“уйғур аптоном районлуқ нахша-усул өмики” оюн қоюватқанда түрк оқуғучилар шәрқий түркистан байриқини чиқарди

“уйғур аптоном районлуқ нахша-усул өмики” оюн қоюватқанда түрк оқуғучилар шәрқий түркистан байриқини чиқирип уйғур дәвасини қоллайдиғанлиқи вә хитайни әйибләйдиғанлиқини ипадилиди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.03.20
turk-oqughuchilar-kok-bayraq-chiqardi-305.jpg Түрк оқуғучилар уйғур сәнәт өмики консерт қоюватқанда көк байрақ чиқарди. 2012-Йили 20-март, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Уйғур аптоном районлуқ нахша-усул өмики хәлқара мәдәнийәт тәшкилати түркийидә уюштурған норуз паалийитигә қатнашмақта. Бу паалийәтниң күнтәртипи бойичә бүгүн, йәни 20-март күни әнқәрә ғази университетида оюн қойди. Оюнни көрүшкә ғази университети оқутқучи-оқуғучилири, хитайниң әнқәрә әлчиханиси хадимлири вә әнқәрәдә оқуватқан уйғур оқуғучилардин болуп 400 әтрапида киши қатнашти. 2 Саәт давамлашқан консертта уйғурчә, қазақчә, қирғизчә, түркчә вә хитайчә нахша орундалғандин башқа уйғур усуллиридин өрнәкләр көрситилди. Оюн җәрянида уйғур чалғу әсваблириму бир-бирләп тамашибинларға тонуштурулди. Оюн таза қизиватқанда түрк оқуғучилар шәрқий түркистан байриқини чиқирип уйғур дәвасини қоллайдиғанлиқи вә хитайни әйибләйдиғанлиқини ипадилиди.

xitay-elchixananisi-xadimliri-uyghur-konserti-385.jpg
Хитай әлчиханиси хадимлири билән түркләр уйғур консерти көрмәктә. 2012-Йили 20-март, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түрк мәдәнийитини тәтқиқ қилиш, тәрәққий қилдуруш вә дуняға тонутуш мәқсити билән 1993-йили түркий җумһурийәтлири мәдәнийәт министирлириниң қол қоюши билән қурулған хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати, дуняниң ортақ мираси болған норуз байримини қутлуқлаш үчүн оттура асия түркий җумһурийәтлири вә һәрқайси түркий милләтләрдин 250 әтрапида сәнәтчини түркийигә тәклип қилип әкелип түркийидә тәнтәнилик норуз паалийити өткүзмәктә.

dolan-meshripi-385.jpg
Норуз паалийитидә уйғур аптоном районлуқ нахша-усул өмики долан мәшрипи ойнимақта. 2012-Йили 20-март, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

1995-Йилидин бери пүтүн түркий милләтләрниң сәнәтчилири қатнишип келиватқан бу паалийәткә тунҗи қетим уйғур елидин дилнар абдулла башчилиқидики 45 нәпәр сәнәтчиниң қатнишиши кишиләрниң диққәт етибарини тартмақта.

Оюн ахирлашқандин кейин микрофонимизни тамашибинларға узаттуқ. Тамашибинларниң һәммиси уйғурларниң түркийидә оюн қойғанлиқидин бәк хурсән болғанлиқини, уйғурларниң бу бай мәдәнийитини қоғдап қелиши үчүн әркинликкә еришиши керәкликини, бу оюн арқилиқ уйғур мәдәнийитини техиму яхши тонуш пурситигә игә болғанлиқини дейишти.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.