Мәһмут қәшқири йилида елип берилидиған паалийәтләр вә хитайларниң бу һәқтики сиясити


2008.02.19

Түркийидики әң нопузлуқ гезитләрдин бири болған заман гезитиниң 2-айниң 2-күнидики санида `мәһмут қәшқирини алди билән биз хатирилисәк, андин дуня хатириләйду` мавзулуқ мақалигә йәр берилди. Мақалини журналист али пәкташ әпәнди язған болуп, мақалиниң баш қисмиға мәһмут қәшқириниң рәсимгә йәр берилгән. Мақалиниң иккинчи кичик темиси болса, "бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим вә мәдәнийәт тәшкилати йәни UNESCOтәрипидин мәһмут қәшқири йили елан қилинған 2008-йилида түркийә мәдәнийәт министирлиқи вә түркийә тил тәтқиқат идариси һәр хил паалийәтләрни өткүзмәкчи" дейилгән.

Дуняниң һәр қайси җайлирида улуғ алим мәһмут қәшқирини хатириләш үчүн тәйярлиқлар қилиниватқан күнимиздә, хитай һөкүмити бу һәқтә қандақ бир сиясәт елип бармақта ? 2008 ‏- йили мәһмут қәшқири йили мунасивити билән чәтәлләрдики уйғурлар немиләрни қилиши керәк? дегәнгә охшаш суалларға җаваб тепиш үчүн түркийә әгә университети оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди билән сөһбәтләштуқ.

`Мәһмут қәшқирини алди билән биз хатирилисәк, андин дуня хатириләйду` мавзулуқ мақалә мундақ башлиниду: UNESCO, 2008-йилини мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи мунасивити билән мәһмут қәшқири йили елан қилди. Бу йилниң түркчиниң тунҗи луғити вә грамматика китаби болған` түркий тиллар дивани` намлиқ әсәрниң язғучиси мәһмут қәшқиригә аталғанлиқи, түркий тиллири вә түрк мәдәнийити үчүн интайин муһим. Дуняда бирла нусхиси болған бу әсәрни вә бу әсәрниң язғучиси мәһмут қәшқирини дуняда тонуштуруш үчүн түркийә мәдәнийәт министирлиқи вә түркийә тил тәтқиқат идариси 2008-йилида бир йүрүш паалийәтләрни елип бармақчи.

Заман гезитидә елан қилинған бу мақалидә мәһмут қәшқири йили мунасивити билән түркийә мәдәнийәт министирлиқи елип бармақчи болған паалийәтләр үстидә тохтилип мундақ дәп йезилған : 2008- Йили түркийә мәдәнийәт министирлиқи түркий тиллар диваниниң оргиналини нәшр қилип, германийиниң франкфорт шәһиридә өткүзүлидиған хәлқаралиқ китаб көргәзмисидә көрсәтмәкчи. Мәһмут қәшқириниң шәрқий түркистанниң қәшқәр шәһиридики мәқбәрисини түркийә мәдәнийәт министирлиқи йеңидин ясатмақчи. Мәдәнийәт министирлиқиниң иқтисадий ярдими билән чақирилидиған тунҗи хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини болса, түркийә һаҗәттәпә университетида чақирилмақчи. Бу йиғинға германийә, америка вә әнгилийә қатарлиқ дөләтләрдин башқа русийә, татаристан, қазақистан, қирғизистан вә әзәрбәйҗан қатарлиқ дөләтләрдин билим адәмлири қатнашмақчи. Тунҗи қетим түркий тиллирини селиштуруп тәтқиқ қилип бу әсәрни язған мәһмут қәшқирини пүтүн түркий милләтләр өзиниң дәп қарайду. Түркийә мәдәнийәт министирлиқи мәһмут қәшқири һәққидики паалийәтлирини, түркийидә вә пүтүн түркий җумһурийәтлиридә өткүзгәндин башқа, мәһмут қәшқири туғулған җай болған қәшқәрдиму өткүзмәкчи.

Мақалидә 2008-йили түркийидә өткүзүлмәкчи болған түрк тили қурултийиниң мәһмут қәшқиригә атап чақирилидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дәп йезилған: Түркийә түрк тил тәтқиқат идарисиму мәһмут қәшқиригә атап һәр хил паалийәтләрни өткүзүшни пиланлимақта. Түрк тил тәтқиқат идарисиниң 4 йилда бир қетим өткүзүп келиватқан түрк тили қурултийи бу йил 10-айниң 20-күнидин 25-күнигичә чақирилмақчи. Бу қурултайму бу йил мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқиға атап чақирилмақчи. Түрк тили тәтқиқат идариси башлиқи проф. Др. Шукру халуқ ақалин, бу қурултайниң еланлирида түркий тиллар давинидики хәритини ишлитилидиғанлиқини ейтти. Бу қурултайға пүтүн дунядики түркологлар тәклип қилинмақчи. ( Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.