Түркийидә яйлақ фестивали өткүзүлди


2007.05.29

Түркийиниң иғдир вилайитидә ағри теғи корхан яйлиқи фестивали өткүзүлди. 25-Вә 26-май күнлири өткүзүлгән бу фестивалға, түркийәдики даңлиқ сәнәтчиләр билән бирликтә әзәрбәйҗан, таҗикистан, қазақистан қатарлиқ дөләтләрдин сәнәтчиләр тәклип қилинди.

Фестивалда, уйғур сәнәткарлар

uyghur-omiki-fest3-200.jpg
Иғдир вилайитидә ағри теғи корхан яйлиқи фестивалиға қатнашқан уйғур сәнәткарлар. Сүрәтләрни әркин тарим тәминлигән. Photos by RFA/Erkin Tarim

Фестивалға, истанбул усул мәктипидә болған, уйғур сәнәткар, гүлзадә танридағли ханим вә униң оқуғучилириму тәклип қилинған болуп улар бу фестивалға уйғурларға вакалитән қатнашти.

Иғдир валийлиқи тәрипидин уюштурулған бу фестивалға иғдир валийси саффәт қараһисарли, шәһәр башлиқи нурәттин арас, парламент әзаси йүҗәл артанташ қатарлиқ рәһбәрләр қатнашти.

Мәшһур ағри теғи

uyghur-omiki-fest2-200.jpg
Фестивалиға қатнашқан уйғур сәнәткарлар. Сүрәтләрни әркин тарим тәминлигән. Photos by RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң шәрқигә җайлашқан мәшһур ағри теғи деңиз йүзидин 5165 метир игизликтә болуп, бу тағ иранниң 16 километир ғәрбидә, әрминийәниң 32 километир җәнубида йәр алиду.

Ағри теғи волқантағ болуп, чоққиси қиш - яз қар билән қаплинип туриду. Ағри теғиниң исми улуғ учрайдиған өтидиған болуп, кишиләр бу тағниң топан баласи болғанда нуһ пәйғәмбәрниң кемисиниң қуруқлуққа чиққан йери болғанлиқиға ишиниду. Ағри теғиниң башқа тилларда арарат теғи, куһи нуһ, кәбәл үл һарис дәпму атилиду.

uyghur-omiki-fest4-200.jpg
Фестивалиға қатнашқан уйғур сәнәткарлар. Сүрәтләрни әркин тарим тәминлигән. Photos by RFA/Erkin Tarim

Ағри теғи өзиниң мана мушундақ алаһидиликлири билән дуняға мәшһур бир тағдур. Корһан яйлиқи мана бу ағри теғиниң 2100 метир игизликигә җайлашқан. Биз бу ағри теғиниң етикидики корһан яйлиқида өткүзүлгән фестивалдин әтраплиқ мәлумат елиш үчүн алди билән иғдир валийси саффәт қараһисарли әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.

Кейин, фестивалға қатнишиш үчүн иғдирға барған асийә бизгә фестивалниң әһвалидин мәлумат бәрди. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.