Д у қ ниң вәкиллири, биринчи нөвәтлик түрк оҗақлири яшлар қурултийида


2007.05.21

Түркийиниң әң қәдими, әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған түрк оҗақлириниң биринчи нөвәтлик хәлқара яшлар қурултийи 5 - айниң 18,19 вә 20 - күнлири түркийиниң әски шәһәр вилайитидә чақирилди.

Қурултайға қатнашқучилар вә оқулған мақалилар

Бу қурултайға әзәрбәйҗан, қирим татарлири, түркмән, ағизка түрклири вә уйғур яшлири қатнашқан. Уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийи яшлар комиссйониниң түркийәдики әзаси абдуллаһ турсун вә абдуллаһ фатиһләр қатнашқан.

Бу қурултайда түркий милләтләрниң тарихи, түрк дунясидики мәшһур шәхисләр, түркий тиллар, түрк дунясидики яшларниң мәсилилири, әдәбият, маарип, иқтисад вә җәмийәтшунаслиқ һәққидә топлам, 33 парчә илми мақалә оқуп өтүлгән. Абдуллаһ турсун әпәнди дуня уйғур қурултийиға вакалитән уйғурларниң бүгүнки әһвали темисида сөз қилған.

Түрк оҗақлириниң қисқичә тарихи

1912 - Йили 3 - айниң 25 - күни оттура асиядин кәлгән түркий милләтләрниң зиялилири тәрипидин қурулған түрк оҗақлири җәмийити, 95 йилдин буян түрк дуняси һәққидә түрлүк паалийәтләрни уюштуруп келиватқан болуп, давамлиқ һалда түркий милләтләрниң мәсилилирини түрк җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн һәрикәт қилмақта.

Бу қетим әски шәһәрдә өткүзүлгән 1 - нөвәтлик хәлқаралиқ яшлар қурултийи мана бу паалийәтләрниң бири болуп, бу қурултайдиму нуқтилиқ һалда ағизка түрклири, ирақтики түркмәнләр вә уйғур яшлири дучар боливатқан мәсилиләр музакирә қилинған.

Түрк оҗақлири җәмийити әски шәһәр шөбисиниң башлиқи профессор. Др. Недим үнал әпәндиниң сөзлири

Түрк оҗақлири җәмийити әски шәһәр шөбисиниң башлиқи профессор. Др. Недим үнал әпәнди бу қурултай һәққидә мәлумат бәрди.

Түрк оҗақлири 1912 - йилида қурулған бир аммивий тәшкилат болуп, қурулғандин бери түрклүк вә түрк дунясиниң мәсилилири билән мәшғул болуватқан бир қурулуш. Бу аммивий тәшкилатни қурған кишиләрму һәрқайси түркий милләтләрдин кәлгән зиялийлар иди. Түрк оҗақлириниң қурулуш мәқсити түрк мәдинийити вә түрк дунясиниң мәсилилиригә көңүл бөлүштин ибарәт.

Бүгүн бәзи түркий милләтләр техичә башқа милләтләрниң мустәмликиси астида зулум тартмақта. Мәсилән, дуня мәдинийәт хәзинисигә өчмәс төһпиләрни қошқан шәрқий түркистан хәлқи техичә хитайларниң зулуми астида яшимақта.

Бу қурултийимиздиму түрк дунясиниң мәсилисини, шәрқий түркистан мәсилисини, әзәрбәйҗанниң мәсилилирини, ағизка түрклириниң мәсилилирини музакирә қиливатимиз. Мәқситимиз юқиридики бу мәсилиләрни һәл қилишниң йоллири һәққидә мулаһизә елип бериштин ибарәт. Татар, әзәрбәйҗан вә уйғурлардин кәлгән вәкилләрму бар. Бу яшлиримизниң һәммиси түрк дунясиниң мәсилилиригә интайин қизиқиду. Кейин, дуня уйғур қурултийи намидин бу йиғинға қатнишиватқан абдуллаһ турсун әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.