Әнқәрәдә мустәқиллиқниң 15 йилида түрк җумһурийәтлири намлиқ йиғин чақирилди


2007.01.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Түрк очақлири җәмийити вә әнқәрә карханичилар уюшмисиниң ортақ уюштуруши билән әнқәрә ато йиғин залида мустәқиллиқниң 15 йилида түрк җумһурийәтлири намлиқ йиғин чақирилди. Йиғинға сабиқ ташқи ишлар муавини, һазирқи җумһурийәт хәлқ партийиси муавин башлиқи онур өймән риясәтчилик қилди. Йиғинға сабиқ дөләт министири намик камал зәйбәк, сабиқ министир һалил шивгин вә көп санда сияси партийә вәкиллири, илим адәмлиридин болуп 500гә йеқин киши қатнашти. Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған вә баш министир муавини абдуллатиф шәнәр қатарлиқлар тәбрик телеграммиси әвәтти.

Әнқәрә сода уюшмисиниң залида өткүзүлгән йиғинда билкәнт университети оқутқучиси доктор җалалаттин явуз әпәнди түркий җумһурийәтлириниң ташқи сиясити темисида, ташқи сода министирлики мәсуллиридин шаһин яман әпәнди түркий җумһурийәтлиридики иқтисади ислаһат вә нәтиҗилири темисида, гази универиситити оқутқучиси профессор доктор иса өзкан әпәнди болса түркий җумһурийәтлиридики маарип вә мәдәнийәт саһәсидики өзгиришләр темисида сөз қилди. Йиғинниң иккинҗи бөлүмидә түркий җумһурийәтлири вә түркийиниң истратегийилик пилани һәққидә муназириләр елип берилди. Бу муназиридә түркийә хәвпсизлик истратегийә тәтқиқат мәркизи мәсули әли куләби, билкәнт университети оқутқучиси һасан али карасар әпәнди вә түркийә истратегийә тәтқиқат мәркизи мәсули синан оган, профессор доктор али фуат билкан қатарлиқ кишиләр сөз қилди.

Йиғинниң ечилиш нутқини түрк очақлири җәмийити башлиқи, әнқәрә сода уюшмиси иҗраийә һәйити башлиқи нури гүргүр әпәнди қилди. У мундақ деди:

"Йеңи әсиргә киргәндин кейинки 15 йил ичидә нурғун дуняви өзгиришләр мәйданға кәлди. Болупму явроасия хәритиси йеңидин сизилди. Бу өзгиришләр ичидә биз үчүн әң муһим болғини әсирләрдин бери биз күтүп кәлгән түрк дунясиниң бүйүк қисминиң мустәқиллиқигә еришиши болди. Сабиқ советләр бирликиниң ичидин 5 түркий җумһурийәт мустәқиллиқини қолға кәлтүрди. Түркийә бу җумһурийәтләрни тунҗи қетим тониған дөләт дегән шәрәплик намға наил болди. Бу биз үчүн тарихи бир бурч иди. Бизниң бу тарихи өзгиришләргә тәйярлиқсиз болушимиз түркий җумһурийәтлиригә болған сиясәткә бәзи ноқсанларниң болушиға сәвәпчи болди. Та 1990-йиллириғичә түрк зиялилири түрк дунясини анчә билип кәтмәйтти. Билгәнләр пантүркист, панисламизм қалпиқи билән әйиблинәтти. Түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейинки 15 йил ичидә түркийә бу җумһурийәтләргә нурғун ярдәмләрни вә нурғун хизмәтләрни қилди. Әмма булар йетәрлик әмәс, арзу қилинған сәвийидин техи узақ".

