13 - Нөвәтлик турк дуняси яшлири қурултийи македонийәдә рәсми башлиди
2007.08.06
13 - Нөвәтлик түрк дуняси яшлири қурултийи македонийәниң җәнубидики охри шәһиридә рәсми башланди. Бу қурултайға 40 қа йеқин дөләт вә райондин болуп, 250 вәкил қатнашмақта.
Уйғур вәкиллири қурултайда
Қурултай охри шәһиридики метропол меһмансарийида ечилған болуп, қурултайниң ечилиш мурасимиға македонийә парламенти муавин башлиқи иван аттенасики, македонийә түрк демократ партийиси башлиқи, парламент әзаси кәнан һасип , охри шәһәр башлиқи вә парламент әзалиридин болуп, миңға йеқин киши қатнашти.
Қурултайға уйғур яшлириға вакалитән дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати башлиқи тибәт йүҗә түрк қатарлиқлар қатнашмақта.
Биз бу қурултай һәққидә тәпсили хәвәр бериштин бурун македонийә җумһурийити вә бу йиғин ечиливатқан охри шәһири һәққидә силәргә қисқичә мәлумат берип өтмәкчимиз.
Македонийә җумһурийити вә түркләр
Македонийә җумһурийити шәрқтә булғарийә, җәнубта гиритсийә, ғәрбтә болса албанийә билән чегридаш. Македонийә сабиқ югуславийәниң парчилиниши билән 1992-йили мустәқиллиқини рәсми елан қилған.
Македонийәдә 2002-йили елип берилған нопус тәкшүрүшидин қариғанда, македонийәниң нопуси 2 милйон 56миң болуп, 1милйон 400миңи македон, 500миңи албан, 80миңи түрк, 50миңи сиган икән. Македон дөлити гәрчә албанларниң санини юқириқидәк билдүрсиму, рәсмий болмиған ситатискиларға қариғанда, албанларниң нопусиниң дөләт нопусиниң 40 пирсәнтини тәшкил қилидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.
1300-Йили османли империйисиниң қол астиға киргән македонийәгә түркләр йәрләштүрүлгән болуп, 1953-йили македонийәдә 203миң түрк нопуси бар иди. Буларниң нурғуниниң түркийәгә көчүп кетиши нәтиҗисидә бүгүнки санлири 80миңға чүшүп қалған. Түркләрниң көпи македонийәниң пайтәхти үскүпта яшимақта.
Қурултай ечиливатқан охри шәһири македонийәниң албанийә билән чегридаш болған охри көлиниң бойидики бир шәһәр. Македонийәниң пайтәхти үскүпниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан бу шәһәрниң нопуси 55 миң әтрапида болуп, нопусиниң көпи македонлардин тәркип тапмақта.
Охри шәһиридә македонлардин башқа йәнә түркләр, албанлар, сиганлар, сириблар вә ромәнләр яшимақта. Охридә османли империйиси мәзгилидин қалған 10 мичит вә 40 әтрапида черкав бар. Османли империйиси мәзгилидин қалған имарәтлири билән мәшһур болған охри вә охри көли бирләшкән дөләтләр тәшкилати UNESCO тәрипидин дуня мираслири тизимликигә киргүзүлгән.
Охри шәһири 1385-йилидин 1912-йилиғичә османли импираторлиқи һакимийити астида қалған болғачқа османлиға аит тарихи әсәр - әтиқиләр интайин көп икән. Шундақла бу йәр кирил елипбәси иҗат қилинған йәр дәп қобул қилинидикән. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийәниң қара деңиз районидики уйғур йезиси
- Туркийәдики йеңи чағ телевизийисидә уйғурлар тонуштурулди
- Хитай һөкүмитиниң 3 парчә жорнили түркийидә сетилишқа башлиди
- Шәрқий түркистан вәхпиниң қурғучилиридин бири ирфан атагүн вапат болди
- Түрк җумһурийәтлири күтүпхана башлиқлири йиғини түркийидә өткүзүлди
- Др. Алимҗан инайәт әпәндиниң шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисидики доклати
- Әнқәрәдики терорлуқ вәқәсидә 7 киши қаза тапти, 100 дин ошуқ киши яриланди
- Д у қ ниң вәкиллири, биринчи нөвәтлик түрк оҗақлири яшлар қурултийида
- Әнқәрәдә: `шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийити` темисида муһакимә йиғини
- Туркийәдики уйғур оқуғучилар әла нәтиҗә билән оқуш пүттүрди
- Д у қ һәйити түркийә парламенти инсан һәқлири комисйони әзаси фарук үнсал әпәнди билән көрүшти
- Д у қ һәйити туркийә анавәтән партийәси мәсули билән корушти