Түркийидә "шәрқий түркистанниң бүгүни" темисида йиғин ечилди
2004.12.27

23-Декабир коҗаели университетида "шәрқий түркистанниң бүгүни" темисида йиғин өткүзүлди. Йиғинда түркийидики шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи, дуня уйғур қурултийиниң пәхри рәиси, пенсийигә чиққан генерал муһәммәт риза бекин "шәрқий туркистан бүгүнки мәсилилири" темисида, шәрқий түркистан вәхпиниң баш секритари һамут көктүрк болса "тарихтин бүгүңичә шәрқий түркистан темисида сөз қилди.
Йиғинға коҗаели университити хәлқара мунасивәтләр факултетиниң мудири проффесор һәсрәт чомақ әпәнди риясәтчилиқ қилди вә сөз қилди. У йиғинниң ичилиштики мәқситиниң "шәрқий түркистанни тонутуш вә шәрқий түркистан мәсилилирини түрк җамаәтчиликигә аңлитиш, хәлқара мунасивәтләрдә оқуватқан оқуғучиларға шәрқий түркистан һәққидә мәлумат бериш, шәқий түркистан хәлқиниң бу һәқлиқ күришигә ярдәм бериш" икәнликини ейтти.
Генерал муһәммәт риза бекин әпәнди қилған сөзидә дуняда һечбир әсир милләтниң қалмиғанлиқи, пәқәт шәрқий түркистанниң хитайларниң асарити астида яшватқанлиқини ейтип, хитайларниниң уйғурларға қаритиватқан сияситиниң уйғурларни йилтизидин йоқитиш икәнликини пакитлар билән оттуриға қойди.
Буниң тәпсилатини түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур вәкиллири германийидә өткүзүлгән инсан һәқлири йиғинида сөз қилди
- Түркийиниң әнқәрә шәһиридә явро- асия илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
- "Турк дунясидики кишилик һоқуқ әһвали" намлиқ йиғинда уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди
- Оттура асиядики сиясий вә аммиви өктичиликләр" темисидики муһакимә йиғинида нури түркәл сөз қилди
- Ню йоркта уйғур кишилик һоқуқ йиғини өткүзүлди
- Америкида уйғур кишилик һоқуқ йиғини өткүзүлди
- Учур дәвридики милләтләр мунасивити йиғини, америкиниң конетикет шитатида ечилди
- Уйғур америка бирлики рәиси түркийидики шәрқий түркистан вәхпи рәиси билән көрүшти
- Хитай компартийиси 16 - қурултийи һарписида нурғун кишиләр қолға елинди
- Уйғур вәкиллири түрк дуняси яшлар қурултийиға қатнашти