Түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди


2007.11.12

Turkiyede-JumhurKuni-200.jpg
Түркийиниң истанбул, әнқәрә вә қәйсәри қатарлиқ шәһәрлиридә 12-ноябир күни шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулғанлиқиниң 74-йиллиқи, ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанлиқиниң 63-йиллиқи дағдуғилиқ хатириләнди. RFA Photo/Erkin Tarim

Түркийиниң истанбул, әнқәрә вә қәйсәри қатарлиқ шәһәрлиридә 12 - ноябир күни қәшқәрдә елан қилинған, шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулғанлиқиниң 74 - йиллиқи, ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанлиқиниң 63-йиллиқи дағдуғилиқ хатириләнди.

11 - Ноябир күни әтигән саәт 10 йеримда әнқәрә карханичилар уюшмисиниң залида шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш йиғини өткүзүлди. Йиғинға түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди риясәтчилик қилди\ дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди `шәрқий түркистан җумһурийәтлири вә шәрқий түркистан азадлиқ инқилаби` темисида, әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети япон тили оқутқучиси др. Мәртхан дундар әпәнди болса "шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикити вә японийә " темисида, билкәнт университети хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси др. Һәсән али қарасар әпәнди болса `түркийә хитай мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси` темисида сөз қилди.

Әнқәрә карханичилар уюшмисиниң залида өткүзүлгән бу йиғин шәрқий түркистан җумһурийәтлирини қуруш үчүн җенини пида қилған шеһидләр үчүн бир минутлуқ сүкүттә туруш билән башланди. Кейин йиғинға телеграф әвәткән кишиләрниң телиграммилири оқуп өтүлди.

Шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш йиғиниға, түркийә җумһурийити баш министири рәҗәп тайип әрдоған, ташқи ишлар министири али бабаҗан, мәдәнийәт министири әртуғрул гунәй, енергийә министири һилми гунәр, дөләт министири мустафа сайит язиҗиоғлу, нимәт чубуқчу, мәһмәт шимшәк қатарлиқ кишиләр тәбрикләш телиграммилири әвәткән.

Тәбрикләш телиграммилири әвәткән кишиләр арисида көп сандики парламент әзалири вә сияси партийә рәһбәрлириму бар. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.