Түрк телевизийиси уйғур диярида (1)
2006.07.28
Түркийидики хабәр түрк телевизйисиниң даңлиқ программилиридин бири болған әнқәрә коктийил програмимисида уйғур дияри тонуштурулмақта. Бу програм түркийә хитай достлуқ җәмийити башлиқи камал байташ, түркийә парламенти адаләт комисйони башлиқи коксал топтан башчилиқидики бир һәйәт рәсми зиярәт үчүн бәиҗиң вә уйғур дияриға барғанда сүрәткә елинған. Бу һәйәт билән бирликтә түркийиниң нопузлуқ қаналлиридин бири болған һабәр түрк телевизийисиму тәклип қилинған. Бу телевизийиниң тонулған мухбири таки доған әпәнди бейҗиң, үрүмчи, турпан вә қәшқәр қатарлиқ җайларда түрлук зиярәтләр елип барған болуп, 3 күндин бәри әнқәрә көктәйли программисида берилмәктә.
Программиң бу қисми бейҗиң вә үрүмчидә тартилған. Программа җуңго хәлқ қурултийи муавин башлиқи исмаил әмәтниң һәйәткә бәргән зияпити болуп, исмаил әмәт билән түрк һәйәт әзалириниң тәрҗимансиз һалда бир бирини бималал чүшиниши интайин тәсирлик бир кәйпият яратқан иди. Бу зияпәтниң қизғин кәйпиятта өтүши, түрк мухбириниң исмаил әмәткә бәзи суалларни соришиму алаһидә диққәт тартмақта. Чүнки, 1991 - йили сәйпидин әзизиниң түркийигә елип барған зияритидә униң уйғурчә гәп қилишиға рухсәт қилмаслиқи түркийидикиләрни һәйран қалдурған иди.
Бу программимизда, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим, түркийә вәкиллириниң бейҗиңда хәлқ қурултийи муавин башлиқи, хитай – түркийә достлуқ җәмийити башлиқи исмаил әмәт билән көрүшүш җәряни вә үрүмчи сәпири һәққидә түркийә телевизийисидә берилгән қисимларни тонуштуриду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри
- Түркийидики йәрлик ахбарат васитилирида уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилмәктә
- Түркийидики телевизйә қаналлири уйғур мәсилисигә алаһидә йәр бәрмәктә
- Рабийә қадир ханим түркийә мәтбуатида
- Түркийидә "мәһмуд қәшқәри вә түрк тили" намлиқ һөҗҗәтлик филим ишләнди