Қазақлар немә үчүн өзлириниң шәрқий түркистандин кәлгәнликини тилға алмиди?


2006.12.14
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Миллийәт гезитиниң 10-чесладики санида истанбулда яшаватқан қазақлар тонуштурулуп йезилған тәпсили мақалә елан қилинди. Мақалидә 50 нәччә йилдин бери истанбулниң зәйтунбурну районида яшап келиватқан қазақларниң тарихи, бу йәргә келиш сәвәби, өрп адәтлири рәсимләр билән тонуштурулған.

Мақалидә, қазақ түрклири вәхпи башлиқи дәрвиш қилич вә абдулваһап қара қатарлиқ кишиләр билән сөһбәт елип берилған болуп, улар мухбирға бәргән мәлуматида, өзлириниң совет иттипақиниң бесим сияситидин қечип түркийигә кәлгәнликини дегән. Бу хәвәр гезиттә елан қилинғандин кейин истанбулда турушлуқ уйғурлар вә шәрқий түркистан җәмийәтлириниң наразилиқини қозғиди. Улар бу қазақларниң қазақистандин әмәс, шәрқий түркистандин кәлгәнликини, уларниң келиши үчүн әйса йүсүп алптекинниң ярдәм қилғанлиқини деди. Улар қазақларниң мақалидә бир қетимму өзлири кәлгән шәрқий түркистанни еғизға алмиғанлиқини ейтип қазақларни әйибләшти.

Һәммимизгә мәлум болғандәк, түркийидики шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити мана бу диярдин кәлгән қазақлар қурған җәмийәт болуп, улар бурун шәрқий түркистан давасида интайин актип иди. Лекин йеқинқи йиллардин бери уларниң паалийәтлири суслишип қалған болуп, уларниң һәтта шәрқий түркистандин кәлгәнликиниму демәслики кишиләрниң алаһидә диққитини тартти. Ундақта қазақлар нимә үчүн әмәлийәтни демиди? буни демәсликидә хитайларниң бирәр роли барму қандақ? биз буни билип беқиш үчүн мунасивәтлик кишиләргә телефон қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.