Д у қ вәкиллири түркийә парламентини зиярәт қилди


2007.08.29

mehmet-shandir-200.jpg
Зиярәттә, уйғур һәйитлири парламент әзаси мәмәт шандир әпәндигә көк байрақ жорнили билән уйғур допписи совға қилди. Photo RFA/Erkin Tarim

Түркийидә йеқинда елип берилған сайлам билән парламентқа киргән йеңи парламент әзалири рәсмий хизмәт башлиди. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиниң түркийидә турушлуқ вәкиллири түркийә парламентини зиярәт қилип йеңи парламент әзалирини тәбрикләш билән бирликтә уларға болған арзу - тәләплирини оттуриға қойди.

8-Айниң 27-күни дуня уйғур қурултийиниң түркийә вәкиллиридин һайрулла әфәндигил әпәнди, дуня уйғур қурултийи яшлар комитетиниң түркийидә турушлуқ вәкили абдуллаһ турсун вә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси хадимлиридин абдуллаһ фадиһ қатарлиқ кишиләр парламентта 70 әзаси болған милләтчи һәрикәт партийисиниң муавин башлиқи мәһмәт шандир әпәндини униң парламент бинасидики ишханисида зиярәт қилди.

Зиярәт наһайити достанә кәйпият ичидә өтти, уйғур һәйити парламент әзаси мәмәт шандир әпәндигә көк байрақ жорнили билән уйғур допписи совға қилди. 45 Минутқа йеқин давам қилған сөһбәттә дуня уйғур қурултийи муавин тәптиши һайруллаһ әфәндигил әпәнди уйғурларниң милләтчи һәрикәт партийисидин күтидиған үмидини изһар қилди. Мәһмәт шандир әпәнди болса түркийә парламентида уйғурлар үчүн паалийәт қилидиғанлиқи һәққидә сөзләп өтти. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.