Д у қ һәйити түркийә рәис җумһури билән көрүшти
2008.01.28
![abdullahGul-200.jpg abdullahGul-200.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/turkiye-reis-jumhuri-20080128.html/abdullahGul-200.jpg)
Түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл рәис җумһури болуп сайланғандин кейин тунҗи қетим 1-айниң 25- күни өзи туғулуп чоң болған қәйсәри вилайитини зиярәт қилди.
Аяли хәйринса ханим билән қәйсәригә кәлгән абдуллаһ гүл бу йәрдә бәзи ечилиш мурасимлириға қатнашқандин кейин, кәчтә қәйсәри һилтон меһманханисида зияпәт бәрди. Бу зияпәткә қәйсәри вилайитидики һәр дәриҗилик кадирлар, министирләр, парламент әзалири, карханичилар, оқутқучи вә оқуғучи вәкиллири вә аммивий тәшкилат мәсуллириму тәклип бойичә қатнашқан болуп, дуня уйғур қурултийиму булар қатарида тәклип қилинған.
Бу зияпәткә дуня уйғур қурултийиға вакалитән д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди башчилиқида икки кишилик һәйәт қатнашқан болуп, зияпәт җәрянида улар түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүлгә д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң салимини йәткүзүш вә уйғур мәсилиси һәққидә қисқичә мәлумат бериш пурситигә игә болған.
Биз бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш үчүн д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.
юқиридики улиништин, мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтики сөһбәт зияритиниң тәпсилатини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ һәйитини түркийә җумһурийити алий рәһбәрлиридин буләнт аринч әпәнди ишханисида қобул қилди
- Дуня уйғур қурултейи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти
- Дуня уйғур қурултейи һәйәтлири түркийә парламентида
- Түркийә вәтәндеши болуш асанлашти
- Түрк дуняси мукапатиға еришкәнләр елан қилинди
- Истанбулда йеңи йил хатириләнди
- Уйғурлар 2008 - йилидин немиләрни күтмәктә
- Түрк мәтбуатида хитай һәққидә муназирә
- Түрк дуняси ортақ елипбәси түзүлмәкчи
- Истанбулниң җаваһер меһманханисида ечилған хәлқаралиқ йиғинда уйғурларниң әһвали тонуштурулди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири