Түрк иш бирлики вә тәрәққият идариси түркий милләтләргә ярдәм бериш йиғини чақирди
2007.01.12
Түркийә иш бирлики вә тәрәққият идариси 18 дөләттә вәзипә өтәватқан вәкиллирини әнқәрәгә чақирип йиғин ачти. Түрк дуняси ишлириға мәсул дөләт министири бешир аталай бу йиғинда түркийиниң түрк җумһурийәтлири вә түркий милләтләргә 2006-йили қилған ярдәмлирини хуласә қилиш, 2007-йилиниң пиланини оттуриға қоюш үчүн топланғанлиқини ейитти. Ечилиш мурасимида сөз қилған дөләт министири бешир аталай түркийә иш бирлики вә тәрәққият идарисини күчлүк түркийә җумһурийитиниң күчлүк ярдәм қурулуши һалиға әкилидиғанлиқини вә бу тәшкилатниң келәчәктики пилани үстидә тохтилип мундақ деди:
"Техиму күчлүк бир түркийә үчүн сиртта болупму оттура асия түркий җумһурийәтлири, сәйпурус, кафкасийә вә балқанларда, оттура шәрқтә болса пәләстин, афғанистанда, йеңи бир ноқтимиз болған африқа дөләтлиридә түркийиниң ярдәм күчини күчәйтимиз. Бундақ қилғанда һәм түркийиниң сияси күчигә ярдәм бәргән болимиз, һәм у йәрләрдики инсанларниң турмуш сәвийисиниң юқири көтүрүлүшигә төһпә қошқан болимиз. Һәмдә у дөләтләрдики хәлқләрниң түркийигә болған сөйгү муһәббитиниң артишини қолға кәлтүргән болимиз".
Түркийә иш бирлики вә тәрәққият идариси 1991-йили совет иттипақи парчилинип түркий җумһурийәтләр мустәқил болғандин кейин қурулған болуп, түркий җумһурийәтләргә ярдәм қилиш мәқсити билән қурулған иди. Кейин, бу идарә зорийип, оттура асия түркий җумһурийәтлиридин башқа дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан түркий милләтләр вә мусулманларға ярдәм қилидиған бир қурулуш һалиға кәлди. Һазирғичә TIKA ниң 18 дөләттә иш беҗириш орни бар болуп, түркий милләтләр бар болған районлардин пәқәтла уйғур районида йоқ. Ишәнчлик мәнбәдин алған мәлуматқа қариғанда, түрк иш бирлики вә тәрәққият идариси үрүмчидә иш беҗириш орни ечип уйғурларға ярдәм қилишни тәләп қилған болсиму, хитай һөкүмитидин җавап алалмиған. Буниң сәвәби нимә? пүтүн дунядики түркий милләтләр яшаватқан дөләтләрниң һәммиси өз дөлитидики түркий милләтләр билән түркийиниң мунасивитини яхшилашқа тиришиватқан күнимиздә хитай һөкүмитиниң рухсәт қилмаслиқидики сәвәп немә? бу соалларни чөридигән һалда түркийә – хитай ишлири мутәхәссисис доктор әркин әкрәм әпәндини зиярәт қилдуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Әнқәрәдә түрк дуняси инсан һәқлири йеғини өткүзүлди
- Түркий дөләтләр башлиқлар йиғини ахирлашти
- Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң түркий милләтләр һәққидә қилған сози
- 10 – Нөвәтлик түркий дөләт вә милләтләр йиғини қарарнамисида уйғур мәсилисигә йәр берилди
- Уйғур мәсилиси 10 - нөвәтлик түрк дуняси достлуқ қериндашлиқ һәмкарлиқ қурултийида