Нури гүргүр әпәнди сөзидә йәнә оттура асия түркий җумһурийәтлириниң мол йәр асти вә йәр үсти байлиқлириға игә икәнликини, бу дөләтләрниң байлиқлирини дуня базириға селиш үчүн йол издәватқанлиқини, хитай вә русийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати нами астида бу дөләтләрниң байлиқлириға игә болушқа тиришиватқанлиқини, буниңға қарши түркийә җумһурийитиниң актип бир сиясәт елип баралмайватқанлиқини, деди. У йәнә, нурғун түркий милләтләр мустәқиллққә еришкән болсиму, ирақтики түркмәнләр, шәрқий түркистанлиқларниң һазирғичә инсан һәқлиридин мәһрум яшашқа мәҗбурлиниватқанлиқини, түрк дунясиниң буларға игә чиқиши керәкликини тәкитлиди. Кейин, сабиқ ташқи ишлар министири муавини, җумһурийәт хәлқ партийиси муавин башлиқи онур өймән әпәнди сөз қилди. У мундақ деди:

"Әслидә хәлқара мунасивәтләр дегән вақтимизда биринҗи болуп, сияси, иқтисади, тиҗари мунасивәтләр ядимизға келиду. Әң ахири болуп мәдини мунасивәтләр ядимизға келиду. Сияси вә иқтисади мунасивәтләр һәр даим давалғушлар ичидә өзгирип туриду. Әмма өзгәрмәйдиғини мәдәнийәт җәһәттики мунасивәтләр. Бизниң наһайити кәң бир җуғрапийәдә яшаватқан милләтләр билән тарихи, мәдини риштимиз бар. Бу мунасивәткә сәл қарашқа болмайду. Бу, мунасивитимизни тәрәққи қилдуруштики әң муһим амиллардин биридур. Мән ташқи ишлар министири муавини болуп вәзипә өтәватқан вақтимда италийә ташқи ишлар министири маңа мундақ бир сөз қилған иди. явропада франсийә, германийә, полша вә түркийигә охшаш дөләтләрниң охшаш мәдәнийәттин кәлгән туғқан хәлқлири бар. Түркийә бу дөләт вә милләтләрниң иқтисади вә сияси җәһәттин күчлиниши үчүн көп ишларни қилиши керәк иди. 1991-Йили бу җумһурийәтләр мустәқил болған вақтида түркийә наһайити һаяҗан билән бу җумһурийәтләр билән мунасивәткә алаһидә әһмийәт берип, 10 миң оқуғучи әкилип оқутуш пилани, әскәр, сақчи вә банка хадимлирини йетиштүрүп беришкә охшаш хизмәт пиланлирини түзүп чиқип наһайити яхши ишларни қилишқа башлиған иди. Кейинки һөкүмәтләр буни давам қилдуралмиди".

Онур өймән әпәнди русийә билән хитайниң түркийиниң оттура асиядики тәсирини азайтиш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини ейтип мундақ деди:

"Русийә билән хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини қуруп, бу йәрдики тәсирини күчәйтишкә тиришиватиду. Бу җумһурийәтләр қурулған мәзгилгә қариғанда түркийиниң бу йәрдики тәсири барғансери аҗизлимақта. Бу җумһурийәтләр йеңи мустәқил болған вақтида түркий җумһурийәтлири дөләт башлиқлири алий йиғини чақирилатти. Буниңға пүтүн түркий җумһурийәтлириниң башлиқлири толуқ қатнишатти. Өткән йили анталяда өткүзүлгән алий рәһбәрләр йиғиниға пәқәтла қазақистан, әзәрбәйҗанниңла рәис җумһурлири қатнашти. Әмма, буниң әксичә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинлириға пүтүн оттура асия түркий җумһурийәтлириниң рәһбәрлири толуқ қатнашмақта. Шуңа биз түркийә җумһурийити дөлити болуш сүпитимиз билән бу дөләтләргә қаритилған сияситимизни көздин кәчүрүп чиқишимиз керәк".

Йиғинда сөзлигүчиләрниң көпи хитайниң оттура асияға чоңқурлап киришиниң түркийиниң мәнпәәтигә зиян йәткүзидиғанлиқини, хитайниң шаңхәй иш бирлики тәшкилати вастиси билән бир тәрәптин оттура асияда тиҗари мәнпәтини қолға кәлтүрсә, йәнә бир тәрәптин уйғурларниң инсан һәқлирини бастуриватқанлиқини тәкитләшти. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.