Түркийә парламентида вен җиябавниң түркийә зиярити һәққидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлди

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу йиғин хитай баш министири вен җиябавниң түркийигә қаратқан зиярити мунасивити билән чақирилған бу йиғинға, көп санда гезит вә телевизийә истансилириниң мухбирлири қатнашти.
Мухбирларни күтүвелиш йиғиниға шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң башлиқи һайруллаһ әфәндигил әпәндиму қатнашти. Биз нәқ мәйданға телефон қилип, бу һәқтә мәлумат алдуқ.
Парламент әзаси решат доғру әпәнди алди билән бу йиғин қатнашқучилириға рәһмәт ейтқандин кейин өз сөзини башлиди. У алди билән хитайниң шәрқий түркистанни 1949 - йили бесивалғанлиқи, 61 йилдин бери уйғурларни ассимилятсийә қилиш үчүн уларға һәр хил бесимларни қиливатқанлиқини билдүрди.
Решат доғру әпәнди, 61 йилдин бери уйғурлар қозғиған қозғилаңлар һәққидә мәлумат берип сөзини мундақ ахирлаштурди: "хитай баш министири вен җябав әтә дөлитимизгә зиярәткә кәлмәкчи. Түркийә һөкүмитиниң баш министири, хитай баш министири билән учрашқанда хитайниң зулумиға вә бесимиға учраватқан шәрқий түркистанлиқ қериндашлирини унутмаслиқини үмид қилимиз."
Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири 10 - айниң 8 - күни әтигән саәт 8 дә вен җябав туридиған әнқәрә хилтон меһманханисиниң алдида, кейин түркийә баш министирлики бинасиниң алдида намайиш өткүзмәкчи.
Намайишқа мәхсус аптобуслар билән истанбул, қәйсәри қатарлиқ шәһәрләрдин кәлгән уйғурлар, уйғурларға һесдашлиқ қилғучи түркләр қатнашмақчи. Биз мухбирларни күтүвелиш йиғини вә намайиш һәққидә мәлумат елиш үчүн һайруллаһ әфәндигил вә сейит түмтүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.