"Түрк дунясида норуз" темисида муһакимә йиғини өткүзүлди


2007.03.26

Түрк дуняси тәтқиқатлири вәхпи "түрк дунясида норуз" темисида муһакимә йиғини өткүзди. Бу паалийәттә норузниң келип чиқиш мәнбәси, тарихи, түркий милләтләрниң норуз байримини тәбрикләш әнәнилири тоғрисида мәлуматлар берилгәндин кейин, турпандики кариз тонутулған уйғур каризлириға сәпәр темисида һөҗҗәтлик филмму көрситилгән. Кейин язғучи, жорналист дурсун өздән әпәнди уйғурларда кариз һәққидә сөз қилған.

Муһакимә йиғининиң ахирида уйғур, татар, қазақ қатарлиқ түркий милләтләрниң хәлқ сәнәтлиридин өрнәкләр көрситилиш билән бирликтә гүлхан йеқиш, оттин атлаш вә түркләрниң әргәнәкондин чиқишиниң символи болған төмүр тавлаш қатарлиқ оюнлар ойнанди. Биз бу йиғинда кариз һәққидә сөз қилған уйғур каризлириға сәпәр намлиқ китапниң язғучиси дурсун өздән әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Дурсун өздән әпәнди түрк дуняси һәққидә издәнгән, түркий милләтләр яшаватқан җуғрапийәләрни бирму - бир айлинип чиқип бу һәқтә әсәрләр язған киши болуп у өткән йили уйғур дияриғиму барған икән.

- Һөрмәтлик дурсун өздән әпәнди, бүгүн сиз түрк дунясида норуз темилиқ муһакимә йиғинида сөз қилипж. Бу һәқтә қисқичә мәлумат бәрсиңиз?

- Сизгиму мәлум, норуз байрими 5000 йилдин буян түрк дунясида тәбриклинип кәлмәктә. Норуз байрими 12 мөчәл калиндари бойичә 3-айниң 21- күни өткүзүлиду. 21-Март күни кечә билән күндүз тәңләшкән бир күн. Бу мунасивәт билән түрк дунясида норуз темисида муһакимә йиғини чақирилди. Мән бу йәрдә асиядики түркий милләтләрдә норуз әнәниси вә уйғурлардики кариз темисида сөз қилдим.

- Һөрмәтлик дурсун өздән әпәнди, йеқинда сизниң кариз һәққидә бир әсириңиз нәшир қилинди, бу китапни йезиш җәряниңизни дәп бәрсиңиз?

- Мән бәзи чәтәл жорналлирида бу кариз һәққидә мәлуматларға игә болған идим. Шуңа каризни бир көрүш нийитим бар иди. Мән өткән йили хитай мәдинийәт министирликиниң рәсми тәклипигә бинаән турпанға берип каризда тәтқиқат елип бардим. Хитай һөкүмити тәтқиқатимға асасән бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин каризни қоғдаш үчүн иқтисади ярдәм алди. Сизгиму мәлум, кариз бундин 2500 йил бурун уйғурлар тәрипидин 110 метир йәрниң астидин су чиқириш үчүн ясап чиқилған су қурулуши. Бу бир мәдинийәтниң мәһсулидур. 2500 Йил бурун яврупада техи атинаға охшаш шәһәрму йоқ вақтида уйғур түрклири бундақ бир мәдинийәтни яратти. Мән бу мәдинийәтни дуняға тонутуш үчүн бу тәтқиқатни елип бардим.

- Каризни тәтқиқ қилишниң әһмийити нимә сизчә?

- Буниң әһмийити шу. Ғәрб дөләт тарихчилири түрк дунясини аңлатқан вақтида түркий милләтләр көчмән, чедирда яшайдиған, җәңгивар әмма мәдинийәтсиз бир милләт дәп баян қилиду. Шуңа мән әһвалниң бундақ әмәсликини, түркий хәлқләрниң әксичә бай мәдинийәткә игә бир милләт икәнликини, 2500 йиллар бурунла парлақ мәдинийәт яратқан бир хәлқ икәнликини аңлитишта муһим әһмийәткә игә. Мән китабимда турпан, ярғул қатарлиқ йәрләрни аңлитиш арқилиқ түркий хәлқләрниң мәдәнийәтлик бир хәлқ икәнликини испатлап чиқишқа тириштим.

- Һөрмәтлик дурсун өздән әпәнди, сиз уйғурларниң 2500 йил бурун парлақ мәдинийәт яратқан хәлқ икәнликини дәп өттиңиз. Мана бу хәлқ һазир хитайларниң асимлатисйә қилш хәвпигә дуч келиватиду. Сиз буниңға қандақ қарайсиз?

- Мундақ бир мәсилә бар. 1966-Йилидин 1976-йилиғичә давам қилған мәдәнийәт инқилаби мәзгилидә хитайдики пүтүн милләтләргә еғир бесим сиясити елип берилған икән. Әмма һазир ундақ бесим йоқ. Биз түркийәдин барған язғучи, билим адәмлири хитайға зиярәткә барған вақтимизда хитайдики һәр милләт хәлқиниң тәң - баравәр яшаватқанлиқини, һәтта мусулман уйғурларниң мәсҗитләрдә әркин намаз қиливатқанлиқини көрдуқ.

- Пүтүн инсан һәқлири тәшкилатлириниң доклатлирида хитай һөкүмитиниң уйғурларни террорист дәп әйибләп уларни қаттиқ бастуриватқанлиқи йезиливатиду. Булардин хәвириңиз йоқму?

- Бу әлвәттә хата. Чүнки, түркий милләтләр террорист әмәс. Түркий милләтләр дөләт әнәнисигә игә бир милләт. Түркий милләтләрдин террорист чиқмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.