Түркийиниң авази радиосиуйғур дияриға радио аңлитиши беришкә тәйярлиқ қилмақта
2006.07.19
TRT Түркийиниң авази радиоси 2007-йили оттура асия түрк җумһурийәтлири билән бирликтә уйғур дияриғиму аңлитиш бәрмәкчи. Биз түркийиниң авази радиоси вә уйғур дияриға аңлитиш бериш пиланиниң тәпсилатини билиш үчүн түркийиниң авази радиоси башлиқи осман диләкчи әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Һөрмәтлик осман диләкчи әпәнди түркийиниң авази радиоси һәққидә қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ?
Түркийиниң авази радиоси түркийә радио телевизйә идариси тармиқида чәт дөләтләргә аңлитиш беридиған бир бөлүм болуп 1937-йили қурулған. Шуан 27 хил тилда нурғун дөләтләргә аңлитиш бериватимиз. Радио дөлитимизниң ташқи сиясәттики күн тәртипини дуняға аңлитиш мәқсити билән қурулған. Радиомиз қурулғанда тунҗи болуп түркийә җумһурийитиниң иккинҗи рәис җумһури исмәт инону әәрәпчидә оттура шәрқ дөләтлиригә аңлитиш қилған икән. Кейин шималий атлантик әһди тәшкилати тармиқида түрк армийиси корийәгә урушқа барған вақтида түрк әскәрлириниң қәһриманларчә иш паалийәтлирини дуняға аңлатқан икән. Кейинки йилларда болса түркийидин явропаға кәткән түркләрниң вәтини билән болған беғиниң үзүлмәслики үчүн радиомиз аңлитишқа давам қилған. Мана мушундақ қилип радиомиз бугүнки күндә 27 хил тилда дуняниң һәммә йеригә аңлитиш беридиған сәвийигә йәтти, аңлитишлиримизни қисқа долқун, интәрнәт вә суни һәмра арқилиқ һәр күн 24 саәт аңлиғили болиду.
Қайси дөләт вә районларға аңлитиш беривәтсиләр?
явропа, америка қошма шитатлири, асия вә оттура асия түрк җумһурийәтлиригә аңлитиш бериватимиз. Оттура асияға түркчә аңлитишимизму бар. Бу аңлитишлиримиз әтигән саәт 7дин 10 ғичә бериливатиду. Бизниң мәқситимиз бу аңлитишлар арқилиқ түркий милләтләр яшаватқан путун дөләт вә районларға улишиштин ибарәт. Дуняда вә түркийидә болған вәқәләрни дәл вақтида у районларға йәткүзиватимиз. Аңлитишлиримизда түркийиниң қошнилири вә башқа дөләтләр билән болған мунасивити, ташқи сиясити, түркий милләтләрниң тарихи, мәдинийити, түркийә билән болған мунасивити, түркийиниң сияси, иқтисади, мәдини қурулмиси қатарлиқларни аңлитиватимиз.
Оттура асияда вә уйғур диярида түркчә өгинишни арзу қиливатқан нурғун кишиләр бар. Радиойиңларда түркчә өгитиш программиси барму?
Биз явру - асия җуғрапийисигә тәвә болған 6 хил тилда аглитиш бериватимиз.. Булар қирғизчә, өзбекчә, қазақчә, азәричә қатарлиқлардур. Биз йәнә булардин башқа түркчә аңлитишму беримиз. Бу районлардин дөлитимизгә келип оқуватқан миңларчә оқуғучи бар. Улар бизниң радиомиз билән һәмкарлишиватиду. Түркийә түркчиси азәрбайҗанда җиқ ишлиниду. Әмма башқа түркий җумһурийәтләрдә түркийә түркчисини анчә чүшәнмәйду. Шуңа бизниң у йәрдики қериндашлиримизға түркчә өгитиш үчүн "түркчә өгрәнийоруз" йәни "түркчә өгитиватимиз" дәйдиған бир програм тәсис қилип дәрс бериватимиз. Бу арқилиқ түркийә түркчисиниң явро - асия җуғрапийисидә һәммә киши чүшинәләйдиған бир тилға айландурушни мәқсәт қиливатимиз. Радиомиз йәнә 2007 йилидин етибарән уйғур райониға түркчә аңлитиш беришни пиланлаватиду. Шуңа у йәрдә түркчә радио аңлашни халиған аңлиғучилар қисқа долқундин яки интәрнәт адрисимиз http://www.trt.net.tr Тин аңлиса болиду.
Сиз аңлитишимизниң мәқсити түркчини оттура асияда һәммә киши чүшинәләйдиған бир тил қилиш дәп өттиңиз. Ундақта бәзи дөләтләр түркийә пантүркизимни яймақчи боливатиду дәп қариши мумкин, буниңға қандақ қарайсиз?
Сориған суалиңизниң бираз сияси тәрипи бар. Дөлитимизниң һөкүмәт рәһбәрлири әлвәттә бу һәқтә ойлашқан болиши мумкин. Мән бир радиониң мудири болуш сүпитим билән шуни демәкчимәнки, биз түркийә җумһурийити дөлитиниң бир радиоси болуш сүпитимиз билән ататүркниң дегинидәк юртта тинчлиқ дуняда тинчлиқ пиринсипи бойичә аңлитиш қиливатимиз. Бир дөләтниң ички ишлириға арилишиш нийитимиз йоқ. Әмма шуниму билимизки, оттура асия түрк җумһурийәтлиридә вә уйғур районида яшаватқан хәлқ бизниң қериндашлиримиз. Биз мәдәнийәт программилири арқилиқ авазимизни қериндашлиримизға аңлитишқа теришиватимиз. Бизниң башқичә нийитимиз қәтийла йоқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур вәкиллири токат түркмән фестивалға қатнишип уйғур мәсилисини аңлатти
- Түркийидики уйғур оқуғучилар тәнтәнилик мурасим билән диплома алди
- Уйғур вәкили түркийә җумһурийити сабиқ муавин дөләт министири билән көрүшти
- Түркийидики йәрлик ахбарат васитилирида уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилмәктә
- Түркийидики телевизйә қаналлири уйғур мәсилисигә алаһидә йәр бәрмәктә