Уйғурлар түркийидики сайламдин немиләрни күтиду?


2007.06.26

Түркийидә 4 йилда бир елип берилидиған сайлам йетип келиш алдида турмақта. 7-Айниң 22-күни елип берилидиған омумий сайламға 13 партийә қатнишидиған болуп, һәрқайси партийиләрдин намзат болған парламент әзаси намзатлири хәлққә нурғунлиған вәдиләрни беришмәктә.

Мәсилән, бәзи партийиләр университетқа кириш имтиһанини әмәлдин қалдурушни вәдә қилса, йәнә бәзи партийиләр бензин баһасини чүшүримиз дегәндәк вәдиләрни беришмәктә. Әмма хәлқ болса партийиләрниң һакимийәт бешиға келип болғандин кейинму вәдилиридә турушини үмид қилмақта.

Һәммимизгә мәлум болғандәк, түркийидә пуқра болуп яшаватқан уйғурларниң саниму аз әмәс. Һәрқайси партийиләр сәл қарашқа болмайдиған дәриҗидә көплүкни игиләйдиған уйғур нопусиниң райиға алаһидә қизиқмақта. Бәзилири бу һәқтә өзлири сайланған тәқдирдә уйғур мәсилисини парламент күн тәртипигә әкилидиғанлиқини вәдә қилмақта.

Ундақта түркийидә яшаватқан уйғурлар бу сайламдин немиләрни күтүватиду, уларниң арзуси немә? биз буни билип беқиш үчүн уйғурларға телефон қилип әһвал игилидуқ. Биз зиярәт қилған уйғурларниң көпи қисқичә исми ақ партийә болған, һазир һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийисигә ой беридиғанлиқини ипадиләшти.

Бәзи уйғурлар гәрчә өзлири юртидин узақта болсиму, бир партийигә ой бериштә у партийиниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийисигиму қарайдиғанлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.