Америка муавин президенти чений әнқәрәгә кәлди


2008.03.24

DickCheney-150.jpg
Америка дөләт башлиқиниң муавини чений, бу қетимқи зияритиниң ахирқи бекити түркийигә йетип кәлди. Source: www.whitehouse.gov

Бир һәптә бурун оттура шәрқ дөләтлиригә зиярәт елип беришқа башлиған америка дөләт башлиқиниң муавини чений, бу қетимқи зияритиниң ахирқи бекити түркийигә йетип кәлди. Ченийни әнқәрә айропилан истансисида америкиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси росс вилсон вә түркийә ташқи ишлири министирлики рәһбәрлири күтүвалди. Дик ченийниң бихәтәрликини миңларчә сақчи қоғдиди. Чений билән бирликтә аяли лйннә чений вә қизи әлизабәтһ ченийму түркийигә кәлди.

Әң ахирқи қетим 6 йил бурун рәсмий зиярәт үчүн түркийигә кәлгән дик чений, бу қетимқи зияритидә, түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл тәрипидин қобул қилинғандин кейин, түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған вә түркийә армийиси баш шитаби башлиқи оргенерал яшар буюканит билән көрүшкәндин кейин әнқәрәдә елип барған 5 саәтлик зияритини тамамлап истанбул зияритини башлиди.

Түрк мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда дик ченийниң түрк рәһбәрлири билән елип барған бу учришишлирида, түркийиниң афғанистанға қошумчә һәрбий әвәтиши, п к к билән күрәш қилиш, иран вә ирақ мәсилилири һәққидә музакирә елип берилған.

Һәммимизгә мәлум болғинидәк афғанистанда 2 түрлүк һәрбий қошун бар. Бири америка вә әнглийә җәңчилиридин тәркип тапқан қошун, булар талибанларға қарши уруш қиливатиду. Иккинчиси болса, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң армийисидин тәркип тапқан қошун, булар инсаний ярдәм хизмәтлири билән шуғуллиниш билән бирликтә кабулниң бихәтәрликини қоғдимақта. Бу қошунниң ичидә түркийиниң 750 җәңчиси вәзипә өтимәктә.

Түркийә армийиси баш шитаби башлиқи яшар буюканит өткәндә бу һәқтә мухбирларни соалиға җаваб бәргәндә, афғанистанға армийә әвәтишни халимайдиғанлиқини ейтип мундақ дегән иди: "террорчилиққа қарши күрәшкә ярдәм қилиш үчүн афғанистанға бирму әскәр әвәтәлмәймиз. Әгәр биз әвәткән җәңчиләр террорға қарши күрәштә ишлитилидиған болса, у бизниң ярдәм саһәмизға кирмәйду."

Түркийә армийиси бу баянатида афғанистанға армийә әвәтишни халимайдиғанлиқини дегән болсиму, бүгүн түркийә ташқи ишлар министири али бабаҗан мухбирларға бәргән баянатида түркийиниң тәңпуң бир сиясәт елип беришни халайдиғанлиқини ейтип мундақ деди: "афғанистанға түрк армийисини әвәтиш мәсилисини алдимиздики бир қанчә күн ичидә қарар қилимиз."

Дик чений бу қетимқи зиярити җәрянида мухбирларни күтүвелиш йиғини ачмиди. Әмма бу учришиш ахирлашқандин кейин түркийә америка мунасивитини тәтқиқ қилидиған көп санда мутәхәссисләр бу һәқтики көз қарашлирини баян қилип, ченйниң афғанистанға түрк армийисини әвәтиш тәлипигә түркийиниң яқ демигәнликини, америкиниң ираққа һәрбий һәрикәт елип бериш җәрянида түркийә билән америка оттурисидики мунасивәттә соғуқчилиқ мәйданға кәлгәнликини, униң үстигә өткәндә түркийиниң шималий ирақтики п к к террористлиригә қарши елип барған әскири һәрикитигә америкиниң рухсәт қилғанлиқини, шуңа түркийә америка билән болған мунасивитини техиму яхшилаш үчүн америкиниң тәләплирини қобул қилғанлиқини илгири сүрүшмәктә.

Америка муавин президенти дик чений 16-март күни башлиған оттура шәрқ сәпиридә ирақ, амман, афғанистан, сәуди әрәбистан, исраилийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилди. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.