Түрк телевизийиси уйғур диярида (4)


2006.09.07

Бу програм бир ресторанниң ичидә уйғур тамақлирини тонутуш билән башлайду.

Бүгүн ахшам бу йәрдә сәнәт номурлирини көримиз. Қәшқәр мәдәнийитини көримиз. Дастиғинимизда қой гөши , белиқ, тоху сәй көктат һәммә нәрсә бар. Бу йәрдә гөшсиз тамақ йимәйдикән. Уйғурлар әң қиммәтлик меһминиға тонур кавипи икрам қилидикән. Мана бу гүлләр билән безәлгән тонур кавипи наһайити көркәм һәм мезиликтәк көрүниватиду.

Тамақлар тартилиш билән тәң нәғмә навалар башлайду. Түрк һәйәт бир яндин уйғур тамақлириға еғиз тәгкәч бир яндин уйғур нахша музикилиридин һозур алди.

Уйғурчә музикиларни аңлиған түрк һәйәт қаттиқ һаяҗанлинип мундақ дәйду:

- Бизниң музикиларға охшамдикән? - худди бизниң музика. Сөзлириму охшаш. Биз бу йәрдә бир ай қалсақ уйғурчини толуқ өгинип кәткүдәкмиз.

Қәшқәр зияритиниң иккинҗи күнидә қәшқәр валисиниң меһманларға бәргән зияпити көрситилиду. Бу зияпәттә хәвәртүрк мухбири таки доған әпәнди қәшқәр валисидин суал сорайду:

Түрк уйғур достлуқи тунҗи қетим мундақ йеқинлашти. Чүнки түркийидин қәшқәргә кәлгән тунҗи һәйәт вә мухбирлар болимиз. Мән түркийигә қайтиш алдида сизниң түрк хәлқигә демәкчи болған көңүл сөзлириңизни елип маңмақчимән. Түрк хәлқигә нимә демәкчисиз?

Қәшқәр валиси мундақ җаваб бериду:

Җуңгу түркийә достлуқи мәңгү тәрәққи қилсун. Түркийә техиму раваҗ тапсун. Биз қәшқәр хәлқи түркийидики достларниң қәшқәргә келип тиҗарәт қилишини, завут – кархана қурушини, қәшқәргә келип саяһәт қилишини чин дилимиздин үмид қилимиз. Биз түркийә хәлқигә вә түркийилик достларға яхши мәбләғ селиш пурсити вә яхши саяһәт шараити яритип беримиз.

Програм ахирида һәйәт башлиқи кәмал байташ вә мухбир таки доған хитай вә уйғур дияриға елип барған 10 күнлүк зияритини хуласә қилип мундақ дейишиду.

- Қәшқәр валиси билән йеқин бир достлуқ орнаттуқ. Валиниң сөзидин түркләрни бу йәргә чақириватқанлиқини чүшәндим. Сиз қандақ қарайсиз? -мәнчә бу програмимизни көргән түрк карһаничи вә тиҗарәтчиләр, саяһәтчиләр чоқум қәшқәргә қизиқиду дәп ойлаймән. Мән ишинимәнки, биз бу саяһитимиз арқилиқ у йәрдә тиҗарәтчиләрни бу йәргә кәлишкә тәшвиқ қилған болдуқ.

Програм нахша усуллар билән аяқлишиду.

Бу программини көргән түркийидики уйғурлар нимиләрни һәс қилди, бу һәқтә сулайман әпәнди зияритимизни қобул қилип, қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.