Түркийидә 5-нөвәтлик хәлқаралиқ түркчә олимпик мусабиқиси өткүзүлди


2007.06.04

5.xelqara-turk-olimpyk2-200.jpg
100 Дөләттин кәлгән, 5 - нөвәтлик түрүкчә олимпик мусабиқисиға қатнашқан оқуғучилар. Photo by RFA / Erkin Tarim

5-Нөвәтлик түркчә олимпик мусабиқиси шәнбә күни ғәлибилик аяқлашти. Америка, германийә, русийә, тәйвән қатарлиқ 100 дөләттин түркчә сөзлишидиған 550 оқуғучи қатнашқан бу һәл қилғуч мусабиқә қизғин кәйпият ичидә өтти.

Әпсус, бирму уйғур қатнашмиған

Пүтүн түркий милләтләрдин вәкил қатнашқан бу мусабиқидә бир уйғурниң болмаслиқи диққәтни тартти. Дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән бу яшлар бир қанчә түр бойичә мусабиқиләшти. Түркчә олимпик мусабиқисиниң һәл қилғуч мусабиқиси 5 қитәдин кәлгән оқуғучилар бирликтә ейтқан түркийә дөләт марши билән башланди.

Мусабиқиләрдә шеир оқуш түри бойичә қирғизистанлиқ айда рисбәкқизи "кепәз" намлиқ шеирни дикламатсийә қилип биринчиликкә еришти. Түркмәнистанлиқ аҗайип аллашова иккинчи, мозамбәклик инранәк калао үчинчиликкә еришти. Нахша ейтиш түри бойичә макидонийәлик һавса мула " ястайим" дегән нахша билән биринчи, пакистанлиқ шисйәт иккинчи, ганалиқ әдна йәбоа дарко 3-ликкә еришти.

Түрк тилини дуня тиллири қатаридин орун алдуруш

Бу түркчә олимпик мусабиқисигә дуня ислам тәшкилатиниң башлиқи әкмәләддин иһсаноғлу, демократик партийә башлиқи мәһмәт ағар вә милли маарип министири һүсәйин челик, түркийә парламенти башлиқи бүләнт аринч қатарлиқлар қатнашти вә сөз қилди.

Түрк тилини тонутуш вә уни дуняда кәң қоллинидиған тиллар қатариға өткүзүш мәқсити билән елип берилған бу паалийәт ичидә йәнә түрк тилиға қошқан төһписи, түрк тилиниң омумлишиши йолида қилған хизмәтләрни тәқдирләш үчүн әлишир навайи мукапатиму тәсис қилинған болуп, бу йил мукапат түркийә тил - тәтқиқат идариси башлиқи шүкүр акалин билән америкидики даңлиқ фолклор тәтқиқатчиси проф. Камал карпутқа берилди.

Һәл қилғуч мусабиқидин кейин биринчи дәриҗигә еришкәнләрниң мукапатини түркийә парламенти башлиқи бүләнт аринч әпәнди бәрди. У бу медални бәргәндин кейин сөз қилип мундақ деди: "бүгүн интайин әһмийәтлик вә муһим мәнзирини көрмәктимиз. Залдики миңларчә киши зоқ вә һаяҗан ичидә мәмнунлуқ билән бу мусабиқини көрүватиду. Дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән бу балилардин түркчә нахша вә шеирларни аңлаш бизгә бүйүк бир зоқ бәрди. Бүгүнки бу һессиятимни тил билән ипадиләшкә аҗизлиқ қилимән. 5 Қитәдики 100 дөләттин мусабиқигә кәлгән бу балилар ичидә биз техи исимлириниму аңлап бақмиған, хәритидә йериниму билмәйдиған дөләтләрдин кәлгән балиларму бар. Йәнә бундин 15 -16 йил бурун мустәқил болған дөләтләрдин, һәтта техи уруш боливатқан дөләтләрдин кәлгән балиларму бар. Дәриҗидин ташқири чоң дөләтләрдин кәлгәнләрму бар. Мән түркийә җумһурийитиниң мустәқиллиқиниң семовли болған түркийә парламентиниң башлиқи болуш сүпитим билән 5 қитә, 100 дөләттин кәлгән 550 яш- өсмүрни бир йәргә топлап тинчлиқниң уруқини чечиватқан бу паалийәтни уюштурғучи орунларға чин көңлүмдин рәһмәт ейтимән."

У бу мусабиқигә қатнашқан яш - өсмүрләргә мувапиқийәт тилигәндин кейин уларға нәсиһәт қилип йәнә мундақ деди: "дөлитиңларни сөйүңлар, чүнки сиз у дөләткә аит. Латвийәлик латвийәдә, қазақистанлиқ қазақистанда, корийәлик корийәдә әң мувәппәқийәтликләрдин болуңлар, әмма өз дөлитиңларни сөйүш билән бирликтә түркийәни унутмаңлар. Түркийә билән дост болуңлар. Шуниңға ишинишиңлар керәкки, бу арзу әмәс, һәқиқәт. 1997-Йили мән түркмәнистан' ға зиярәткә барған вақтимда, бир толуқсиз оттура мәктәп оқуғучиси маңа түркчә шеирларни оқуп бәргән иди. Мана шу бала 7 йилдин кейин чоң бир ширкәтниң түркийидики вәкили болуп алдимға чиқти. Бу яшлар кәлгүсидә өз дөлити билән түркийә оттурисида көврүклүк рол ойнайду. Биз қазақистанни сөйимиз, қирғизистан вә түркмәнистанни сөйимиз. Биз һәм лаосни, мозамбәкни сөйимиз вә дунядики пүтүн дөләтләрни сөйимиз. Улар билән тинчлиқ ичидә достларчә яшашни арзу қилимиз. Бу паалийитиңларниң дуняда тинчлиққа сәвәп болушини тиләймиз".

Дуня ислам тәшкилати башлиқи иһсаноғлуниң сөзи

Ахирида, дуня ислам тәшкилати башлиқи иһсаноғлу сөз қилип," бу гүзәл вә әһмийәтлик паалийәтни баштин бери тәқип қиливатқан, бу дөләтләрдики түркчә мәктәплиригә берип зиярәт қилған бир кишимән. Бир түрк болуш сүпитим билән уларға алаһидә һөрмәт билдүримән. Бу әһмийәтлик ишниң оттуриға чиқиши үчүн төһпә қошуватқан миңларчә кишигә алаһидә рәһмитимни билдүримән. Уларни тәбрикләймән," деди.

5 -Нөвәтлик түркчә олимпик мусабиқисигә қатнишиш үчүн кәлгән бу балиларға түркийә парламенти қатарлиқ муһим орунлар вә тарихи йәрләр саяһәт қилдурулди. Мусабиқидә нәтиҗигә еришкәнләргә түркийә парламентидин мукапат боюмлири берилди. Буниң билән бирликтә йәнә мәрипәтпәрвәр, ярдәм сөйәр иш адәмлири мусабиқигә қатнашқан 550 балиниң һәр биригә 1000 доллардин пул мукапати бәрди. Бу мукапат мусабиқигә қатнашқан балиларни шундақла тамашибинларни һаяҗанға чөмдүрди. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.