Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған: уйғурларниң зулум астида яшишини халимаймиз

Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң хитайға елип бериватқан 3 күнлүк рәсмий зиярити үрүмчидин башланди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.04.09
uyghur-bala-erdoghan-305.jpg Уйғур бала рәҗәп таййип әрдоғанни сөйди. 2012-Йили 8-апрел, үрүмчи.
www.maarip.org

Униң, үрүмчигә меңиштин бурун коня айродромида мухбирларға бәргән баянати уйғурларни қаттиқ һаяҗанландурди. 4-Айниң 8-күни үрүмчидики чоң базарда уйғур бовақларни қучақлиши, үрүмчи кочилирида уйғур хәлқиниң рәҗәп таййип әрдоғанға көрсәткән сөйгүси түрк хәлқини һаяҗанға салди. Рәҗәп таййип әрдоған айропиланға чиқиштин бурун бәргән баянатида, түркийә тарихида тунҗи қетим бир баш министирниң уйғур аптоном райониға зиярәт елип беришиниң тарихий әһмийәткә игә икәнликини билдүрди. У баянатида хитай баш министири вен җабавниң 2010-йили түркийигә рәсмий зиярәт елип барғанлиқини, вен җабавниң тәклипигә бинаән хитайға зиярәткә меңиш алдида турғанлиқини дегәндин кейин, бу қетимқи зиярити һәққидә қисқичә мәлумат бәрди. У коня айродромида учуштин бурун ачқан мухбирларни күтүвелиш йиғинида бир мухбирниң “сиз хитайға барғандин кейин 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән вәқәни күн тәртипкә елип келәмсиз?” дегән соалиға җаваб берип мундақ деди:
“шуни очуқ дейишим керәк. Бурун у йәрдә мәйданға кәлгән вәқәләрни, қайта колаш тоғра болмайду”.

exmet-dawutoghlu-uyghur-bilen-quchaqlashti-385.jpg
Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу уйғур дияриға қилған зияритидә уйғурлар билән қучақлашти. 2012-Йили 8-апрел, үрүмчи.
www.maarip.org

У йәнә, у йәрдики уйғурларниң бесимға учримастин раһәт турмуш кәчүрүшини әмәлгә ашуруш үчүн тиришиш керәкликини тәкитләп мундақ деди:
“биз буни әмәлгә ашурсақ техиму яхши болиду. Биз уйғурларниң зулум астида яшишини пәқәтла халимаймиз. Үрүмчидики қериндашлиримизниң нопуси наһайити көп. У йәрдики уйғур түрклириниң нопуси билән хитайларниң нопуси мәлум. Уларниң у йәрдә раһәт-парағәт ичидә хатирҗәм турмуш кәчүрүши үчүн биз немиләрни қилалаймиз? биз түркийә дөлити болуш сүпитимиз билән бу һәқтә баш қатурушимиз керәк. Чәтәлгә қечип чиққан уйғурлар вә у йәрдә охшимайдиған муамилигә учраватқан уйғурларни нәзәрдә тутуп ойлишишимиз керәк. Уйғур қериндашлиримизниң ассимилятсийә болмай турушини әмәлгә ашуралисақ болиду, тоғра йол бу”.

Түркийә мәтбуатлириниң тарқатқан хәвәрлиридин мәлум болушичә, мәхсус айропилан билән 5 министир вә 330 әтрапида карханичи һәм журналистлар билән бирликтә 4-айниң 8-күни әтигән үрүмчигә йетип барған түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанни уйғурларниң сөйгү вә муһәббити наһайити тәсирләндүргән. Рәҗәп таййип әрдоған маңидиған йолда, йәни айропилан истансисидин үрүмчи шәһәр мәркизигичә йол бойида көплигән сақчилар турғузулған. Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған үрүмчи зияритидә алди билән енергийә ширкәтлирини зиярәт қилған. Кейин яңхаң мәсчитидә намаз қилған рәҗәп таййип әрдоған чоң базарда уйғур дукан игилири билән сөһбәт қилған һәм чилан сетивалған. Бу йәрдә рәҗәп таййип әрдоғанни көрәлмигән уйғур ханим қизлириниң көз йеши төкүши.

Улар “түркләрни бәк сөйимиз” дәп товлашти. Уларниң “түркийигә салам”, “хош кәлдиңиз әрдоған” дейишлири түркләрни қаттиқ тәсирләндүргән. Бу көрүнүшләр түрк телевизийилириниң көпидә тарқитилди.

Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған өткән йолниң йениға келишигә рухсәт қилинмиған уйғурлар билән түркийә дөләт телевизийиси қанили т р т мухбири сөһбәт елип барди.

Мухбир йиғлаватқан бир қизға микрофонни узитип, “баш министирни көрәлмигәнликиңиз үчүн йиғлаватамсиз?” дәп сориғинида у қиз:
-Һә шундақ көрәлмидуқ. Биз уни бәк яхши көримиз. Бизгә хитай паспорт бәрмәйду, чәтәлгә чиқишимиз бәк тәс- дәп җаваб бәрди. Ели әсатоғлу исимлик уйғур “түркләрни бәк яхши көримиз, түркийигә салам йоллаймиз” деди.

Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған чоң базарда нур бәкри билән бирликтә чилан йеди вә чилан сетивалди.

“заман” гезитиниң мухбири 4-айниң 7-күни үрүмчигә берип язған бир хәвәрдә, түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған намаз қилидиған яңхаң мәсчитигә әзан оқуш үчүн канай тақалғанлиқини, үрүмчидики уйғурларниң санини көп көрситиш үчүн 4-айниң 8-күни хитайларни кочиға чиқмаслиққа чақирғанлиқи йезилған. Бу хәвәрдә баян қилинғандәк 4-айниң 8-күни яңхаң мәсчитидә сәллә йөгигән чирайлиқ кийингән уйғурларниң көплүки диққитимизни тартти. Намазға кириштин бурун бир уйғурниң түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуни қучақлап худди ата-бала көрүшкәндәк көрүшүши инсанларни бәкла тәсирләндүрди.

Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған бүгүн бейҗиңда хитай баш министири вән җабав билән көрүшти. Хитай зиярити җәрянида йәнә хитай хәлқ қурултийи рәиси вә хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиң биләнму көрүшмәкчи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Apr 12, 2012 02:13 AM

Түркийәдики барлиқ қериндашлиримизға салам йоллаймиз!!!