Түркийидики уйғурлар қурбан һейтини шад-хурамлиқ ичидә өткүзмәктә

Бүгүн пүтүн дунядики бир йерим милярд мусулман муқәддәс айими қурбан һейтини тәнтәнә билән күтүвалди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.10.26
enqerede-qurban-heyt-namizi-305.jpg Әнқәрәдики мәлум мәсчиттә қурбан һейт намизи өтиливатқан көрүнүш. 2012-Йили 26-өктәбир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Бу мубарәк күндә, мусулманларниң әң чоң арзуси, һейт намизини исламниң шәртлири бойичә көңүллүк оқуш, шундақла намаздин йенип қәбристанлиққа берип түгәп кәткән ата-ана, уруқ-‏туғқан вә дост-ярәнлириниң тупрақ бешида олтуруп қираәт өткүзүш арқилиқ, уларниң роһиға худадин шадлиқ тиләштин шундақла бир-бири билән һейтлишиш арқилиқ һал әһвал сораш, адавәтни түгитиш вә қурбанлиқ қилип униң гөшини кәмбәғәлләргә тарқитиш арқилиқ өз-ара ярдәмлишишни күчәйтиштин ибарәт. Қурбан һейт балилар вә яш өсмүрләр үчүн һейтлиқ топлаш, оюн-тамаша, хушаллиқ вә миллий өрп-адәтләрни өгиниш демәктур. Бу, мусулманлар үчүн әң зор мәниви хушаллиқтур. Бүгүн түркийидики 74 милйон мусулман тәнтәнилик һалда қурбан һейтни өткүзмәктә.

Бүгүн түркийиниң әнқәрә, истанбул вә қәйсәри қатарлиқ җайлирида яшаватқан уйғурлар қурбанлиқлирини союп намратларға тарқитип аилисидин йирақта қурбан һейти өткүзүшкә мәҗбур болған уйғур оқуғучиларниму унтумай вәтәндикигә охшашла қурбан һейтини өткүзүшигә капаләтлик қилишқа тиришмақта. Түркләр һейт намизида дуняниң һәрқайси җайлирида зулумға учраватқанларға, җүмлидин уйғур мусулманлириға дуа қилип аллаһтин зулумниң балдуррақ түгишини тилимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.