Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң түркий милләтләр һәққидә қилған сози


2006.09.26
erdogan.jpg
Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоган 2006- йили 28 - июл күни франсийидә. AFP

Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң 9 - айниң 18 - куни анталяда чақирилған 10 - новтәлик түрк дуняси достлуқ, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ қурултийида қилған нутқи түркийидә муназирә яратти. Һәрқайси гезитләрниң обзорчилири бу сөзләр һәққидә бәс - бәстә мақалиләрни елан қилди. Түркийидә динчи партийә дәп билинидиған адаләт вә тәрәққият партийиси өзиниң әрәп дунясиға болған йеқинлиқи билән тонулған иди. Бу партийә давамлиқ түркийидики милләтчи гуруппилар вә өктичи партийиләр тәрипидин түрк дунясиға әһмийәт бәрмәслик билән тәнқидлинип келиватқан иди. Әмма әрдоғанниң анталяда чақирилған 10 - нөвәтлик түрк дуняси достлуқ, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ қурултийини бивастә өзи рәһбәрлик қилип чақиртиши вә путун министирлири билән келип ечилиш мурасимида қилған сөзлири билән у һәммә кишини һәйран қалдурди. Бәзи обзорчилар рәҗәп тайип әрдоғанниң сайлам йеқинлишип қалғанлиқи үчүн милләтчи хәлқниң райини елиш үчүн оюн ойниғанлиқини дейишмәктә.

Түрк дуняси бирликини қуруп чиқишниң шәрт икәнликини билдүргән рәҗәп тайип әрдоғанниң ғулғула қозғиған бу нутқи төвәндикичә.

Рәҗәп тайип әрдоған сөзидә түркий җумһурийәтләрниң дуня сияситидә соз игиси болуши шәрт икәнликини ейтип мундақ деди:

"я башқилар тузуп бәргән сиясәткә дәссәйдиған пассип унсур болимиз, яки дуня сияситини бәлгиләйдиған чоң күчләр қатаридин орун алимиз. Биз қәдими тарихқа игә болған, тарихқа йөлиниш бәргән милләтниң әвладлиримиз. Мәрһум һәйдәр алийефниң дегинидәк биз түркий җумһурийәтләр билән бир милләт икки дөләтмиз. Биз тарих яратқан вә тарих язған милләтмиз. Дунядики дөләтләр дуняви күчкә игә дөләт вә район характерлик күчкә игә дөләт дәп иккигә айрилиду. Әслидә буни дәвир вә тарих характерлик чоң дөләт дәп айришқиму болиду. Бәзи милләтләр дәврниң тәлипигә асасән аҗизлап әслидики күчини йоқитиду, бәзилири болса туюқсиз баш көтүриду. Әмма биз түркий милләтләр ундақ тасадипилиқлар билән оттуриға чиқип қалған бир милләт әмәс, тарихи күчкә игә бир милләтмиз".

Баш министир әрдоған сөзидә түркий җумһурийәт вә милләтләрниң түркийиниң ташқи сияситидә алаһидә йәргә игә икәнликини ейтип мундақ деди:

"Соғуқ урушниң ахирлишиши билән оттуриға чиққан имкан вә пурсәтләр биз үчүн йеңи вә парлақ бир дәврниң бешаритидур. Түркий җумһурийәт вә түркий милләтләрниң бизниң ташқи сияситимиздә алаһидә орни бар. Бу мунасивәтлиримиздә әскири, тиҗари, иқтисади, сияси мәнпәәт күтмәймиз. Бу дөләтләр билән болған мунасивәт биз үчүн бир тарихи мәсулийәттин ибарәт"

Баш министир рәҗәп тайип әрдоған түркийә түрклири билән башқа түркий милләтләр оттурисидики мунасивәт үстидә тохтилип мундақ деди:

"Сөйүмлүк қериндашлирим, анатолийә түрклири билән каспи деңизиниң шәрқий тәрипидики түркистан җуғрапийисидә яшайдиған түркий милләтләр оттурисида кейинки юз йилда бәзи бошлуқлар оттуриға чиққан иди. Пәқәтла азәрбайҗан түрклири билән болған мунасивитимиз 20 - әсирниң башлириғичә давам қилған иди. Соғуқ уруш ахирлишип түркий милләтләрниң копи әркинликкә еришкәндин кейин мана көргинимиздәк һәммимиз бир йәрдә олтуруптимиз. 21 - Әсир қериндаш түркий милләтләр оттурисидики мунасивәтни күчәйтиш үчүн пурсәт яритип бәрмәктә. Түрк дуняси болуш сүпитимиз билән бу пурсәттин интайин яхши пайдилинишимиз керәк".

Баш министир рәҗәп тайип әрдоған түрк бирликини қуруп чиқиш керәкликини ейтип мундақ деди:

"Франсузчә сөзлишидиған милләтләр бирлики, инглизчә сөзлишидиған милләтләр бирлики, испанчә сөзлишидиған милләтләр бирлики дегән бу бирликләр мана мушу чүшәнчиниң нәтиҗисидур. Ундақта немишқа бизләрму ташқи сиясәттә иттипақлишип, вәзипиләрни ортақлишидиған, бир биридин куч алдиған мана мушундақ бир бирликни қуруп қилмайли? түркчә сөзлишидиған милләтләр бирлики бизниң хәлқаралиқ мунбәрләрдә техиму актип, техиму күчлүк тәсиргә игә болушимизға, буниң билән хәлқлиримизниң мәнпәтини техиму яхши қоғдишимизға, һәмдә районимизда тинчлиқниң бәрпа болушиға имкан яритип бериду. Путун қериндаш дөләт вә қериндаш милләтләрни бу һәқтә дәрһал қәдәм ташлашқа дәвәт қилимән".

Баш министир әрдоған түркий җумһурийәтләр вә милләтләр оттурисида һәмкарлиқ тузуп чиқиш үчүн 3 тәклипни оттуриға қойди:

"Мән 3 тәклип оттуриға қоймақчимән. Алди билән иқтисади вә тиҗари саһәдә башта енергийә болуш билән бирликтә өз - ара мәбләғ селишләр көпийиши вә түркий җумһурийәтләр оттурисида ихтилаплар бир тәрәп қилинидиған бир комитетниң қурулуши керәк. İКкинҗиси, мәдәний җәһәттә тил бирликини әмәлгә ашуруш қәдимини тизлитиш керәк. Үчинҗиси, ортақ тарихимизни йезип чиқип, путун түрк дунясидики мәктәпләрдә дәрс китаби қилип оқутушимиз керәк. Сияси җәһәттә болса түркчә сөзлишидиған милләтләр бирлики қуруп чиқишимиз керәк".

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.