Түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиниң муавин башлиқи мәһмәт әкичи әпәнди билән сөһбәт


2008.02.20

2-Айниң 5-күни түркийә парламентида ғулҗа вәқәси шундақла уйғур мәсилиси күнтәртипкә кәлгән иди. Милләтчи һәрикәт партийиси парламент әзаси, инсан һәқлири комитети муавин башлиқи мәһмәт әкичи әпәнди, түркийә парламентидики омуми йиғинда сөз қилип, 500дин көп парламент әзаси вә министирларға ғулҗа вәқәси шундақла уйғур мәсилиси һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кейин түрк һөкүмитини қериндаш уйғур хәлқиғә көңүл бөлүшкә чақирған иди. Биз бу һәқтә техиму тәпсили мәлумат елиш үчүн түркийә парламент инсан һәқлири комитети муавин башлиқи мәһмәт әкичи әпәнди билән парламент бинасидики ишханисида сөһбәт елип бардуқ.

Мәһмәт әкичи әпәнди, сиз уйғур мәсилисигә қандақ қарайсиз дегән суалимизға җавап берип мундақ деди: "Мениң пәқәтла бир парламент әзаси болуш сүпитим билән әмәс, шәрқий түркистан мәсилиси вә шәрқий түркистанда болуватқан вәқәләр мениң һаятимниң муһим бир қисмини тәшкил қилиду. Бүгүн сизни журналист дәп әмәс, өз қериндишим дәп қобул қилип сиз билән сөзлишип олтуруптимән. Мән алди билән әркин асия радиоси арқилиқ пүтүн уйғур қериндашлиримға салам йоллаймән. Хитайлар шәрқий түркистанға аптономийә һоқуқи бәргән болсиму, һазир уйғур түрклиригә қарита ассимилятсийә вә йоқ қиливетиш сиясити елип бериватиду, биз буни йеқиндин тәқип қиливатимиз. Һәммимизгә мәлум болғинидәк бүгүн шәрқий түркистан дуняда инсан һәқлири әң көп дәпсәндә боливатқан йәрләрдин бири.

Парламент әзаси мәһмәт әкичи әпәнди хитайлар уйғурларға бундақ бир бесим сиясити йүргүзүватқан бир вәзийәттә немиләрни қилиш керәк дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: "Мән милләтчи һәрикәт партийисигә вакалитән түркийә парламентида инсан һәқлири комитети муавин башлиқи вәзиписини өтәватимән. Бу инсан һәқлири комитетниң қурулуш низамнамисида, пүтүн дунядики инсан һәқлири дәпсәндилирини тәқип қилиш вә бу һәқтә мунасивәтлик парламентлар билән алақә орнитиштур дәп бәлгиләнгән. Башқа дөләтләрдики инсан һәқлири дәпсәндилири һәққидә материял топлап рәтләп тәкшүрүп чиқидиған тармақлиримизму бар. Мән шәрқий түркистан үчүн конкерт немиләрни қилалаймиз бу һәқтә һазирчә бир нәрсә дейәлмәймән, әмма мән милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи вә инсан һәқлири комитети муавин башлиқи болуш сүпитим билән қолумдин кәлгәнни қилимән. Әгәр шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилири һәққидә материяллар болса, парламентимизниң инсан һәқлири комитетиға йәткүзүп бәрсәңлар, биз бу һәқтә қилишқа тегишлик ишларни қилимиз. Мениң силәргә болған тәвсийәм парламент әзалириға бу мәсилиләрни аңлатқандин башқа, бизниң инсан һәқлири комитетиға бу һәқтә илтимас сунсаңлар биз бу мәсилини түркийә парламентиниң күн тәртипигә елип келип туримиз. Шәрқий түркистан узақ униң үстигә хитай һөкүмити шәрқий түркистан ни дуняға етивалған, у йәрдә боливатқан һадисиләрдин дуня хәвәрдар әмәс. Түрк хәлқиму яхши билмәйду. Һәтта бәзи сиясәтчиләрниңму шәрқий туркистан мәсилисидин хәвири йоқ. Шуңа әгәр силәр шәрқий туркистанни түркийәдә яхши аңлатсаңлар түрк хәлқи һәр даим силәрни қоллап қуввәтләйду."

Парламент әзаси инсан һәқлири комитети муавин башлиқи мәһмәт әкичи әпәнди, түркийәниң шәрқий түркистан сиясити немә? дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: "Түркийә җумһурийитиниң хитайға қарита дөләт сиясити бар. Әмма бу өзгирип туридиған бир сиясәт. Йәни түркийиниң хитайға қарита истратегийилик пиланлири бар, өзгәрмәс бир сиясити йоқ. Әгәр бир дөләтниң башқа бир дөләттә яшаватқан қериндашлири тартиватқан зулумдин хәвири болмиса, у дөләткә қарита бир дөләт сияситиниң шәкиллинишиму мумкин әмәс. Бу йил бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин 2008-йилиниң мәхмут қәшқири йили елан қилиниши кишини хурсән қилидиған бир һадисә. Бу шәрқий түркистан мәсилисини дуняға аңлитиш үчүн интайин муһим. Шәрқий түркистан муҗадилиси қейин бир муҗадилә, һармай талмай үмитсизләнмәстин елип бериш керәк. Бу түркийә җумһурийитиниң шәрқий түркистан сияситини түзүп чиқиши үчүн пайдилиқ. Түркийә парламенти билән мунасивитиңларни күчәйтиңлар дейишимдики сәвәбму бу. Түркийә әң қисқа вақит ичидә мукәммәл бир шәрқий туркистан сияситини түзүп чиқиши керәкликигә ишинимән, худайим буйриса һәммимиз бирликтә бу сиясәтни түзүп чиқимиз."

Мәһмәт әкичи әпәнди сөһбитимизниң ахирида, бүгүн хитай хәлқ җумһурийитиниң түркийидә турушлуқ әлчиханисиниң уйғурларни хәлқара терроризмниң бир қисми қилип көрситишкә тиришиватқан болсиму түркләрниң уйғурларға ундақ қаримайдиғанлиқини ейтип мундақ деди: "Шәрқий түркистан мәсилисини терроризмниң бир қисми дәп қарайдиғанлар түркийидә интайин аз. Бу хитай әлчиханисиниң түркийидә елип бериватқан бир тәшвиқатидур. Әркинлик, демократийә вә әқәлли инсан һәқлирини тәләп қилған кишиләрни террорист дәп ейиблаш бәзи дөләтләрниң дөләт сияситигә айлинип қалған. Шәрқий түркистанда уйғурларниң қолиға қорал ярақ елип чиқип хитайларни өлтүргини йоқ. Әслидә хитайлар еғир аяқ аялларниң қарнидики 6-7 айлиқ балиларни алған вақтида, уларниң өзини қоғдаш һәққи бар, әмма уйғурлар униму қилмайватиду. Уйғурларни террорист дейиш пәқәтла әмәлийәткә мувапиқ әмәс." (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.