Түркийә мәтбуатлири уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлмәктә
2005.09.08
Түркийидә нәшр қилинған "дуня күнтәртипи" намлиқ гезиттә елан қилинған бир парчә мақалидә, гуантанамодики 15 нәпәр уйғурниң гунаһсиз икәнлики 20 ай бурун испатланған болсиму әмма уларни қобул қилидиған дөләт чиқмиғачқа һазирғичә солақлиқ турғанлиқини, түркийә мәтбуатлири бу һәқтә җаммәт пикри топлап уйғур қериндашлириға һессидашлиқ қилиши керәклики оттуриға қоюлған.
Бу мунасивәт билән, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим мәзкур гезитниң баш обзорчиси җәвдат ақчали әпәндини зиярәт қилди.
©
2005 Radio Free Asia