Түркийә қошуни күрд қораллиқ унсурлириға қаттиқ зәрбә бәрди
2008.02.25

Түркийә армийиси 2-айниң 22-күни шималий ирақта ува қурған п к к террорлуқ тәшкилатиға қарши кәң көләмдә әскири һуҗум башлатқан иди. Бүгүнгичә болған 4 күнлүк һуҗумда түрк армийиси уруш айропиланлири билән шималий ирақниң чегрисиниң ичидики п к к террор тәшкилати әзалири бар дәп қаралған 63 йәрни бомбардиман қилған болуп, өлтүрүлгән террористларниң сани техи ениқ әмәс. Әмма қуруқлуқта түрк армийиси билән етишишта өлтүрүлгән террорист сани 153 болуп, бу җәрянда шеһит болған түрк армийисиниң сани 17. Һөрийәт гезитиниң 2-айниң 25-күнидики хәвиридә, түркийә армийисиниң бу һуҗумдин қачқан пкк террор тәшкилати әзалириниң иран чегрисиға қарап қечиватқанлиқиға, түркийиниң бу һәқтә иран һөкүмитини агаһландурғанлиқиға, иран һөкүмитиниң бу һәқтә тәдбирни алғанлиқини, террористларниң иранға киришигә рухсәт қилмайдиғанлиқини билдүргәнликигә йәр берилгән.
Бу қетимқи кәң көләмлик һуҗумға бир түмәндин артуқ түрк һәрбий хадими қатнашқан болуп, пкк террор тәшкилатиниң муһим нуқтилири бомбардиман қилинған. Шималий ираққа биринчи болуп киргән қошун бүгүн түркийигә қайтти. 100 Һәрбий машинидин тәркип тапқан қошун 24-феврал күни ахшам қар кийимлирини кийгән һалда, түркийә ирақ чегрисиға җайлашқан чуқурҗаниң узумлу йезисидики һәрбий райониға йетип кәлди, түрк телевизйилиридики көрүнүшләргә қариғанда түрк армийисиниң кәйпияти интайин юқири иди.
Узун йиллардин бери түркийә ирақ чегрисидики п к к террорист базисиға кәң көләмдә әскири һуҗум елип беришқа тәмшәлгән болсиму, америка вә яврупа дөләтлири билән бу һәқтә һәм пикир болмиғачқа елип баралмиған иди. Бу қетимқи бу әскири һуҗумға яврупа дөләтлири вә америка қисқа муддәтлик рухсәт қилған болуп, түрк мәтбуатлирида йәр алған хәвәрләргә қариғанда америка түрк армийисиниң шимали ирақтин балдуррақ чиқип кетишини тәләп қиливатқан.
Һөрийәт гезитиниң 2-айниң 25-күнидики санида адаләт вә тәрәққият партийиси муавин башлиқи рәһа дәнәмәч әпәндиниң бу һәқтә бәргән баянатиға йәр берилгән болуп, баянатта мундақ дейилгән: "түркийә шималий ираққа америкидин соримай туруп һәрбий һуҗум елип барса, ирақ әскири билән әмәс, америка армийиси билән тоқунушқа кирип қелиши мумкин. Америка дунядики һәддидин ташқири чоң дөләт, түркийиниң истратегийилик ортиқи, иттипақдаш дөлитимиз. Шуңа америка билән бу һәқтә музакирә елип барғандин кейин һәрбий һуҗум башлаттуқ."
Америка қошма штатлири түркийиниң күрд мәсилисини сияси җәһәттин һәл қилиши керәкликини тәкитләп кәлмәктә. Һөрийәт гезитиниң 25-феврал күнидики санида америка мудапиә министири робәрт гәйтәсниң бу һәқтики баянатиға йәр берилгән. У түрк армийисиниң шималий ираққа елип бериватқан һуҗуминиң күрд мәсилисини һәл қилалмайдиғанлиқини, шуңа бу һуҗумни қисқа вақит ичидә ахирлаштуруш керәкликини, бу әскири һәрикәт билән бирликтә күрд мәсилисини сияси вә иқтисадий җәһәттин һәл қилишқиму әһмийәт бериш керәкликини тәкитлигән. Америка мудапиә министири роберт гәйтәс һазир австралийигә елип бериватқан 3 күнлүк зиярити җәрянида бу баянатни бәргән болуп, баянатида йәнә америкиниң түрк армийиси шималий ираққа кириштин бурун, ирақ һөкүмитигә йолйоруқ бәргәнликини, америкиниң пкк террор тәшкилати һәққидики бәзи мәлуматларни түрк армийисигә бәргәнликиниму әскәртип өткән.
Америка, ирақ һөкүмити, шималий ирақ күрд райониниң рәһбәрлири түрк армийисиниң бу һуҗумини балдуррақ ахирлаштуруп чиқип кетишини тәләп қиливатқан болсиму, түрк һөкүмити баянатчиси җемил чичәк әпәнди, 24-феврал күни мухбирларға бәргән баянатида, түрк армийисиниң бу кәң көләмлик һуҗумини қайта қайта музакирә қилиш нәтиҗисидә башланғанлиқини, шималий ирақ чегрисидики террористларни тәл төкүс тазиламастин түрк армийисиниң һәргиз у йәрдин чекинип чиқмайдиғанлиқини, түрк һөкүмити вә 70 милйон түрк хәлқиниң түрк армийисини чиң йүрәктин қоллап қувәтләйдиғанлиқини ейтти. Бүгүн түркийә армийиси баш шитаби мухбирларға бәргән баянатида, түрк армийисиниң шималий ираққа елип бериватқан әскири һуҗуминиң пилан бойичә мувәппәқийәтлик елип бериватқанлиқини ейтти. (Әркин тарим)