Түркийидә һазирқи заман түркологийә илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
-
2006-05-16 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултетиниң орунлаштуруши билән, һазирқи заман түркологийә тәтқиқатлири илми муһакимә йиғини өткүзүлди. 5 - Айниң 10 - күнидин 13 - күнигичә өткүзүлгән бу илми муһакимә йиғиниға түркмәнистан, азәрбәйҗан, грузийә, қирғизистан, сибирийә, русийә федератсийиси вә уйғурлардин болуп 70 әтрапида түрколог қатнашти.
Уйғур тәтқиқати болмай туруп, түркологийидин соз ешиш мумкин әмәс
Йиғинниң ечилиш мурасимида атақлиқ уйғуршунас, профессор, доктор сәма барутчу озондәр, профессор, доктор зәйнәп қорқмас қатарлиқлар соз қилди. Зәйнәп қорқмас сөзидә түркологийә тәтқиқатниң тарихи һәққидә тохтилип, қәдимқи буддист, мани дини уйғур текистлириниң түркологийә тәтқиқатидики әһмийитини деди вә уйғур тәтқиқати болмай туруп, түркологийидин соз ешишниң мумкин әмәсликини алаһидә тәкитлиди.
Профессор, доктор сәма барутчу озондәр, йиғинниң ечилиш нуқтида соз қилип мундақ деди:
"Һазирқи заман түркологийә тәтқиқати илми муһакимә йиғинимиз 2002-йилида башлиди. Бу илми муһакимә йиғинида һазирқи заман түркий милләтлириниң тили, әдәбияти, мәдәнийити, сәнәт тарихи, археологийси шундақла хәлқара мунасивәтләрдики орни қатарлиқ бир юруш мәсилиләр мулаһизә қилиниду. Бу йиғинға түркийидин, оттура асия түркий җумһурийәтлиридин һәтта японийә, моңғулийә қатарлиқ доләтләрдинму илим адәмлири келип қатнишиватиду. Бу йиғинда оқулған мақалиләрниң һәммисини мақалиләр топлими шәклидә нәшир қиливатимиз. Йиғинимиз һәр йили 5-айда чақирилиду.
Уйғурлар һәққидики мақалиләр хели салмақни игилиди
Бу йиғинда уйғурларға мунасивәтлик мақалиләрдин ғази университети оқутқучиси әртуғрул яман әпәнди "түркистандин түркийигә соз көврүклири’, анкара университети оқутқучиси доктор әркин әмәт "уйғурларда ләтипә", доктор ахмәт бирҗан әрҗиласун болса ‘оғузнамә дастаниниң қурулмиси вә тарихи’, уйғур түрколог мәхпирәт юнусоғли ханим болса ‘түркчидики йол сөзиниң кәң мәниси’ мавзулуқ мақалисини оқуди.
Йиғинда йәнә әнқәрә университети тарих факултети оқутқучиси доктор ушләр булдуқ әпәндиниң яқупхан бәдөвләти вә яқупнамә мақалисини, профессор нәҗат диярбакирли әпәндиниң шәрқий түркистан саяһәт хатирилирим намлиқ мақалиси сунулди.
Йиғин җәрянида йәнә истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити анкара шөбисиниң ярдими билән йиғинниң иккинчи күни уйғурларниң кийим кечәк, саз чалғулири йиғин әһлигә көргәзмә қилинди.
Йиғин әһлиниң диққитини қозғиған мақалә
Йиғинда әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети оқутқучиси доктур ушләр булдуқ әпәндиниң яқупхан бәдөвләти вә яқупнамә намлиқ мақалиси йиғин әһлиниң алаһидә диққитини қозғиди. Бу мақалә москва архиплирида сақланған яқупхан бәдөвләти һәққидики бәзи қолязмиларға асаслинип һазирланған болуп, яқупхан бәдөвләтиниң қандақ бир шәхис икәнлики, 1861-йилида қәшқәрийә дөлитини қандақ қурғанлиқи вә тарихчиларниң яқупхан һәққидики көз қарашлириға йәр берилгән. У сөзидә қәшқәр дөлитиниң қурулуши һәққидә тохтилип мундақ деди:
1863 – 1864 - Йиллирида қоқән ханлиқи чаррусийә тәрипидин йоқитилғандин кейин, шәрқий түркистанниң қәшқәр шәһиридиму нурғун өзгиришләр болди. Шәрқий түркистандики уйғурлар, туңганлар, манҗуларға қарши қозғилаңларни чиқарди. Бу қозғилаңлар нәтиҗисидә шәрқий түркистанда дөләтләр қурулди. Қоқән ханлиқи руслар тәрипидин йоқитилғандин кейин, қәшқәрдә мустәқил дөләт қурулди. яқупхан бәдөвләти һакимийәт бешида турған 14 йил мабәйнидә уйғурларни бирликкә кәлтүриду әмма яқупхан бәдөвләти һәрбийликтин келип чиққан болғачқа бу дөләтни интайин қаттиқ қоллуқ билән башқуриду. Шуңа шәрқий түркистандики бәзи бәгликләр яқупханға қарши чиқишқа башлайду. яқупхан бәдөвләти 1877-йилида бәзи кишиләрниң дейишичә зәһәр ичип өливалған, йәнә бәзи кишиләрниң дейишичә хитайлар тәрипидин зәһәрлинип өлтүрүлгән. Шуниң билән яқупханниң өлүми билән тәң қәшқәрийә дөлитиму һалак болиду. Шуниң билән хитайлар бу районни қайтидин ишғал қилиду.
Доктур учләр булдуқ әпәнди сөзидә йәнә чәтәллик тарихчиларниң яқупхан бәдөвләти һәққидә язғанлирини аңлатқандин кейин, шәрқий түркистан тарихи намлиқ китабниң аптори мәмәт имин буғраниң яқупхан бәдөвләти һәққидә язған хатирлириниму аңлатти.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидә бир күндә үч университетта уйғурлар һәққидә паалийәт өткүзүлди
- Ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулған йиғин маарипчилар уюшмиси залида ечилди
- "Шәрқий түркистанниң бүгүни вә өтмүши" мавзулуқ йиғинниң ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулди
- "Улуғ шаир вә дөләт әрбаби әлишир навайи" мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилди
- Уйғурлар дуня демократик һәрикити йиғинда
- Түркийидә "шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни" намлиқ йиғин ечилди
- Әнглийидә уйғурлар һәққидә илмий йиғин өткүзүлди