13 - Нөвәтлик түрк дуняси қурултийида уйғурлар һәққидә муһим тәклипләр музакирә қилинмақта
2007.08.09
13-Нөвәтлик түрк дуняси яшлар қурултийи македонийә җумһурийитиниң охри шәһиридики метропол меһманханисида давам қилмақта. Қурултайниң күн тәртипигә асасән қурултайға қатнишиватқан вәкилләр 4 гуруппа буйичә түркий милләтләрниң мәсилилирини музакирә қилип қарар чиқиришқа тиришмақта.
Бүгүнки музакирә иқтисат, тил, әдәбият-сәнәт, дин вә сиясәт түрлири буйичә 4 гуруппида елип берилмақта. Қурултай иҗраийә һәйитиниң музакиригә сунған қарар лайиһиси, түрк җумһурийәтлириниң хитайни уйғурларға қарши елип бериватқан бесим сияситини тохтитишқа чақириш, хитайни уйғурларға тил- мәдәнийәт, диний вә иқтисадий һоқуқлирини беришкә чақириш қатарлиқларға охшаш маддиларға йәр берилгәндин башқа 2008-йилини пүтүн дуняда 'мәхмут қәшқири йили' дәп елан қилишқа охшаш тәклипләрму йәр алған.
Бу қурултайға қатнашқан дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән шәрқий түркистан яшлири вә мәдәнийәтлири бирлики башлиқи тибәт йүҗәтүрк һәр қайси гуруппиларда сөз қилип бу қурултайға йеңи тәклипләр сунмақта.
Бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн сейит түмтүрк әпәнди вә тибәт йүҗәтүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- 13 - Нөвәтлик турк дуняси яшлири қурултийи македонийәдә рәсми башлиди
- Түркийәниң қара деңиз районидики уйғур йезиси
- Д у қ ниң иккинчи нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти
- Туркийәдики йеңи чағ телевизийисидә уйғурлар тонуштурулди
- Д у қ 2- нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини ечилди
- Хәлқаралиқ радикал партийиниң мәсули марко пердуса әпәнди билән сөһбәт
- Др. Алимҗан инайәт әпәндиниң шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисидики доклати
- Д у қ ниң вәкиллири, биринчи нөвәтлик түрк оҗақлири яшлар қурултийида
- явропа бирлики уйғурлардин нимиләрни күтиду?
- яврупа парламентиға төкүлгән көз йеши
- Д у қ ниң голландийидики паалийәтлири ғәлибилик аяғлашти
- Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири явропа парламентида болди