Америка дөләт мәҗлисиниң қарар лайиһиси һәққидики мулаһизиләр
2007.06.27
6-Айниң 26- күни америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитети қарар лайиһиси қобул қилип, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири вә һүсәйин җелилни дәрһал қоюп бериши, уйғурларға қаратқан бесимни тохтитиш керәкликини билдүргәнлик хәвири түркийидики уйғурларни сөйүндүрди.
Ундақта бу лайиһиниң әһмийити немә, бу лайиһә уйғурлар үчүн немә өзгиришләрни елип келәр, бу лайиһә түркийиниң уйғур сияситигә қандақ тәсир көрситәр? биз юқириқиға охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркийидики хәлқара мунасивәтләр мутәхәссислири билән телефон зиярити елип бардуқ.
Билкәнт университети хәлқара мунасивәтләр оқутқучиси һасан али карасар әпәнди буниң наһайити яхши башланғуч икәнликини ейтип мундақ деди: "бу хил лайиһә бурун тәйвән вә тибәт һәққидә қобул қилинған иди. Тәйвән вә тибәт һәққидә бу лайиһиләр қобул қилинғандин кейин хитайниң тибәт вә тәйвән сияситигә қандақ тәсир көрсәткән болса уйғур мәсилисигиму шундақ тәсир көрситиду. Мәнчә бу лайиһиниң шәрқий түркистанда яшаватқан уйғурларға болған бесимниң азийиши үчүн бәк көп тәсири болмисиму, чәтәлдә яшаватқан уйғурларниң вә шәрқий түркистан тәшкилатлириниң һәр қайси дөләтлириниң һесдашлиқи вә ярдимини қолға кәлтүрүши үчүн интайин пайдилиқ бир лайиһәдур."
Һасан али карасар әпәнди йәнә: "һазир дуняниң һәрқайси дөләтлиридә болупму түркийә, оттура асия түркий җумһурийәтлиридә шәрқий түркситан аммиви тәшкилатлири паалийәт елип беришта тосалғуларға дучар болмақта. Бу лайиһә әгәр конгрес тәрипидин рәсмий қобул қилинип иҗра қилинишқа башланса, дунядики нурғун дөләтләрниң шәрқий түркистан мәсилисигә болған көз қариши өзгириду вә чәтәлдики шәрқий түркистанлиқларниң миллий муҗадилиси күчлиниду. Хитай һөкүмити 11- сентәбир вәқәсидин кейин бири қисим дөләтләргә бесим ишлитип шәрқий түркистанлиқларниң террорчи икәнликини, чәтәлгә қечип чиққан уйғурларни қобул қилмаслиқини тәләп қилған иди. Бу лайиһидин кейин хитайниң дегәнлири ақмайду. Түркийиниң уйғур сияситигиму мусбәт тәсир көрситиши мумкин," деди.
Түркийә - хитай мунасивәтлири мутәхәссиси әркин әкрәм әпәнди америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитети тәрипидин қобул қилинған мәзкур қарарниң әһмийити үстидә тохтилип, тибәтләр үчүн буниңға охшаш қарарниң 1987- йили 9- айда америка конгреси тәрипидин қобул қилинғандин бир йил кейинла яврупа парламентида қобул қилинғанлиқини, униңдин кейин тибәт рәһбири далай ламаға нобел мукапати берилип чәтәлләрдики тибәт һәрикитиниң җанланғанлиқини ейитти.(Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси қарар лайиһиси қобул қилип, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири вә һөсәйин җелилни дәрһал қоюп бериши вә уйғурларға қаратқан бесимини тохтитиши керәкликини билдүрди
- Уйғурларниң паспортлирини йиғивелиш - хитайниң өз қануниға һәм хәлқаралиқ қанунларғиму хилап
- Хитайниң 'дөләт мәхпийәтлики' дегән сиясити хәлқниң кишилик һоқуқиға таҗавуз қилидиған сиясәт
- Хитай терроризимға қарши туруш қануни чиқармақчи боливатиду
- Гуәнтанамо оюниниң печкилири
- Җигәр яллуғи билән юқумланған оқуғучиларниң ата -аниси бесим астида әрзини қайтурувелишқа мәҗбур болди
- Америкидики демократчилар партийисиниң утуқи америка - хитай мунасивитидә қандақ рол ойнайду ?
- Хитайда өлүм җазасини тәдбиқлаш һоқуқи али сот мәһкимисигә өткүзүп берилди
- Хитай билән германийә оттурисидики "қанун дөлити диалоги" (2)
- Хитай билән германийә оттурисидики "қанун дөлити диалоги" (1)
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка һөкүмити рабийә қадир балилириниң тәқдиригә йеқиндин көңүл бөлмәктә
- Гуантанамодики икки уйғурниң үчүнчи қетимлиқ соти ечилди