Түркийидә сайламға қатнишидиған түркистанлиқ парламент әзаси намзати билән сөһбәт
2007.06.29
Түркийидә 7-айниң 22-күни парламент омумий сайлими өткүзүлмәкчи. Бу сайламда парламент әзалилиқиға намзат болғанларниң ичидә түркистандин кәлгән көчмән аилиләрниң әвлатлириму бар. Мана булардин бири проф. Др. Салиһ айнурал әпәндимдур.
Түркийигә көчмән болуп кәлгән бир өзбәк аилисидә дуняға кәлгән салиһ айнурал әпәнди 1962-йили коняниң ақшәһәр наһийисидә дуняға кәлгән болуп, 1984-йили истанбул университети иқтисад бөлүмини пүттүргәндин кейин, мәзкур университетта оқутқучи болуп қалған. 2000-Йили профессор болған салиһ айнурал әпәнди гәбзә юқири техника иниститутида 7 йил мудир болуп ишлигәндин кейин түрк дуняси билим вә техника һәмкарлиқ иш бирлики мәркизиниң мудири болуп ишлигән. У һазир адаләт вә тәрәққият партийисидин милләт вәкили намзати болған.
Проф. Др. Салиһ айнурал әпәндиниң түрк дуняси һәққидә шундақла түркийә - хитай мунасивәтлиридә шәрқий түркистан мәсилиси темисида мақалилири елан қилинған. У нурғун илмий муһакимә йиғинлирида уйғур мәсилиси һәққидә мақалиләр сунған.
Биз проф. Др. Салиһ айнурал әпәнди билән парламент әзаси намзати болуштики мәқсити вә болғандин кейин уйғур мәсилиси үчүн немиләрни қилидиғанлиқи һәққидә сөһбәт елип бардуқ. (Әркин тарим)