Түркий тиллиқ хәлқләр яшлар иттипақи қуруш мәсилиси муһакимә қилинди
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2012.09.06
2012.09.06
“ахиска түрк етно-мәдәнийәт мәркизи” ниң уюштуруши, қазақистан мәдәнийәт вә ахбарат министирлиқи шундақла қазақистан хәлқлири иттипақиниң қоллап-қуввәтлиши билән өткүзүлгән мәзкур муһакимә йиғиниға әзәрбәйҗан, түркийә, қирғизистан вә қазақистан мәмликәтлиридин 50 тин ошуқ вәкил қатнашти.
Мәзкур йиғинға қазақистандики уйғур яшлириниң вәкиллириму актип қатнашқан болуп, йиғинда түркий хәлқләр яшлар иттипақини қуруш мәсилиси муһакимә қилинип, мәзкур иттипақни қуруш қарар қилинған.
Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистан уйғур яшлири бирликиниң бөлүм башлиқи малинәм авалова ханим мәзкур йиғин һәққидә қарашлирини оттуриға қойди.