, түрк армийисиниң хитай армийиси билән болған мунасивәтләргә әһмийәт беридиғанлиқини вә икки армийә оттурисидики достлуқ мунасивитиниң давамлиқ тәрәққи қилиши үчүн һәссә қошидиғанлиқини билдүргән.
Түркийә мәтбуатлирида
Түркийә дөләт телевизийисиниң хәвиридин қариғанда йәнә, оргенирал илкәр башбуғ сөзидә түркийә билән хитайниң дуня мәсилилиригә болған көз қарашлириниң бир - биригә бәкму охшишип кетидиғанлиқини ипадә қилип: охшаш нуқтиларда туруватимиз дийишкә болиду, икки дөләт учраватқан тәһдит вә хәвпләр бир - биригә интайин охшайду, дегән. У йәнә өзлириниң хитайниң кейинки 20-30 йил ичидики иқтисадий тәрәққиятини зор бир һәйранлиқ билән тәқип қиливатқанлиқини, буниңдин бир дост дөләт болуш сүпити билән һәм ғорурланғанлиқини ипадә қилғандин кейин икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққи қилишида юқири дәриҗилик әмәлдарларниң зияритиниң зор рол ойнайдиғанлиқини дегән.
Җуңго мудапиә миниситири савму өзлириниң дуняда муһим ролға игә болған хитай вә түркийә арисидики мунасивәтниң тәрәққиятидин интайин мәмнун икәнликини ипадә қилип, мунасивәтни техиму тәрәққи қилдуруш үчүн тиришидиғанлиқини дегән.
Мутәхәсисләрниң қарашлири
Түркийә армийиси баш шитаби муавин башлиқи, қуруқлуқ армийиси қомандани оргенирал илкәр башбуғнң хитайға елип бериватқан бу зияритиниң мәқсити зади нимә, бу зиярәтни қандақ чүшиниш керәк? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн алди билән явроасия стратегийә тәтқиқат мәркизи түркийә - хитай мунасивәтлири мутәхәссиси сунали ханим билән телефон зиярити елип бардуқ.
Сунали ханим бу зиярәтниң икки дөләт оттурисидики нормал бир әскирий зиярәт икәнликини ейтип мундақ деди: "хитай адәттә ташқи сиясәт мәсилисидә болупму әскирий ишлар билән мунасивәтлик мәсилиләрдә пассип позитсийидә болуп, һазирғичә пәқәт бир җуңго сияситини қоллап кәлгән дөләтләргила очуқ позитсийә билдүрүп кәлгән. Түркийәниму бир җуңго сияситини қоллайдиған дөләтләр арисиға алған иди. Хитай бу ичи бош болған мәвҗут мунасивәтни давамлиқ тәрәққи қилдуримиз, дейиш биләнла қалған."
Түркийә - хитай мунасивәтлири мутәхәссиси др. Әркин әкрәм әпәнди түркийә билән хитай оттурисида узун йиллардин буян бу хил әскирий зиярәтләрниң елип бериливатқанлиқини, әмма буниң нормал бир зиярәттин башқа бир нәрсә әмәсликини тәкитлиди. У йәнә, оргенирал илкәр башбуғниң икки дөләт учраватқан тәһдит вә хәвпләр бир - биригә интайин охшайду, дегән сөзни қандақ чүшиниш керәк, дегән суалимизға мулаһизә йүргүзди.
Др. Әркин әкрәм сөзиниң ахирида, гәрчә түркийә дучар боливатқан п к к мәсилиси билән уйғур мәсилиниң характери охшаш болмисиму, хитайларниң уни бир- биригә бағлашқа тиришиватқанлиқини көрситип өтти. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди
- Д у қ һәйити түркийә парламенти инсан һәқлири комисйони әзаси фарук үнсал әпәнди билән көрүшти
- Түркийидә хитай маллириниң ишғали пүтүн саһәләргә йейилди
- Түркийә ички ишлар министири абдулқадир ақсу рәсмий зиярәт үчүн хитайда
- Хитай һөкүмити түркийини тәнқит қилған
- Түркийидә хитай мәдәнийәт күни әмәлдин қалдурулди
- Истанбулда түркийә – хитай мунасивәтлири бойичә илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
- Шәрқий түркистан тәшкилатлири хитайниң тәшвиқатлириға рәддийә бәрди
- Түркийә – хитай содисиниң уйғурларға көрсәткән тәсири қандақ болиду?
- Хитай деңиз армийисиниң тәрәққияти америкиға тәһдитму?
- Америкиниң хитай мелиға чәклимә қоюши түркләрни сөйүндүрди
- "Хитай маллириға қарши сәддичин сепили ясайли"