Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри


2006.07.24

Йеқинқи йиллардин бәри түркийиниң әң чоң гезитлиригә уйғурлар һәққидә мақалилар елан қилинмақта. 3 Күндин буян түркийиниң әң чоң гезитлиридин бири болған сабаһ гезитидә тонулған обзорчи явуз донатниң уйғур дияриға елип зиярити һәққидә язған мақалилириға йәр берилмәктә.

Түрк хитай достлуқ җәмийити башлиқи камал байташ башчилиқидики, сиясәтчи, тиҗарәтчи вә жорналистлардин тәркип тапқан бир һәйәт рәсмий зиярәт үчүн хитайға барған. Кейин уларниң тәлипигә асасән хитай һөкүмити уларниң уйғур дияриға беришигә рухсәт қилған. Сабаһ гезити обзорчиси явуз донат 7 - айниң 23 -күнидики асиядики анатолийә мавзулуқ мақалисидә бу зиярити һәққидә тохтилип, мундақ дәп язиду:

Биз түркийә хитай достлуқ җәмийитиниң орунлаштуруши билән хитайға бардуқ, бейҗиңда хитай хәлқ қурултийи муавин башлиқи, хитай түрк достлуқ җәмийити башлиқи исмаил әмәт бизгә зияпәт бәрди. Бу зияпәттә түркийә хитай достлуқ җәмийити башлиқи кәмал байташ, хитай түрк достлуқиға қошқан төһписи үчүн исмаил әмәткә медалион тәқдим қилди вә зияпәттә соз қилип мундақ деди: һөрмәтлик исмаил әмәт әпәнди, сизгә бир илтимасим бар. Түркийидин кәлгән һәйәтни уйғур аптоном райониға апирай дәймән. Хитайлар түркләрниң бу районда беришини анчә халап кәтмәйду. Бу соалға исмаил әмәт җавап берип мундақ дегәнликини язиду: "хитайда халиған йәргә барсаңлар болиду, уйғур аптоном райониғиму барисиләр".

Обзорчи явуз донат "асиядики анатолийә"мавзулуқ мақалисидә уйғур дияриниң нопуси, юз өлчими вә етник қурулмиси һәққидә тохталғандин кейин, иқтисади әһвали үстидә тохтилип мундақ дәп язиду:

Уйғур аптоном райони бай нефит байлиқиға игә болғачқа, у йәрни хитайниң ғәзиниси дәйдикән, әмма бейҗиң шаңхәйләргә селиштурғанда бәкла арқида қалған.

явуз донат обзорида үрүмчидики мәсчитләрни, меһмансарайларни вә уйғурчини тәрҗиман ишләтмәстин чүшүнәлигәнликини аңлатқандин кейин ислам институти һәққидә тохтилип мундақ дәп язиду:

Уйғур ислам институти 1982 - йили қурулған болуп, дәрслириниң 30% пәнгә аит дәрсләр, 70% ти дин дәрслири икән, бу мәктәп уйғур аптоном районидики мәсчитләргә имам йетиштуридикән. Бу мәктәпниң оқутқучилири билән видалашқанда қаттиқ һесиятлинип кәттуқ, муәллимләрниң һәммиси бойнимизга есилип, түркийә яхши вәтән, түркләргә салимимизни йәткүзүңлар, худаға аманәт болуңлар, деди.

явуз донат әпәнди обзорида үрүмчидики ашханиларни, уйғур мәктәплирини, уйғурларниң исим коюш адәтлириниму аңлатқан. У мақалисидә үрүмчини ичкири билән селиштуруп мундақ дәп язиду:

Бейҗиң кочилирида BMW, Mercedes машинилар наһайити коп икән, үрүмчидә бир икки Mercedes аран көрдуқ, машиниларниң көпи кона машина икән, кочиларда ат һарвиси билән кавапчи коп икән.

Сабаһ гезитиниң 7 - айниң 23 - күнидики санида елан қилинған "тәңри теғиниң бағрида" мавзулуқ иккинчи мақалисидә обзорчи турпандики тәсиратлирини язған. У, обзорида турпанниң җуғрапийилик алаһидиликини, нопусини, йәр асти вә йәр үсти байлиқлирини, тарихи йәрлиридин әмин ғоҗа мәсчитини аңлатқандин кейин мақалисини шундақ тамамлайду:

Биз һазир түркийидин 10 миң километр узақта болған турпанда. Бу йәрдин түркийигә кәткән адәмму йок, түркийидин бу йәргә келип қалған түркләрму йок икән. Әмма буларниң тили билән түркләрниң тили, өйлири охшаш икән, бу йәрдики инсанларниң кейим - кечикиму түркләрниңкигә охшаш икән. Биз турпанға наһайити тәстә кәлдуқ, айропиландин машиниға алмишип наһайити узун вақитта бу йәргә йетип кәлдуқ. Растини ейтқанда атилиримиз ат вә төгиләр билән бу чөлләрни ешип қандақму һазирқи түркийә земиниға йетип барған болғиди?

Обзорчи явуз донат 7 - айниң 24 - күнидики уйғур дияри һәққидики 3 - мақалиси болған "қәшқәр - түркийидики шәһәргә охшаш" мавзулуқ мақалисидә қәшқәрниң җуғрапийилик орни, нопуси, қәшқәр хәлқиниң һаяти һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, мәһмут қәшқириниң қәбриси вә түркий тиллар дивани һәққидә тәпсили тохталған. явуз донат өзиниң қәшқәрдә уйғурларниң гепини раһәт чүшинәлигәнликини, қәшқәрниң йипәк йолиниң үнчиси болуш супити билән түркийидики кәнтләргә охшап кетидиғанлиқини, әмма хитайниң башқа районлириға селиштурғанда иқтисади җәһәттин бәкла кәйнидә қалғанлиқини язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.