Түркий дөләтләр башлиқлар йиғини ахирлашти


2006.11.21

8 - Нөвәтлик түркий тилларда сөзлишидиған дөләтләрниң башлиқлири алий йиғини түркийиниң анталя шәһиридә ахирлашти. Түркийә рәис җумһури аһмәт нәҗдәт сәзәрниң саһипханлиқда чақирилған йиғинға қазақистан дөләт башлиқи нурсултан назарбайеф, азәрбайҗан дөләт башлиқи илһам алийеф, қирғизистан дөләт башлиқи қурманбәг бакийев қатарлиқлар қатнашти. Бу қурултайниң 8-си бәш йил аридин кейин чақирилған болуп, түркмәнистан буюк әлчи сәвийисидә вәкил әвәткән. Өзбекистан башта вәкил әвәтидиғанлиқини билдүргән болсиму, йиғин башлинишқа аз қалғанда өзлириниң вәкил қатнаштурмайдиғанлиқини билдүрди.

Җумһурийәт гезитиниң 20-чәсладики хәвиридә йезилишичә, өзбекиситанниң вәкил әвәтмәсликидики сәвәп, түркийиниң өзбекистан өктичилиригә бәргән ярдими вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида өзбекистандики инсан һәқлири вәзийити һәққидә тәярланған доклатни қоллиши икән. Бу қетимқи йиғинға түркийә җумһур рәиси аһмәт нәҗдәт сәзәрдин башқа йәнә түркийә ташқи ишлар министири абдуллаһ гулму қатнашти. Җумһур рәиси аһмәт нәҗдәт сәзәр сөзидә дөләтләр арисидики оз ара мәбләғ селиш, тиҗарәт мунасивәтлириниң бәлгилик дәриҗидә артқанлиқини ейтип мундақ деди:

"Түркийидики чоң қурулушларни қәриндаш җумһурийәтләргә мәбләғ сәлишқа қизиқтуриватимиз. Охшашла қериндаш җумһурийәтләрдики иш адәмлириниңму түркийигә мәбләғ селишидин мәмнунлуқ һәс қилимиз. Башта әниргийә, транспорт, учур алақә, саяһәтчилик болуш билән бирликтә, иқтисади җәһәттики иш бирликини ики тәрәптин шундақла коп тәрәплимидин қоллаш аримизда қурулған бу көврүкниң техиму күчләндүрүлүши үчүн интайин пайдилиқ".

Оттура асия җумһурийәтлири түркий милләтләр бирликиниң муһимлиқини оттуриға қоюшти

Азәрбайҗан дөләт башлиқи илһам алийәвму дөләтләр арисидики параванлиқниң иқтисадниң күчләндүрүлүши билән әмәлгә ашидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:

"Асия билән явропани туташтуридиған төмур йол ясаш пиланида оттуриға чиқириливатқан сунни мәсилиләргә қарши туруш үчүн техиму күчлүк болишимиз керәк. Иқтисади җәһәттики иш бирлики һәм дөлитимиз үчүн һәм районимиз үчүн интайин муһим болуп турмақта".

У йәнә бир түркий милләтниң мәсилисиниң пүтун түркий милләтләрниң мәсилиси болуши керәкликини алаһидә тәкитлиди.

Йиғинға қатнашқан қазақистан җумһур рәиси нурсултан назарбайәф сөзигә мустафа камал ататүркниң ‘түркниң түрктин башқа дости йоқтур’ дегән сози билән башлиди. Түркий тилларда созлишидиған дөләтләр арисида сиясәт, сәнәт вә билим адәмлиридин тәркип тапқан бир ‘ақсақаллиқлар комитети’ қурулуши керәкликини тәклип қилған нурсултан назарбайәф, комитетниң бешиға түркийәниң 9. Җумһур рәиси сулайман дәмирәлниң келиши керәкликини һәм деди. Нурсултан назарбайәф бурунму түркий җумһурийәтләр бирликини дәрһал қуруп чиқиш кәрәкликини оттуриға қойған иди.

Қирғизистан җумһур рәиси қурманбәг бакийев түркий тилларда сөзлишидиған дөләтләрниң башқа дөләтләр билән болған иш бирликигиму әһмийәт бериши керәкликини деди.

Йиғин башлиқларниң ечилиш нутуқлиридин кейин, ахбаратқа йепиқ шәкилдә давам қилди. Йиғинниң ахирида бир қарарнамә мақулланған болуп, қарарнамә ирақниң зәмин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиш, ирақтики түркмән қәриндашларға ярдәм қилиш, түрк җумһурийәтлири арисидики һәмкарлиқни күчәйтиш вә түркий тилларда сөзлишидиған дөләтләр бирликини қуруп чиқиш қатарлиқ мәсилиләрни оз ичигә алған.

Йиғин күтүлгән нәтиҗиләргә еришәлмиди

Биз йиғин һәққидә көз қаришини елиш үчүн түркийә хәвпсизлик истратегийә тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси анар ханимниң көзқарашлирини алдуқ. У, бу йиғинда күтүлгән нәтиҗиниң чиқмиғанлиқини ейтип мундақ деди:

Биз бу йиғинда түркий җумһурийәтлири йиғилип наһайити муһим қарарларни алиду, дәп пәрәз қилған идуқ. Әмма өзбекситанниң қатнашмаслиқи, түркмәнистанниң әлчи сәвийисидә вәкил әвәтиши түрк җумһурийәтлири оттурисидики мәсилиләрниң техи һәл болмиғанлиқини көрситип бәрди. 90-Йилларниң башлирида бундақ йиғинлар чақирилип наһайити муһим қарарлар елинип түрк дуняси учун чоң ишларниң әмәлгә ашурулуши пиланланған иди. Әмма бу қетимқи йиғиндинму бу дөләтләр арисида ички вә ташқи мәсилиләрниң һелиһәм мәвҗут икәнликини көрүвелишқа болиду.

Бу қетимқи түркий тилларда сөзлишидиған дөләтләр алий рәһбәрләр йиғинида һәрқандақ түркий милләтниң мәсилисиниң түрк дунясиниң мәсилиси икәнлики вә пүтүн түрк җумһурийәтлириниң түрк дунясидики мәсилиләргә көңүл болуши керәклики тәкитләнди. Һәтта ирақтики түркмән, қарабағдики азәриләрниң мәсилилири һәққидә қарарлар елинди. Әмма уйғур түрклириниң мәсилиси тилға елинмиди, бу һәқтики көз қаришини баян қилған анар ханим мундақ деди:

"Кәлгүсидә уйғур түрклириниң мәсилисиму бу хил йиғинларда кун тәртипкә кәлиши мумкин. Бүгүн пәқәтла уйғур түрклириниңла әмәс, нурғун түркий милләтләрниң мәсилилири бар. Гәрчә түрк бирлики қуруш пикри оттуриға қоюлуватқан болсиму, түрк дунясидики мәсилиләрниң тилға әлинмаслиқи түрк бирлики пикриниң пәқәтла қәғәз үстидә қалғанлиқини ипадә қилиду. Сиперус мәсилиси, қарабағ мәсилиси, ирақ түркмәнлири мәсилиси бу хил йиғинларда музакирә қилинсиму, түркий җумһурийәтләрниң сияситигә қарайдиған болсақ, конкрет бир хизмәтниң йоқлиқини көривалалаймиз". (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.