Аммивий тәшкилатлар олимпик мәшилиниң түркийидин өтүшигә қаттиқ наразилиқ билдүрмәктә
2008.04.01
Олимпик мәшили 25 - март күни гретсийиниң афина шәһиридә йеқилған болуп, 31 - март күни бейҗиңға йетип барған иди. Дүшәнбә күни әтигән тйәнәнмин мәйданида бейҗиң олимпик мәшилини қарши елиш мурасимида хитай дөләт рәиси ху җинтав сөз қилип , олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитиниң рәсмий башланғанлиқини җакарлиған иди.
Мәшәл 1 - април күни қазақистанниң алмата шәһиригә йетип кәлгән болуп, түрк мәтбуатлиридики хәвәрләргә қариған 3 - април күни түркийиниң истанбул шәһиригә йетип келидикән. Геритсийидики башлиништа тибәтләрниң қаттиқ наразилиқиға учриған хитай һөкүмити, түркийиниң истанбул шәһиридә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң наразилиқ билдүрүшидин қаттиқ әнсиримәктә. Түрк мәтбуатлиридиму бу һәқтики хәвәрләргә кәң көләмдә йәр берилмәктә.
Бәзи обзорчилар бу хил наразилиқ һәрикәтлириниң хитайниң демократийилишишигә төһпә қошудиғанлиқини илгири сүрсә, йәнә бәзи обзорчилар бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши елип бериливатқан бу хил паалийәтләрниң хитай милләтчиликини күчләндүридиғанлиқини илгири сүрмәктә.
2008 Бейҗиң олимпик мәшили хитай сиртидики 21 - шәһәрдә тохтап өтидиған болуп, түрк мәтбуатлиридики хәвәрләргә қариғанда, бу шәһәрләрниң көпидә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири, тибәтликләр, фалунгуңчилар вә демократ хитайлар бирликтә наразилиқ паалийәтлири өткүзидикән. Түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилат мәсуллири олимпик мәшили өтидиған 21 шәһәрдә хитайларға қарши елип берилидиған наразилиқ паалийитиниң тибәт вә шәрқий түркистан мәсилилирини дуняға аңлитиш шундақла хитайларниң һәқиқий йүзини дуняға ечип бериш үчүн яхши бир пурсәт икәнликини илгири сүрүшмәктә.
2008 - Бейҗиң олимпик мәшилиниң истанбулдин өтүшигә наразилиқ билдүрүш мәқсити билән, дуня уйғур қурултийи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити вә шәрқий түркистан яшлири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити ортақлишип мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзмәкчи.
Бу йиғин 2 - април күни әтигән саәт 9 йеримда истанбул финдикзадә мәһәллисидики голдән хилл меһманханисида өткүзүлидиған болуп, йиғинға түркийидә турушлуқ түрк вә чәтәл ахбарат органлири тәклип қилинған. Биз юқиридики мәсилиләр һәққидә көз қарашлирини елиш үчүн бәзи мутәхәссисләр вә аммивий тәшкилат мәсуллириға микрофонимизни узаттуқ. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмитиниң олимпик мәшилини йәткүзүш һәрикити қаршилиқларға дуч кәлмәктә
- Бейҗиңдики олимпик уйғурларға һәссиләп қийинчилиқ елип кәлди
- Түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири вилайәт рәһбәрлири билән көрүшти
- Намайишчилар афенадики олимпик мәшилини йеқиш мурасимида хитайға қарши кашила чиқирип һәйвә көрсәтти
- Түркийидики уйғурлар норуз байримини тәнтәнилик тәбриклимәктә
- Түркийә дөләт министири мәһмәт айдин хитайда зиярәт елп бармақта
- Хитай, дуня миқясида аммиви тәшкилатларниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқиға дуч кәлди
- Түркийә кабулда университет қурмақчи
- Германийә һөкүмити бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиши керәк
- "Пантүркизмниң мәйданға чиқиши вә шәрқий түркистан"
- Уйғур елиниң җәнубида олимпик мунасивити билән тәқипләшләр давамлашмақта
- Хитайниң террорлуқ һуҗум һәққидики баянати уйғурлар тоғрисидики йеңи мулаһизиләргә йол ачти